Илида кәлкүн апити давамлиқ улғаймақта
2005.03.23
Өткән йили қиштин буян уйғур елидә қар һәддидин зиядә көп яққан болғачқа, алақидар даириләр, бу баһар пәслидә уйғур елидә кәң даиридә кәлкүн апити йүз беришидин әндишә қилмақта.
Өткән һәптидин башлап или тәвәликидә кәлкүнниң шәпилири көрүнүшкә башлиди. Биз өткән һәптә хәвәр берип өткинимиздәк, мушу айниң оттурлиридин башлап яққан қаттиқ ямғур һәмдә қиштин буян йеғип йиғилған қарларниң ериши билән һасил болған кәлкүн, илиниң көнәс, текәс, тоққузтара қатарлиқ алтә наһийисини охшимиған дәриҗидә апәткә учратқан иди.
23 - Март уйғур ели хәвәр тор бәтлириниң бәргән хәвиригә һәмдә мухбирлиримизниң апәт районидин игилигән әң йеңи учурлириға қариғанда бир һәптидин буян кәлкүн давамлиқ улғийип, илигә қарашлиқ 8 наһийә икки шәһәрдә 110 миңдин артуқ адәм апәт зәрбисигә учриди. Бир қисим аһалиләрниң өйи һәм мал мүлкигә еғир зиянларни елип кәлгән болуп, өрүлгән өйләр 12миң еғиздин ашқан. 4000 Гә йеқин чарва мал өлгән. Йәнә 3миң 267 гектар терилғу йәр вәйран болған. Һәмдә деһқанларниң нурғун деһқанчилиқ зираәтлири вәйранчилиққа учриған. Бу кәң көләмлик кәлкүн бивастә кәлтүрүп чиқарған иқтисадий зийининиң қайси дәриҗидә икәнлики һәққидә техи ениқ мәлумат йоқ.
Әҗиба хитай мәтбуатлириму хата хәвәр бәрдиму?
Биз кәлкүн апитиниң тизгинлиниш әһвали һәққидә йәниму тәпсили мәлумат елиш үчүн, или областлиқ кәлкүндин мудапиәлиниш ишханиси билән алақилаштуқ, кәлкүн тизгинләш ишлириға мәсул бир хадим телефонни елип, бизниң америкидин телифон қиливатқанлиқимизни билгәндин кейин, хитай ахбаратлиридиму ениқ мәлуматлар бериливатқан апәт әһвалини биздин йошурди. У мундақ деди:
"Силәр кәлкүн апитини сорап немә қилисиләр? силәр хата мәлуматқа игә болуп қапсиләр, кәлкүн ундақ чоң апәт кәлтүрүп чиқармиди, һәммә нәрсә нормал, һечқандақ зиян келип чиқмиди, биз кечә - күндүз кәлкүндин мудапиә көрүш хизмитини ишләватимиз. Һечқандақ чатақ йоқ".
Һөкүмәт юшурғанни хәлқ ашкарлиди
Биз йәнә илида кәлкүн апитигә еғиррақ учриған йезилардин бири болған, тағлиққа җайлашқан сарқуба йезисиға телефон улидуқ. Йезида гөзәттә туриватқан бир қазақ киши апәт әһвали һәққидә бизгә қисқичә мәлумат бәрди. Бу кишиниң билдүришичә, бир - икки күндин буян ямғур тохтап кәлкүнму асасий җәһәттин тизгинләнгән болуп, йезида бәзи өйләр өрүлгән. Әмма адәм өлүш, ярилиниш вәқәси бу йезида көрүлмигән. Апәтниң қанчилик зиян елип кәлгинини бу киши өзиму ениқ билмәйдикән.
Хәвәрләргә қариғанда, илиниң һөкүмәт вә башқа мунасивәтлик даирилири кәлкүн апитиниң давамлишиши мүмкинлики шундақла буниң билән тағ серилиш, тупрақ еқишқа охшаш апәтләрниңму кеңийиши мүмкинликини билдүргән.
Бу баһар йәниму кәң даиридә кәлкүн апәтлиридин сигнал бәрмәктә
Уйғур елидин игилигән учурлиримиздин мәлум болғинидәк, бу бир нәччә йилдин буян уйғур елида баһар мәзгили келиши биләнла бәзи җайларда кәлкүн апити, тағ серилиш, қиян келишкә охшаш апәтләр охшимиған дәриҗидә үзүлмәй йүз берип турди.
Уйғур елидики кәлкүндин мудапиә көрүш понкитлириниң өткән һәптә бәргән мәлуматлириға қариғанда, бундақ болишидики сәвәб, бу бир қанчә йилдин буян уйғур елидә қар ямғур көп яққандин башқа баһардики келиматиниң өзгиришиму тез болуп кәлгәчкә бу хил қар ериш характерлиқ кәлкүн апәтлирини кәлтүрүп чиқарған. Мунасивәтлик даириләр йәнә бу йил баһарда уйғур елидә илгирики йилларға баққанда йәниму кәң даиридә кәлкүн апәтлириниң йүз беришини қияс қилмақта.
Чүнки өткән йил қиштин буян уйғур елиниң һава келимати интайин турақсиз болған болуп, қар йеғиш нисбитиму илгирики 15 йилдин буян әң көп болған бир йил болған. Уйғур елиниң қар билән қаплиниш даириси һәм қелинлиқи зорайған. Шундақла метирологийә органлириниң мөлчәрлишичә, бу йил баһар мәзгилидә йәни 3 - айдин 5 - айғичә болған арилиқта һава температурисиниң көтүрүлүши интайин тез болидикән. Бундақ болғанда уйғур елидә баһар мәзгилидә техиму кәң даиридә кәлкүн апәтлириниң йүз бериши мумкин икән.
Тәңритағ тор бетидә пәйшәнбә күни елан қилинған уйғур аптонум районлуқ кәлкүндин мудапиәлиниш қоманданлиқ шитабиниң тәкшүрүш доклатида көрситилишичә, нөвәттә тәңри теғиниң шимали шундақла шәрқи җәнубидики дәряларниң сүйи илгирики мушу мәзгилгә қариғанда 15٪ әтрапида җиқ болуп, һава температурисиниң үзлүксиз көтүрилишигә әгишип дәря сулириму көтүрилидикән. Болупму уйғур елиниң шималидики чоң су амбарлири асасән тоюнма һаләттә болғачқа, йеқин арида қиян һәм кәлкүн апити йүз бериш еһтималлиқи чоң икән. Бирақ уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики кәлкүндин мудапиәлиниш хизмәтлири йетәрлик болмиғачқа мунасивәтлик даириләр кәлгүси йүз бериш еһтималлиқи болған кәлкүнниң апәтлиридин әндишә туймақта икән. (Гүлчеһрә)