Канаданиң икки нәпәр министири хитайни зиярәт қилиду
2007.01.12
Канада хәлқара сода министири David Emerson билән малийә министири Jim Flaherty алдимиздики һәптә ичидә хитайни зиярәт қилип, икки дөләт оттурисидики ихтисадий вә сода мунасивәтләрни раваҗландурушни планлимақта.
David Emerson Канада мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, канада өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйданида чиң туридиғанлиқини, әмма бу қетимқи сәпириниң мәқсити канада билән хитай оттурисидики ихтисадий вә сода мунасивәтләрни күчәйтиш икәнликини тәкитлиди.
Икки дөләт оттурисидики сүркилиш давам қилмақта
Амма тәһлилчиләр, канада ташқи ишлар министири Peter MacKay ниң хитай зияритиниң кечиктүрүлүшигә вә икки дөләт оттурисидики соғақ мунасивәтниң йәнила давам қиливатқанлиқиға әндишә билән қаримақта. Буниңдин илгири Peter MacKay йил бешида биринҗи болуп, хитайни зиярәт қилидиғанлиқини җакарлиған иди. Амма у өткән һәптә хитай билән қошна болған афғанистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилған болсиму, амма хитайға аяқ басмиди. Канада һөкүмити болса, һазирғичә бу һәқтә чүшәндүрүш бәрмиди.
Канада хәлқара сода министирликиниң ахбарат вастилириға бәргән мәлуматида әскәртилишичә, хәлқара сода министири David Emerson бу айниң 14-күнидин 19-кунигичәхоңкоң, бейҗиң вә шаңхәйләрдә 5 күнлүк зиярәттә болиду. У зиярәт җәрянида хитай сода министири бо шиләй, ташқи ишлар министири ли җавшиң қатарлиқ хитай әмәлдарлири вә сода саһәсидики кишиләр билән көрүшиду һәмдә икки тәрәп техника һәмкарлиқ келишимини имзалайду.
Канада фәдәрал һөкүмитиниң малийә министири Jim Flahertyниң бу қетимқи хитай зиярити болса, канада банкилириниң хитайдики мулазимәт кәсиплирини кеңәйтишни мәқсәт қилиду. Чүнки хитай 5 йилниң алдида дуня сода тәшкилатиға әза болуп киргән чағдики вәдисигә асасән, нөвәттә чәтәл банкилириниң хитайда мулазимәт кәсиплирини ечишиға дәсләпки қәдәмдә йол қоймақта. Jim Flaherty Хитайдики мәзгилидә хитай малийә министири җиң рәнчиң қатарлиқ бир түркүм хитай әмәлдарлири билән көрүшиду
Канада - хитай содисидики қизил рәқәм канадаға пайдисиз
Канада гезитлириниң ашкарилишичә, хитай билән болған содидики қизил рәқәмни азайтиш вә канаданиң хитайһа қилидиған сода ехпортиниң һәҗими көпәйтиш қатарлиқлар бу икки министирниң хитайни зиярәт қилиштики мәхсәтлиридин бири икән. Нөвәттә хитай иқтисадиниң юқири көтүрүлүши билән, униң енергийигә вә хам материялға болған тәлипи ешип бериватқан шундақла хитайниң канададин еливатқан асаслиқ нефит вә рәңлик метал қатарлиқ хам материялларниң хәлқарадики баһаси өрләватқан болсиму, амма канаданиң хитайға қиливатқан ехпортиниң һәҗимидә азийиш көрүлмәктә.
David Emerson, Paul Martin рәһбәрликидики либәрал партийә һөкүмитидә санаәт министирлиқ вәзиписини өтигән вә бирқанчә қетим хитайни зиярәт қилғаниди. Бултур 1-айда консерватип партийиси омуми сайламда утуп чиққандин кейин, David Emerson либерал партийидин консерватип партийисигә өткән вә хәлқара сода министирликиниң министирликигә тәйинләнгәниди.
