Каризлар җиддий қутқузушқа муһтаҗ болмақта


2006.03.16

Дунядики әң төвән ойманлиқ һесабланған турпан ойманлиқиға нисбәтән, булақ сүйи бу җайдики бирдин ‏- бир һаятлиқ су мәнбәси болған . Икки миң йиллар илгири әқиллиқ турпан хәлқи һаятини гүлләндүрүштә чәклик су мәнбәсидин йәниму үнүмлүк пайдилиниш үчүн кариздин ибарәт мөҗизилик су иншаат қурулушини иҗад қилған .

1957 - Йили статистика қилинишичә, каризларниң сани 1784 болуп 1993 - йилиға кәлгәндә каризларниң сани аран 614 кә чүшүп қалған .

Каризларниң барғанчә азлиши билән бу су мәнбәсидин пайдилинип кәлгән турпан, қумул, пичан хәлқиниң турмуши, деһқанчилиқи еғир тәсиргә учриған, кариз сүйини һаятлиқ мәнбәси қилған йешиллиқлар азлап екологийилик муһитму бәлгилик зиянға учриған .

Каризларниң кәң көләмдә қуруп кетишиниң турпан хәлқигә қандақ тәсирләрни елип келиватқанлиқини игиләш мәқситидә, мухбиримиз гүлчеһрә кариз қудуқлири бир қәдәр көп җайлашқан турпан чатқал йезисиға телефон қилип әһвал игилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.