Или дәря вадисида кәлкүн апити еғирлашмақта


2006.06.19

Алдинқи йилларниңкидәк уйғур елиниң шималий қисимлирида бу йилму һөл-йиғин сәвәбидин келип чиққан кәлкүн апәтлири арқа-арқидин көрүлүшкә башлиди. Бу әһвал болупму или дәря вадисида бир қәдәр еғир болди. Бу районда 16‏- июн күнидин башлап уда яғқан ямғур сәвәблик, һазир или дәря вадисидики ғулҗа, тоққузтара, күнәс вә нилқа қатарлиқ наһийилиридә кәлкүн апити йүз берип, 200 миңдин көп киши апәт зийиниға учриған.

Үч адәм өлгән

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, буниңға қошулуп тағлардин лай-латқа вә шеғилларниң серилиш әһвалиму еғир болған. Апәт тәсиридин һазирғичә 3 кишиниң өлгәнлики хәвәр қилинди. Ғулҗа наһийисидә қаза қилған бир киши хиш ясаш ишчиси болуп, кәлкүн кәлгәндә бу киши қечишқа үлгүрмәй уни су еқитип кәткән. Қалған иккиси тоққузтара наһийисиниң таштөпә йезисидин болуп, уларни өй өрүлүп чүшүп бесивалған икән. Зияритимизни қобул қилған тоққузтара наһийилик һөкүмәт ишханиси хадими кәлкүнниң мәзкур наһийиниң бәзи йезилирида бир қәдәр еғир болғанлиқини билдүрди.

Бу хадимниң ейтишичә, улар һазир қутқузуш ишлирини давамлиқ елип бармақта икән. Бу районлардики 90% кә йеқин аһалиләрниң өйлири лай кесәк өйләр болғачқа, асасән көпүнчисидә су өтүш вә дәз кетиш әһваллири көрүлүп хәтәрлик өйләргә айланған.

Иқтисадий зиян

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлуматиға қариғанда кәлкүн, или дәря вадисидики районларға кәң-көләмдә тәсир көрситип, һазирғичә 60 милйон йүән бивастә иқтисадий зиян кәлтүрүп чиқарған. Шундақла нилқа наһийисиниң уластай йезисидила миң еғизға йеқин өйни су бесип вәйран қилған һәмдә 800 дин көп чарва мални су еқитип кәткән. Һазир апәт еғиррақ наһийиләрдә, амма мәктәп вә башқа идарә биналирида апәт өтүп кәткүчә вақитлиқ паналанмақта икән.

Аптоном районлуқ кәлкүндин мудапиәлиниш идариси нөвәттә кәлкүн апитиниң асасий җәһәттин контрол қилинип болуп әмди қутқузуш ишлириниң елип бериливатқанлиқини билдүрди.

У сөзидә "қутқузуш ишлири һазир йәрлик орунларниң тәливи бойичә елип бериливатиду. Кәлкүн асасий җәһәттин контрол қиливелинди" деди. Биз йәнә униңдин апәт зийиниға учриған хәлқләрниң қандақ ярдәмләргә еришиватқанлиқини сориғинимизда, у, апәт зийиниға учриған 200 миң кишиниң һәммисила өйсиз қалмиғачқа, вәзийәтниң унчилик җиддий әмәсликини, һазир йәрлик хәлқ ишлири идарилириниң кәлкүндә өйидин айрилип қалған хәлқләрни орунлаштуриватқанлиқини ейтти.

Кәлкүн башқа йилларға қариғанда еғир

Кәлкүн апитиниң бу районларға кәлтүрүп чиқарған зиянлири еғир болуп, өйләрни су елип кетиштин сирт йәнә, бу йәрдики 1400 гектарға йеқин деһқанчилиқ мәйданини су бесип кәткән һәмдә нурғун қатнаш йоллири тосилип, бир қисим җайларниң һәтта ичимлик су тәминати үзүлүп қалған. Шундақла миңдин ошуқ чарва мал өлгән. Хәвәрдә көрситилишичә, апәт районидики хәлқләр һазир йәнила туралғу җай вә ямғурдин мудапиәлиниш әслиһәлири һәмдә башқа апәттин қутқузуш буюмлириға җиддий еһтияҗлиқ болмақта икән.

Уйғур елиниң или области кәлкүн апитигә бир қәдәр көп учрайдиған районлар болуп, аптоном районлуқ кәлкүндин мудапиәлиниш идарисиниң хадими бу йил мәзкур райондики кәлкүн әһвалиниң алдинқи йилларниңкигә қариғанда еғиррақ болғанлиқини етирап қилди.

У йәнә, кәлкүн апитини асаслиқи һөл-йиғинниң көп болиши кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини әмма буниңға қошулуп, дунявий иқлим өзгүрүшиниң тәсириниму нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини ейтти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.