Консерватип һөкүмити һакимийәт йүргүзгән бир йил ичидә хитай җасуслириниң канададики паалийәтлири, канаданиң далай ламаға пәхри пухралиқ һоқуқи бериш мәсилиси, канада пуқраси болған һүсәйин җелилниң хитай тәрипидин қанунсиз тутулуп кетилиши вә униң канада пухралиқ салаһийитиниң хитай тәрипидин рәт қилиниши шундақла канада һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини ашкара сорунларда тәнқит қилиши қатарлиқ мәсилиләрдә хитай билән сүркилиш йүз берип, икки дөләт мунасивәтлиридә соғуқлиқ көрүлгәниди. Шуңа бултур бир йил ичидә пәқәт канада һөкүмитиниң икки нәпәр ички кабинет әзасила хитайни зиярәт қилғаниди.
Зиярәтниң мәзмуни ихтисадий мунасивәтни күчәйтиш
David Emerson Чаршәнбә күни ахбарат вастилириниң зияритини қобул қилғанда, бу қетимқи зияритидә икки дөләт оттурисидики иқтисад вә сода мунасивәтләрни омуми йүзлүк илгири сүрүшни арзу қилидиғанлиқини билдүрүп:
Икки тәрәп оттурисидики сода, мәбләғ селиш вә башқа мунасивәтләрни раваҗландуруш бизниң хитай билән болған истратегийилик мунасивәтләрни күчәйтишимиз үчүн зөрүр болған һәрикәтләндүргүчи күчләр һесаблиниду, деди.
Emerson Ниң билдүришичә, у хитайға канаданиң йешил енергийә техникисини тонуштуридикән һәмдә канаданиң ванковәр шәһридә қуруливатқан шималий америка тинч окян проҗисини тәшвиқ қилидикән.
Канада хитай мунасивәтлиридики асаслиқ түгүн - һөсәйин җелил мәсилисидә йәнила илгириләш йоқ
Мулаһизичиләр, канада ташқи ишлар министири Peter MacKay ниң йил бешида хитайға қилмақчи болған зияритиниң, хитайда тутуп туриливатқан канада тәвәликидики уйғур һөсәйин җелил мәсилисидә илгириләш болмиғанлиқи үчүн кәчиктүрүлгәнликтин Emerson ниң бу қетимқи хитай зияритиниңму көзлигән нәтиҗини қолға кәлтүришигә гуман билән қаримақта. Әмма әмәрсон бу қетимқи сәпиридә содидин башқа күнтәртипниң йоқлуғини әскәртип:
"Биз канаданиң қиммәт қаришини вә кишилик һоқуқ уқумини ашкара қоғдаймиз. Әмма растини елип ейтқанда, бу қетимқи сәпиримниң мәқсити ихтисадий тәрәптики мәсилиләрни музакирә қилиштур. Буниси интайин нормал", деди.
Emerson Санаәт министирлиқ вәзиписини атқурған мәзгилдә пүтүн күчи билән икки дөләт оттурисидики саяһәт келишимини имзалаш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәниди. Хитай һөкүмити юанхуа дилосиниң асаслиқ гумандари лай чаңшиңни хитайға қайтуруп беришни шәрт қилип қошуп, бу келишимниң имзалинишини арқиға созулуп кәлмәктә.
David Emerson Ниң бу қетимқи хитай зияритиму илгири билинмигән сәвәбләр түпәйлидин бир қетим кечилтүрүлгәниди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң 9 телевизийә истансиси канадада программа тарқитиш һоқуқиға еришти
- Канада асия - тинч окян бихәтәрлик тәтқиқат йиғини хитайни демократийиләштүрүш мәсилиси үстидә муһакимә елип барди
- Канада парламентида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Хитай канада рәһбириниң сөһбитидики мәркизи мәсилә - һүсәйин җелил мәсилиси
- Канада һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилишта җиддий позитсийә билдүрмәктә
- Канада сода үчүн кишилик һоқуқни қурбан қилмайду
- Бейҗиң даирлири канада баш министири Stephen Harper ниң ху җинтав билән көрүшүш тәлипигә соғуқ муамилә қилди
- Канада сақчи даирилири, хитайлар игидарчилиқидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гуруһини қолға чүшүрди
- Хитай - канада сода һәмкарлиқи вә саяһәт келишими музакирә қилиниду
- Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
- Канада әмәлдарлири канада-хитай кишилик һоқуқ сөһбәтлиридин үмидсизләнмәктә