Балилар параванлиқ орнидики миллий кәмситиш (1)

Йеқиндин буян уйғур елидики балилар параванлиқ орниға елип келиниватқан, йетим қалған уйғур балилириниң исим - фамилисини хитайчиға өзгәртиш, уларға чошқа гөши қатарлиқ мусулманчә болмиған йемәкликләрни йигүзүш, ата - аниси болупму сияси сәвәбләр билән түрмигә кирип кетип, йетим қалған балиларниң техиму еғир хорлуқларға учраватқанлиғи һәққидә инкаслар мәйданға чиқмақта.
Мухбиримиз миһрибан
2009.04.20
KochidikiBalilar-200.jpg Сүрәт, кочида йүргән намәлум икки уйғур йаш өсмүр.
RFA Photo

Үрүмчи шәһәрлик балилар параванлиқ орни, әслидики " үрүмчи дарилтам " ( 1947 - йили қурулған ) асасида қурулған болуп, 1985 - йилғичә санаторийә намида игә - чақисиз қалған қерилар, йетим балилар, вә нерва кесәлләргә хизмәт қилип кәлгән. 1985 - Йили санаторийиниң исми " үрүмчи шәһәрлик балилар параванлиқ орни" дәп өзгәртилгән.

Һазир бу орун йәрлик хәлқ һөкүмитиниң малийисигә һәм хәлқтин кәлгән ианә пулға тайинип, үрүмчи шәһирини асас қилған һалда түрлүк сәвәбләр билән игә - чақисиз қалған йетим балилар, вә зеһни аҗиз балилар үчүн мулазимәт қилиду.

Мәзкур балилар параванлиқ орни үрүмчиниң ғәрбий шимали қисмидики, дийопо йезисиниң кичик дийопу кәнтигә җайлашқан болуп, уйғур аптоном райониниң мәркизи болған үрүмчи шәһиридә қурулған бу балилар параванлиқ орниниң 67 хизмәтчиси бар болуп, буларниң ичидә пәқәт 3 уйғур, 1 қазақ хизмәтчи барлиқи мәлум. Бу йәрдә тәхминән 350 әтрапидики йетим балилар туруватқан болуп, йетим балиларниң ичидә аран 30 әтрапида уйғур бала, улар омуми йетим балилар саниниң тәхминән 10% ни игиләйду.
 
Бу уйғур балилириниң көпчилики ата - аниси һәр хил сиясий сәвәбләр түпәйлидин, түрмигә кирип кәткән сиясий җинайәтчиләр вә ата - аниси аҗришип кетип беқимсиз қалған йетим балилар болуп, бу балилар бу йәргә елип кәлгәндин кейин, исим фамилиси мәҗбури хитайчә исимға өзгәртилиш,чошқа гөши қатарлиқ мусулманчә болмиған йемәкликләрни йейишкә мәҗбурлиниш, хитай аилилиригә бала қилип беқивелишқа бериветилиш, бойсунмиғанлар еғир тән җазаси вә роһи җазаға учраш қатарлиқ җазаларға учрап, инсани һәқ - һоқуқлири еғир дәпсәндә қилинғанлиғи һәққидә җәмийәттә турлук инкаслар мәйданға кәлмәктә.

Илгири бу орунда 10 йилдин артуқ хизмәт қилған, мутәллип әпәнди билән амангүл ханим, бу йәрдики уйғур балилири йолуқуватқан түрлүк паҗиәлик қисмәтләрни өз көзи билән көргән болуп, улар бу һәқтә инкас қилди.

Мутәллип әпәнди вә амангул ханимниң баян қилишичә, бу йәргә елип келингән уйғур балилири бу орунға киргән күнидин башлап, исиминиң пүтүнләй хитайчә исим фамилиға өзгәртилип, бу балилар үчүн йеңидин архип турғузулуп, бу балиларни хитайчә исим билән аталған.

Мутәллип әпәнди вә амангүл ханимниң баян қилишичә, бу орун қурулуп 1998 - йилғичә бу йәргә елип келингән йетим балиларниң миллий өрп - адити вә уларниң исим фамилисини ишлитиш һоқуқиға мәлум дәриҗидә һөрмәт қилинған болсиму, лекин 1995 - йили зу йән чиң исимлик хитай башлиқ кәлгәндин кейин, у йәрдики йетим балиларниң миллий өрп - адити дәхли тәрүзгә учрашқа башлиған.
 
Бу йәргә елип келингән уйғур балилириниң бир қисми ата - анилири сиясий җинайәт билән әйиблинип, җазаланғанларниң балилири болуп, уларниң тәқдири техиму ечинишлиқ болған. Амангул ханимниң ейтишичә, улар "сиясий җинайәтчиләрниң балилири" болғини үчүн уларниң бу йәрдики башқа уйғур балилири билән биллә ойниши, биллә ғизалинишиға йол қоюлмиған, уларниң уйғур тәрбийичиләр билән учришиши, сөзлишиши қаттиқ чәкләнгән.

Һәтта балиларға чошқа гөшигә охшаш мусулманчә болмиған йемәкликләрни мәҗбури йегүзүш, бойсунмиған балиларни ялғуз өйгә солап қоюш, һәтта ач қоюш қатарлиқ җазалар билән җазалап, бу балиларниң роһийити вә җисманийитигә еғир зәрбә берилгән.

Мутәллип әпәндиниң баян қилишичә оғул балилар уйғурларниң өрүп - адити бойичә елип берилидиған хәтнисини қилиш қатарлиқ мусулманларға хас сүннәтләрниң һечқайсидин бәһримән болалмиған. Бу йәрдики уйғур балиларниң сани, омуми санниң 10% ни тәшкил қилидиған болсиму, лекин балилар тамақ йәйдиған ашханида бирму мусулман ашпәз болмиған. Балиларниң тамиқиға хитай балилириға охшаш чошқа гөши қатарлиқлар ишлитилгән.

Амангүл ханимниң баян қилишичә, бу йәргә елип келингән уйғур балилириниң бир қисими ичкири өлкиләрдики хиттайларға бала қиливелишқа бериветилгән. Гәрчә уйғурлардин бу балиларни беқивелиш тәлипи қоюлған болсиму, әмма идарә хадими "бу йәрдә уйғур балилири йоқ " дегән җаваб билән, бу балиларниң уйғурлар тәрипидин беқивелинишқа йол қоймиған.

Амангул вә мутәллип әпәндиниң инкас қилишичә, юқириқилардин башқа, нургүл хитайчә исми шинтиан соң, меһригүл хитайчә шиншуи ли, әкбәр хитайчә исми шин таң, алим хитайчә исми шинтиан күн қатарлиқ балилар бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдики хиттайларға беқивелишқа бериветилгән болуп, бу балилар параванлиқ орниға наһайити кичик елип келингәчкә улар өзи һәққидә һечнемә билмәйдикән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.