Йәр шариниң килиматидики бинормал иллиш қандақ балайи апәтләрни елип келиши мумкин?


2006.04.26

Йәр шари келиматида омумйүзлүк һалда, һава температурисиниң барғанчә юқири көтүрүлүп, балдур иллиш һаләтлириниң көриливатқанлиқи нөвәттә пүтүн дуняниң асаслиқ диққәт нуқтисиға айланди.

Қияслар

Йеқинда дуня тәбиәт һәмдә муһит фонди хәлқара җәмийәткә "йәр шари характерлик иллиш худди йәр шариға орнитилған бомба" дәп елан қилди. Бу фондиниң йәр шари килимати һәққидики тәтқиқат доклатида көрситилишичә йәр шариниң температурси 2026 - йилиға барғанда оттура һесаб билән икки селсийә гирадус юқири болиши мумкин икән.

Кишиләр бәлким бу икки селсийә гирадус пүтүн дуня иқлими һәмдә тәбиәт муһити җанлиқлар йәни йәр шаридики пүтүн һаятлиқ үчүн қанчилик зор пәрқләрни елип келидиғанлиқини қияс қилалмаслиқи мумкин. Әмма мутәхәссисләрниң билдүрүшичә әгәр йәр шари температуриси иккки гирадус өрлигәндә шималий муз окянниң һава температуриси 3.2Селсийә градустин 6.6 Селсийә градусқичә юқири өрләйдикән.

Инсанлар кәлгүси йүз йилда баһар пәслини һазирқидин тәхминән бир ай бурун күтүвалидикән. Йәр шари килиматидики бинормал иллиши билән музлуқлар шиддәт билән ерип деңиз йүзиниң барғанчә көтүрүлүши билән қуруқлуқларни бара - бара ютуп кетидикән. Бу пүтүн йәр шариниң нормал килиматиға җидди тәсир көрситип инсанлар тосушқа қурби йәтмәйдиған қорқунучлуқ тәбий апәтләр келип чиқидикән һәмдә буниң билән йүз беридиған җанлиқларниң қирилиш апәтлирини қияс қилиш тәс икән.

Йәр шари характерлик иллишни немә кәлтүрүп чиқарди?

Ундақта йәр шари характерлик иллишни немә кәлтүрүп чиқарди? нөвәттә йәр шари килиматини тәқиқ қиливатқан көп сандики мутәхәссисләр бирдәк "йәр шари характерлик иллиш инсанлар санаәтләшкән җәмийәткә қәдәм қойғандин башланди, йәр йүзидин атмосфераға қоюп бериливатқан карбон төт оксиди миқдариниң шиддәт билән көпийиши сәвәбидин йәр шари характерлик һава иллиш келип чиқмақта" дегән йәкүнгә кәлди.Мутәхәссисләр дәйдуки нөвәттә атмосфераға қоюп бериливатқан карбон төт оксиди миқдари 19 әсирниң алдидикидин икки һәссә юқири икән. Шуңа улар пүтүн дунядики һәр қайси дөләтләрниң җидди тәдбир елип һаваға қоюп берилидиған карбон төт оксиди миқдарини азайтиш үчүн һәркәт қилишқа чақирмақта.

Йәр шариниң бинормал иллиши қандақ балайи апәтләрни елип келиши мумкин?

Хәлқара тәбиәт вә муһит фондиниң доклатида тәкитлинишичә, йәр шари һава температурисиниң давамлиқ юқири көтирилишиниң музлуқларға көрситидиған тәсири һәммидин зор болуп, мушу әсирниң ахириғичә тәхминән3милярт инсанниң өй земинни су астида қалидикән.Деңиз окян сулири йәр асти татлиқ сулириға сиңип инсанлар ишлитәләйдиған су мәнбәси шиддәтлик бузғунчилиққа учрайдикән. Буниң билән зәнҗирсиман апәтләр келип чиқиду әлвәттә.

Һаваниң адәттин ташқири һәмдә балдур иллиши билән һәр хил кесәллик мкроблириниң көпийиш сүрити тезләп пүтүн дуня миқясида юқумлуқ кесәлликләр ямрайдикән. Паша чивингә охшаш зияндашларниң көпийишиму тәбиәт һәмдә инсанларға түрлүк апәтләрни елип келидикән.

Һава температурисиниң юқири болиши йәнә алди билән деңиз қуруқлуқтики көлләрни парға айландуруп, йәр йүзидики тәбий яйлақларни көйдүрүп яйлақниң чекинишни кәлтүрүп чиқиридикән. Буниң билән екологийигә тәсәввур қилғусиз чоң бузулушқа йүзлинидикән.

Нөвәттә пүтүн дуняда көрүлүватқан бинормал иқлим өзгиришлири һәмдә тәбий апәтләр буниң алдинқи бәлгилири икән.

Инсанлар буниңдин келип чиқидиған апәтләрниң алдини елиш үчүн немә қилалайду?

Дуня тәбиәт, муһит фонди дуняға " инсанлар келиматниң елип келиватқан тәсирлиригә тақабил туруш үчүн дәс туруши керәк,муһими һәргизму үмидсизләнмәслик лазим, ишинимизки инсанлар ортақ һәркәт қилип кәлгүси келип чиқидиған апәтләрни әң төвәнки дәриҗигә чүшүрәләйду. Мәсилән буниң үчүн ядро електир истансилириниң орниға су, шамал вә яки тәбий газлиқ електир истансилирини қурушқа охшаш усуллар арқилиқ карбон төт оксидиниң қоюп берилишини кемәйткили болиду." Дәп чақириқ қилмақта.(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.