“карван уйғур ансамбили” ниң паалийәтлири нәтиҗилик ахирлашти

Германийиниң төт шәһиридә оюн көрситип уйғур мәдәнийити, сән´ити, тарихи вә әдәбиятини тонутуп алқишқа еришкән “карван уйғур ансамбили”ниң паалийәтлири 22-өктәбир ахирлашти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.10.25
karwan-uyghur-ansambili1-305.jpg “карван уйғур ансамбили” паалийитидики тамашибинлар вә артислардин көрүнүш. 2011-Йили 14-өктәбир, германийә.
RFA/Ekrem

Германийиниң баварийә өлкиси уйғур сиясий паалийәтчилири көпрәк мәркәзләшкән вә д у қ ниң баш штаби җайлашқан орун болуп, уйғур паалийәтчиләр узун йиллардин буян уйғурлар мәсилисини сиясий нуқтидин германийә һөкүмити вә хәлқигә билдүрүшкә тиришип кәлгән иди. Бу қетим оттуриға чиққан “карван уйғур ансамбили” болса, уйғурлар мәсилисини тарих, мәдәнийәт, сән´әт, әдәбият нуқтисидин тонутуш йолини талливалған һәмдә дәсләпки қәдәмдила бәлгилик тәсир қозғиған.

karwan-uyghur-ansambili-385.jpg
“карван уйғур ансамбили” сәнәткарлири. 2011-Йили 14-өктәбир, германийә.
RFA/Ekrem

Германийидә тәшкилләнгән “карван уйғур ансамбили” паалийәтлирини 2010-йили башлиған болуп, бу йил 10-айниң 14-күнидин 22-күнигичә йәнә баварийә өлкисиниң төт шәһиридә оюн көрсәткән. Паалийәткә германийә вә голландийидин кәлгән уйғур сәнәткарлар қатнашқан. 21-Өктәбир нүринбәрг шәһиридә, 22-өктәбир карлисруһи шәһиридә көрсәткән оюнлириниң зор алқишқа еришкәнликини әскәрткән нурниса ханим, паалийәтниң бундин кейинки тәрәққиятидин көп үмидвар икәнликини һаяҗан билән тилға алди.

Голландийидин келип бу паалийәткә иштирак қилған пәрһат абит әпәнди сәһниләрдә уйғур хәлқ нахшилирини орунлап қизиқиш қозғиған болуп, у “карван уйғур ансамбили”ниң бу қетимқи паалийәтлириниң германийә җамаитиниң яхши баһасиға еришкәнликини ейтти.

“карван уйғур ансамбили”ниң тәшкиллигүчилиридин бири болған нурниса ханимниң билдүрүшичә, 2012-йили германийә һөкүмити тәрипидин “хитай мәдәнийәт йили” паалийитини өткүзүш қарар қилинған болуп, “карван уйғур ансамбили” бу пурсәттин пайдилинип германийиниң ондин артуқ шәһиридә номур көрситиш арқилиқ, “хитай мәдәнийәт йили” ға қарши уйғур мәдәнийитини тонутушни давамлаштуридикән.

Нурниса ханим бу қетимқи паалийәтни германийидики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йеқиндин қоллаватқанлиқини, германийә мәдәнийәт саһәсидики бәзи затларниң “карван уйғур ансамбили” ниң паалийәтлирини давамлаштурушни тәшәббус қиливатқанлиқини һәмдә уларниң тегишлик ярдәмдә болидиғанлиқини тилға алғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.