Канада сода вә малийә министирлириниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилиси


2007.01.18

huseyin-jilil.jpg
Һөсәйин җелил. Гәрчә у канада пуқраси болсиму һазирғичә хитай даирилири тәрипидин тутуп турулмақта. Һүсәйин җелил мәслиси канада хитай мунасивитидики муһим бир ноқта болуп кәлмәктә.

Канада малийә министири Jim Flaherty чаршәнбә күни, канада ахбарат вастилириниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмити әмәлдарлири билән сөһбәтләшкәндә чоқум кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди. Jim Flaherty Дин 3 күн бурун хитай зияритини башлиған канада хәлқара сода министири Dawid Emerson болса хитай әмәлдарлири билән болған сөһбитидә кишилик һоқуқ билән мунасивәтлик мәсилисини оттуриға қойғанлиқини тәкитлигәниди.

Канаданиң бу икки нәпәр сода иқтисат министири нөвәттә бейҗиңда зиярәттә болмақта. Dawid Emerson Сода саһәсидики затлардин тәшкилләнгән көп кишилик бир һәйәтни башлап дүшәнбә күни хитайға йетип барғаниди. Dawid EmersonДин 3 күн кейин бейҗиңға йетип барған малийә министири Jim Flaherty чаршәнбә күни бәиҗиң шаңхәйләрдики 7 күнлүк зияритини башлиди.

Униң хитай малийә министири вә хитай мәркәз банкисиниң башлиқи қатарлиқлар билән көрүшүп, хитай пулиниң алмаштуруш қиммити вә канада банкилириниң хитайға кириш мәсилисини өз ичигә алған сода мәсилилирини музакирә қилидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Һүсәйин җелил мәсилиси канадалиқлар үчүн интайин муһим

Бу икки министир хитай әмәлдарлири билән көршкәндә бейҗиңниң кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара оттуриға қойидиғанлиқини, кишилик һоқуқ мәсилисини сәмимийлик билән музакирә қилишниң содиға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Чаршәнбә күни Jim Flaherty бейҗиңда, канада CTW телевизийисиниң зияритини қобул қилғанда оттаваниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға диққәт қиливатқанлиқини хитай даирлириға билдүрүш өзиниң вәзиписи икәнликини, у хитай тәрәпкә канада пуқраси һөсәйин җелил мәсилисини алаһидә оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди.

Һөсәйин җелил хитайда террорчи нами билән тутуп турулмақта. Хитай даирлири униң канада пухралиқ салаһийитини рәт қилип, канада дипломатлириниң көрүшүш тәлипини рәт қилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити мустәқиллиқ тәләп қилған уйғурларни адәттә террорчи, дәп әйибләйду. Jim Flaherty Һүсәйин җелил мәсилисиниң канадалиқлар үчүн интайин муһимлиқини әскәртип:

"Биз оттуриға қоймақчи болған мәсилиниң канадалиқлар үчүн муһим мәсилә икәнликигә һәмдә канадалиқларниң һоқуқлириниң пүтүн дуняда қоғдилидиғанлиқиға ишинимиз", деди.

CTW Телевизийисиниң тәһлиличә, тибәтниң роһани вә сияси даһийси далай ламаға пәхри пухралиқ һоқуқи бәргән канадаға оғиси қайниған хитай даирлири, канаданиң һүсәйин җелилни қоюветиш тәлипини рәт қилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ вә демократийигә иҗабий қариши керәк

Dawid Emerson CTW Телевизийисиниң зияритини қобул қилғанда, бир милярд 300 милйонлуқ нопусқа игә болған вә чоң ихтисадий дөләткә айлиниватқан хитайда демократик җәмийәтниң қурулушиниң хитай вә шундақла хәлқара җәмийәт үчүн интайин моһимлиқини тәкитләп:

"Мениңчә, кишилик һоқуқ, демократийә, қанун билән идарә қилиш вә әркинлик дегәнләр өзара бир биригә бағлиниду. Униң үстигә булар ихтисадий тәрәққиятни күчәйтиш ролини ойнайду. Биз булар оттурисидики мунасивәтни бир тәрәп қилишқа диққәт қилишимиз керәк. Бу мәсилиләрдә учуқ-ашкара болушимиз вә униңға иҗабий позитсийә тутишимиз керәк, деди. Униң қаришичә, кишилик һоқуқ билән сода оттурисида тәңпуңлуқ қуруш тамамән мумкин икән.

Канада пул үчүн өзиниң қиммәт қаришини қурбан қилмайду

У канаданиң қиммәт қаришида чиң туридиғанлиқини тәкитләп: "биз кишилик һоқуқ вә әркинликни йоқатсақ алдимиздики йолни көрәлмәймиз. Канадалиқлар бизниң хитай һөкүмити билән ихтисадий вә сода мунасивәтләрни раваҗландуришимизнила әмәс, бәлки кишилик һоқуқ саһәсидә ашкара вә иҗабий болған рәал мунасивәтни қуруп чиқишимизни техиму арзу қилиду", деди.

Буниңдин илгири канада баш министири Stephen Harper хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ җәһәттики мәйданини тәнқит қилип: "мениңчә, канадалиқлар бизниң пүтүн дуняда сода мунасивәтлиримизни күчәйтишимизни арзу қилиду. Бизму шундақ қиливатимиз. Бирақ канада хәлқи бизниң пулни дәп канаданиң қиммәт қариши болған --дәмократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқ принсиплирини долларға сетишимизни халимайду дәп қараймән", дегәниди.

Хитай ғәрб дөләтлириниң далай ламаға болған алаһидә қизиқишидин әнсирәйду

Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси лю җәнчав бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида бир нәпәр мухбирниң "канада һөкүмитиниң икки нәпәр министири хитайда зиярәттә боливатиду. Амма канада һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини тәнқит қилиши вә далай ламаға пәхри пухралиқ һоқуқи бериши канада хитай мунасивәтлиригә қанчилик зиян елип кәлди, дегән соалиға җавап берип:

"Һөкүмитимиз канада билән болған мунасивәткә әһмийәт бериду. Әмма йеқиндин буянқи канада һөкүмитиниң сөз- һәрикәтлиригә диққәт қиливатидудалай лама мәсилиси диний мәсилә әмәс, шундақла кишилик һоқуқ мәсилисиму әмәс, бәлки у хитайниң зәмин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға мунасивәтлик чоң мәсилә. Алақидар дөләтләр бу нуқтиға алаһидә диққәт қилиши керәк", дегән. Әмма у икки дөләт оттурисидики йеңи тоқунушниң түгини болған һөсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталмиған.

Күзәткүчиләр консерватип һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин кейин соғуқ болуп кәлгән хитайға бирдинла йоқири дәриҗилик икки әмәлдарни зиярәт қилишқа әвәтиши бу һөкүмәтниң хитайға қаратқан йеңи истратегийсини бекиткәнлики, дәп қаримақта. Уларниң қаришичә, Stephen Harper һөкүмитиниң хитай һөкүмити билән болған йеңи стратегийиси –хитай даирлириниң кишилик һоқуқ мәсилисигә ашкара диққәт қилиш билән биргә икки дөләт оттурисидики содини илгири сүрүшкә тиришиш икән. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.