Канада баш министири канада - хитай мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққияти һәққидә тохталди
2008.01.02
Канада баш министири стеффен харпер канада хитай мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққиятидин үмидвар икәнликини билдүрди.Униң қаришичә, канада һөкүмитиниң өзиниң қиммәт қаришида чиң туруш асасида, икки дөләт мунасивәтлирини бир тәрәп қилиши икки тәрәпниң иқтисад вә сода мунасивәтлиригә шундақла хадимларниң берип келишигә сәлбий тәсир көрсәтмәйдикән.
Икки дөләтниң иқтисад вә сода мунасивәтлири үзлүксиз раваҗланған
Канада баш министири стеффен харпер йеңи йилниң һарписида канададики хитай мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, канада - хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлири вә арзулирини оттуриға қойди. У 2007 - йили канада - хитай мунасивәтлиридә көрүлгән сүркилишләрни етирап қилди, әмма у бу сүркилишләрниң икки тәрәп содисиға сәлбий тәсир көрсәткәнликини рәт қилди.
Стеффен харпер:" мениңчә, биз хитай һөкүмити билән болған мунасивәттә бәзи қийинчилиқларға йолуққан болсақму, әмма икки тәрәп сода мунасивәтлири вә саяһәтчилик ишлири давамлиқ раваҗланди," деди.
Канада таможниси тәминлигән статистика рәқәмлиригә қариғанда,алдинқи йилниң дәсләпки үч пәслидә канаданиң хитай билән болған омуми содиси 32 милярд 370 милйон долларға йетип, өткән йилниң охшаш мәзгилигә қариғанда %21.7 Көпәйгән. 2007 - Йилидики икки тәрәпниң омуми содиси тунҗи қетим 40 милярд долларлиқ өткәлдин һалқип өткән. 2003 - Йили канаданиң әйни вақиттики либерал партийидин болған баш министири җеан чретиән билән хитай баш министири вән җябав 2010 - йилиға барғанда икки тәрәп сода соммиси әйни вақиттики 20 милярд долларлиқ асасни бир қатлайдиғанлиқи һәққидә келишкәниди. Бу нишан бүгүнки күнгә кәлгәндә 3 йил бурун әмәлгә ашқан. Хитай нөвәттә америкидин қалса канаданиң иккинчи чоң сода шерикигә айланди.
Канада хитай сияси мунасивәтлири тарихтики әң төвән сәвийидә
Өткән бир йилда канада хитай мунасивәтлиридә бир қанчә қетим давалғуш йүз бәрди. Булардин бири канаданиң хитай һөкүмитиниң канададики техника вә сода җасуслуқ паалийәтлирини әйиблиши, хитай даирилириниң канада пуқраси һүсәйин җелилниң һоқуқлирини дәпсәндә қилип, униңға муддәтсиз қамақ җазаси бериши вә стеффен харперниң баш министирлиқ салаһийәт билән өз ишханисида тибәтниң сүргүндики даһиси далай ламани рәсмий шәкилдә күтивелиши қатарлиқлардур.
Стеффен харпер һүсәйин җелилға хәлқара қанун вә канада қанунлири буйичә канада пуқраси салаһийити берилгәнлики, хитай даирилириниң уни өзбекистандин зорлуқ вастилар билән елип кетишиниң қанунсиз һәрикәт икәнлики, хитайниң уни аталмиш террорчилиқта әйиблишиниң пакит асаси йоқлуқи вә канада һөкүмитиниң һүсәйин җелилниң һоқуқлирини һәр заман, һәр қандақ вақитта қоғдайдиғанлиқини билдүргәниди.
Канада өзиниң қиммәт қаришидин ваз кәчмәйду
Стеффен харперниң тәкитлишичә, канада хитайниң ички ишлириға арилишишни халимайдикән, әмма канада хитай билән болған мунасивәттә өзиниң қиммәт қаришидин ваз кәчмәйдикән. У : "мән мундақ принсип буйичә иш қилимән. Бизниң вәзипимиз һәр қандақ дөләтни өзгәртиш әмәс, бәлки өзимизниң асаси принсиплиримизда тәврәнмәстин чиң туруштур," деди.
Стеффен харпер тәкитлигән асасий принсип әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ вә қанунниң үстүнлүки қатарлиқларни өз ичигә алиду. Харперниң қаришичә, канададики бир милйондин артуқ хитай әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ вә қанунниң үстүнлүкидин бәһриман болуватқан икән. Ундақта хитайдики бир милярттин ошуқ инсанму инсанийәткә ортақ болған бу һоқуқлардин бәһриман болуши керәккән. Униң тәкитлишичә, әгәр хитайда пуқралар бу һоқуқлардин бәһриман қилинса, хитайниң хәлқарадики образи яхшилинипла қалмай, бәлки хитайниң өзи үчүн пайдилиқ болидикән.
Хитайниң иқтисадй муапиқийитини махтиди
Стеффен харпер хитайниң иқтисадий тәрәпләрдин қолға кәлтүргән нәтиҗилирини махтиди. Әмма, униң бу тәрипләшлиридә тәнқитму йоқ әмәс: "әгәр сиз хитайниң 20 йилниң алдидики әһвалиға диққәт қилсиңиз һазирқидин көп осал икәнликини көрисиз. Хитай нөвәттә тоғра йөлинишкә қарап илгирилимәктә.Биз бу хил тәрәққиятқа илһам беримиз," деди.
Канададики өктичи партийиләр вә сода саһәсидикиләр стеффен харпер һөкүмитини хитай билән болған мунасивәтни тоғра бир тәрәп қилалмиди, бу икки дөләт сода мунасивитигә сәлбий тәсир көрситиду, дәп әйибләп кәлгәниди. Әмма 2007 - йилидики икки дөләтниң сияси мунасивәтлиридики йириклик сода мунасивәтлиригә сәлбий тәсир көрсәтмигән, әксинчә икки дөләт оттурисидики сода соммиси һәссиләп ашқан.
Канададики мутәхәссисләр 2008 - йили канада билән хитайниң сияси мунасивәтлиридә қандақ өзгүрүшләр болидиғанлиқиға алаһидә диққәт қилмақта. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң канада мәһсулатлириға болған тәлипи ашти
- "Хитай 2008 - йилидики олимпик мусабиқисидин айрилип қаламду?"
- Канада һөкүмити бихәтәрлик тәкшүрүш қанун лайиһиси түзмәкчи
- Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди
- Хитай даирилири вәдисигә вапа қилмиди
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Һөсәйин җелил 1 - түрмигә йөткәлди
- Ахбарат әркинлики вә хәлқара олимпик комитети
- Канада - хитай мунасивити йирикләшмәктә
- Далай лама вә униң канада зиярити
- Бир милярд йүән хиянәт қилған хитайлар канада сотида
- Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
- Хитай канада мунасивәтлиридә бейҗиң олимпики
- Канада баш министири степһен харпәр далай лама билән рәсмий көрүшиду
- "Хитайниң мувәппәқийитиниң һулиға дәз кәтти" намлиқ мақалә һәққидә