Кичик уйғур қизи арзу хәлқара кәшпиятчилар мусабиқисидә алаһидә дәриҗигә еришти
2007.06.11

Дуня кәшпиятчилириниң 4- нөвәтлик хәлқара лайиһә олимпик мусабиқиси түркийә пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлди.
Түркийидики саман йоли вә атлантик маарип тәшкилатлири ортақ уюштурған бу мусабиқигә 41 дөләттин 7454 кәшпият қатнаштурулған . Буларниң ичидә 130 кәшпият һәл қилғуч мусабиқигә талланған болуп, һәл қилғуч мусабиқигә талланған кәшпиятлар 6-айниң 9-күнидин 10-күнигичә әнқәрәдики миллий маарип залида көргәзмә қилинди.
Мана бу һәл қилғуч мусабиқигә қалғанларниң ичидә бир уйғур қизиму бар болуп, у бу мусабиқигә канада монтериялдики сөгүт башланғуч мәктипигә вакалитән қатнашқан.

Бу кичик уйғур кәшпиятчи қизниң исми арзу абдуҗелил, у әмдила 9 яшқа киргән. У иссиқ, соғуқ вә илман су чүшүрүшкә болидиған, мәхсус ашханиларда ишлитишкә болидиған җүмәк кәшип қилған. Мәзкур уйғур қизи алаһидә дәриҗилик мукапатқа еришкән.
Бу мусабиқидә қирғизистанлиқ вә таҗикистанлиқ өсмүрләрниң иҗадийәтлириму юқири мукапатларға сазавәр болған. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә
- Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани
- Вәтәндики уйғур балилири билән яврупа әллиридә яшаватқан уйғур балилириниң пәрқи
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
- Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
- Уйғур аптонум райониң маарип көрсәткүчи 5 – орунни игиләмду?
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Җигәр яллуғи кесәлликигә гирипдар болғучи дәвагәр оқуғучилар аилә тавабиати һөкүмәтниң бесимиға учриди
- Җяңшидики икки алий мәктәптә оқуғучилар исян көтәрди