Һиндистан вә пакистан кәшмирдә оқ чиқармаслиқ келишимини давамлаштурушқа келишти


2005.08.09

Һиндистан билән пакистан тәрәп вәкиллири 3 күнлүк сөһбәттин кейин, дүшәнбә күни икки йилдин буян йолға қоюватқан кәшмир районида оқ чиқармаслиқ келишимини давамлиқ узартишқа вә бу районда йеңидин һәрбий понкитларни қурмаслиққа вә мудапиә әслиһәлирини орнатмаслиққа келишти.

Униңдин башқа икки тәрәп йәнә, бир- бириниң һава бошлуқиға таҗавуз қилмаслиққа вә тәсадипий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һәр иккила тәрәпниң йәрлик армийә қоманданлириниң айда бир учришишиға мақул болушқан.

Түркийидики явро- асия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәнди кәшмир мәсилисидә зияритимизни қобул қилип, һиндистан билән пакистан гәрчә бу районда тинчлиқ вәзийитини сақлашқа тиришқан болсиму, әмма кәшмир мәсилиси наһайити мурәккәп бир мәсилә болғанлиқи үчүн, буниң ундақ асан һәл болушиниң натайин икәнликини билдүрди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, юқиридики аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.