Түркийә парламенти хитайниң кишилик һоқуқ әһваллирини көзәтмәкчи
2005.12.13

12-Айниң 10-күни инсан һәқлири күни мунасивити билән түркийә парламенти инсан һәқлири комитети әзаси, парламент әзаси әрсөнмәз ярбай әпәнди билән уйғур дияридики инсан һәқлириниң дәпсәндә қилиниши вә уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Әрсөнмәз әпәнди өткән йили түркийә парламентида бир қарар чиқарғанлиқини қарарда, "түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң түркийәгә кәлгән инсан һәқлири күзәткүчилиригә һесаб бериш биләнла мәшғул болмай, дуняниң һәр қайси дөләтлиридики инсан һәқлирини күзитиш қарари алғанлиқини, бу қарарға асасән, хитайниң инсан һәқлири әһвалини көзитишни пиланлаватқанлиқини билдүрди.
Бу һәқтики мәлуматларни, ихтияри мухбиримиз әркин таримниң түркийә парламенти инсан һәқлири комитети әзаси, парламент әзаси әрсөнмәз ярбай әпәнди елип барға сөһбитидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики шәрқий туркистан тәшкилатлири инсан һәқлири күни мунасивити билән паалийәт өткүзди
- Кишилик һоқуқ күни мунасивити билән канадада намайиш
- Германийидики уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатириләп паалийәт өткүзди
- Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт
- "Үрүмчи, қәшқәр вә тәклимакан чолидә 4 күн "