Канададики сайлам вә канададики хитай пуқралири

AFP Photo
Шең шө бу мақалисида, 3 йилға йеқин вақиттин бери һакимийәт бешида туруватқан степһен һарпер һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қаттиқ қол сиясәт йүргүзгәнлики, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини қаттиқ тәнқид қилғанлиқи, далай ламаға пәхри пуқралиқ берилгәнлики, баш министири степһен һарперниң бейҗиңда өткүзүлгән олимпик мусабиқисигә қатнишиштин баш тартқанлиқи вә хитайни зиярәт қилишни давамлиқ кечиктүргәнлики қатарлиқларниң канададики хитай коммунистлириға майил хитай тәшкилатлири вә хитай сиясәтчилирини биарам қилғанлиқи, уларниң канададики сайламда степһен һарпер һөкүмитини ағдуруп ташлашни давраң салғанлиқи вә бу һәқтә тәшвиқат елип барғанлиқи, лекин сайлам нәтиҗиси билән бу хитайларниң хияллири бәрбат болғанлиқи баян қилиниду.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз камил турсунниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлайсиләр.