Қәһриман ғоҗамбәрдиниң кәрим мәсүмоп вә қазақистан уйғурлири һәққидики қарашлири
2007.01.10
10-январ күни қазақистан парламенти президент нурсултан назарбайев тәрипидин баш министирлиққа тәвсийә қилинған кәрим мәсүмопқа аваз берип, униң қазақистан баш министирлиқ орнини бекитти шуниңдәк һөкүмәт йеңидин тәшкиллинип, бир қисим министирлар сақлап қелинди вә яки йеңидин тәйинлиниш башланди.
Гәрчә, қазақистан һөкүмити рәсмий түрдә униң миллий кимлик җәһәттин қазақ икәнликини елан қилған болсиму, лекин қазақистан җамаити ичидә мәсүмопниң уйғур миллитидин икәнлики һәққидики инкаслар давамлашмақта шуниңдәк бир қисим қазақ вә ғәрб мәтбуатлири униң уйғур икәнликини язмақта.
Қазақистандики сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди мухбиримиз үмидварниң телефон зияритини қобул қилип, кәрим мәсүмопниң йүргүзидиған хитай сияситиниң уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини, шуниңдәк қазақистан уйғурлириниң сиясий актиплиқиниң төвәнлишип кәткәнликини оттуриға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистанда уйғур һөкүмәт баш министири болуши мумкинму?
- Сахавәтлик яшларниң ярдимидә алма-ата шәһиридики султан қорған районида йеңи бир мәсчит қәд көтүрди
- Қазақистандики уйғурларниң миллий ғурури суслишиватамду?
- Уйғур дөләт әрбаби исмаил йүсүпниң һәйкилини ечиш мурасими өткүзүлди
- Қазақистанда уйғур шаири өмәр муһәммиди хатириләнди
- Қазақистанда авут сатаров уйғур оттура мәктипиниң қурулғанлиқиниң 85 йиллиқи хатириләнди
- Алма - атада атақлиқ композитор сәлимахон зәйналуфниң туғулған күни хатириләнди
- Алма-атида "қәдир кечиси " паалийити өткүзди