Килимат өзгириши пүтүн дуняда чошқа зукаминиң тарқилиш вәзийитини җиддийләштүрди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.17
2009.09.17
AFP Photo
Уйғур елидики юқумдарлар көпәймәктә
Хитай сәһийә министирлиқиниң торида уйғур елиниң чошқа зукам тарқилиш әһвали һәққидә 16 - сентәбир ашкариланған мәлуматиға қариғанда, пүтүн уйғур елидә чошқа зукам вируси юқумдарлириниң санида йәнә өрләш көрүлгән болуп, 15 - сентәбир үрүмчи вақти 17 гичә болған вақитқа қәдәр, қарамайда йәнә үч нәпәр, майтағда үч нәпәр юқумдарниң қошулуши билән уйғур елидики чошқа зукам юқумдарлириниң сани 63 нәпәргә йәткән. юқумдарлар ичидә өлгәнләр мәлум болмиған.Үрүмчидә 5 - сентәбир мәлум бир оттура мәктәп оқуғучисиниң чошқа зукам билән юқумланғанлиқи ашкарилиниши, уйғур елидә тунҗи көрүлгән юқумдар һесаблиниду, икки күнгә йәтмигән вақит ичидә үрүмчидә чошқа зукам юқумдарлириниң саниниң шиддәт билән өрләп 43 йетиши билән уйғур елидики амма һәм мунасивәтлик даириләрниң чошқа зукамиға нисбәтән сәзгүрлүки бирдинла ашти.
Буниң алдида үрүмчи юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизиниң 14 - сентәбир елан қилған статистикисида, уйғур елидики чошқа зукам юқумдарлириниң 60 қа йәткәнлики, буниң 51 ниң үрүмчидә қалғанлириниң қаримай һәмдә майтағда икәнлики көрситилгән иди. Нөвәттә үрүмчидә чошқа зукам юқумдарлар санида өзгириш болмиған болсиму, дохтурханиларда көзитиливатқанлар сани 1549 нәпәргә йәткән.
Уйғур ели сәһийә назаритиниң доклатиға қариғанда, уйғур елидә мәлум болған юқумдарларниң көпинчиси башланғуч һәм оттура мәктәп оқуғучилири болуп, қаримай һәм майтағда йеңидин диагноз қоюлғанларниң һәммиси башланғуч мәктәп оқуғучилири икән. Әмма даириләр юқумдарларниң йеши вә милләт айримисини ашкарилимиди.
Хитай даирилири чошқа зукам тарқалғанлиқ сәвәби билән йеңи оқуш мәвсуми башлинип үч күндин кейин үрүмчидики барлиқ мәктәпләрдә дәрс тохтатқан иди. Мәктәпләр бу һәптә қайта дәрс башлиған болуп, мәктәпләрдә чошқа зукам ваксиниси қилиш җиддий елип берилмақта икән.
Уйғур ели сәһийә мутәхәссислири күз пәслидә юқумлуқ зукам тарқилиш мәзгилиниң йетип келиши, чошқа зукам виросиниңму бирликтә пәсиллик тарқилишни қозғиған дәп пәрәз қилмақта икән.
Хитай бойичә юқумдарлар 10 миңдин ашти
Хитайдики чошқа зукам юқум әһвали һәққидә хитайниң мунасивәтлик тор бәтлиридә ашкариланған мәлуматлатларға қариғанда, чошқа зукам вируси авғуст ейидин башлап хитайда йәниму тез тарқилишқа башлиған болуп, авғусттин синтәбиргичә болған арилиқта чошқа зукам юқумдарлири хитайдики 31 өлкә һәм шәһәрләрдә байқалған.Шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда, 16 - синтәбиргичә болған арилиқта хитай бойичә ениқланған чошқа зукам юқумдарлириниң сани он миң 221 нәпәргә йәткән. Буниң ичидә 6098 нәпири давалап сақайтилған. Чошқа зукам сәвәблик өлгәнләр көрүлмигән.
Хитайда җәмий 36 мәктәптә оқуғучилар арисида чошқа зукам тарқап, мәмликәт бойичә нурғун мәктәпләр дәрс тохтатқан.
Хитайдики метрологийә вә сәһийә мутәхәссислириниң агаһландурушичә, "хитайниң көп қисим җайлири нөвәттә пәсил алмишиш мәзгилидә болуп, болупму һава темпраторисиниң җиддий өзгириши, көп һөл йеғин қатарлиқ тәбиий шараит пәсиллик зукам вируслириниң тарқилишиға түрткә болуп билән бир вақитта,җиддий тарқилишчан чошқа зукаминиңму җиддий ямришиға сәвәб болмақта."
Чүнки тәтқиқатларға қариғанда, чошқа зукам вируси әң актип паалийәт қилидиған шараит 10 селсийә гирадус әтрапида болуп, сентәбир айлири көз пәслиниң кириши билән нурғун җайларниң келимати чошқа зукам вирусниң җанлинишиға шараит яратмақта икән. Күз һәм қиш пәсиллири һәр хил юқумлуқ зукам вируслириниңму җанлиниш вақти болуп, буниң билән сентәбир вә өктәбир айлириниң чошқа зукамиму, башқа зукам вируслири билән қошулуп пәсиллик тарқилишни елип келиши мумкин дәп пәрәз қилмақта икән.
Хитай сәһийә министирлиқиниң чошқа зукамиға даир 11 - сентәбир елан қилған доклатиға қариғанда, хитайда өткән айдин башлап чошқа зукам мундақ төт тарқилиш алаһидиликигә игә болған болуп, 1 - хитай чоң қуруқлуқида көзитиливатқан бимарлар ичидин чошқа зукам юқумдарлириниң санида ешиш көрүлгән. 2 - Кишиләр көп йиғилған аммиви орунларда, болупму мәктәпләрдә тарқилиши җиддий болған. 3 - Нопус җәһәттин алаһидә чоң болған шәһәрләрдә чошқа зукам юқумдарлирида еғир кесәллик аламәтлири көрүлгән. 4 - Шәһәрләрдин йезиларға қарап ямрашқа башлиған.
Чошқа зукам вируси дуняда 3 миңдин артуқ кишиниң җениға замин болди
17 - Сентәбир дуня сәһийә тәшкилати, чошқа зукам юқум әһвали һәққидә ахбарат тарқитиш усулини өзгәртидиғанлиқини елан қилған болуп, йәни һәр қайси дөләт һәм районлардики юқумдарлири санида тез һәм җиддий ешиш көрүлүп тоғра статистика қилишму риқабәткә дуч кәлгән.Шу сәвәблик дуня сәһийә тәшкилати,чошқа зукам юқум әһвали һәққидә ахбарат елан қилиш усулини өзгәртип, келәр һәптидин башлап юқумдарларниң ешиш санини елан қилмайдикән.
Дуня сәһийә тәшкилати, дуня чошқа зукам юқум әһвали һәққидә 12 - сентәбир тарқатқан ахирқи статистикилиқ мәлуматиға қариғанда, чошқа зукам тарқилишқа башлап 11 - синтәбиргичә,мәлум болған юқумдарлар 277 миңдин ашқан,мәзкур вирус3205 нәпәр кишиниң җениға замин болған, буниң ичидә америка қитәсидә өлгәнләр 2467 нәпәр икән. Әмма, дуня сәһийә тәшкилати доклатида йәнә, бу санниң әмәлий юқум әһвалиға қариғанда көринәрлик төвән болуши мумкинликини тәкитлигән.