Хитай йәр шари килиматиниң иссип кетишидин қаттиқ әндишә қилмақта
2006.12.28
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, һава килимати түпәйлидин келип чиққан апәтниң башқа апәтләргә қариғанда, хитай иқтисадиға елип келидиған зийини техиму зор икән. Йеқинда, хитай һаварайи идариси вә хитай пән -техника министирлики бирликтә ачқан ахбарат елан қилиш йиғинида вә шундақла бирликтә елан қилған бу һәқтики бу һәқтики доклатида, йәршари һава келиматиниң иссип кетиши хитайдики тәбиий апәт вә су мәнбәсиниң кәмчилликини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тәкитлинип, хитай һөкүмитиниң бу хил һаләттин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Хитай һаварайи идариси вә хитай пән -техника министирлики бирликтә елан қилған йәр шари һава килимати һәққидики бу доклатта йәнә, һаваниң иссип кетиши хитайниң ғәрбий районидики су мәнбәсигиму зор тәсир йәткүзидиғанлиқи, шундақла мәзкур районда бундин кейин апәт характерлиқ һава килиматиниң техиму көпийидиғанлиқи, музтағларниң азийиши билән дәря -еқин сулириниң техиму азийип кетидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Килиматниң иссиши хитайда тәбиий апәт вә су мәнбәсиниң кәмчилликини кәлтүрүп чиқириду
Вашингтондики хәлқара муһитни қоғдаш оргининиң мәсули җени ханим йәр шари һава килиматиниң иссип кетиши һәқиқәтән хитайдики тәбиий апәт вә су мәнбәсиниң кәмчилликини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:
"Йәр шари һава килиматиниң иссип кетиши һазирдин башлап яман ақивәтләрни елип келишкә башлиди. Хитай һөкүмитиниң бу һәқтә елан қилған доклатида пәрәз қилғанлириниң һәммиси тоғра. Хитайниң дәря еқинлириниң су асасән муз тағлардин келиду. Лекин һазир хитайдики муз тағлар барғансери азийип, хитайниң су мәнбәсиму интайин кәмчил һаләттә қалған. Бундақ болуши хитайдики йәр асти суни қалаймиқан ишлитилгәнлики вә еғир дәриҗидә булғинип кәткәнликидин".
Һава килиматниң өзгириши хитайдики ашлиқ ишләп чиқириш ишлириға бивастә тәсир көрситиду
Хитай дөләт муһитни қоғдаш идарисиниң башлиқи җув шиңшйән йеқинда хитайдики су мәнбәсиниң интайин кәмчил болуватқанлиқини тәкитләп, "хитайда һазир аз дегәндә 300 милйон йеза хәлқи булғанған суни истимал қиливатиду" дәп билдүрди.
Хитай һаварайи идариси вә хитай пән -техника министирлики бирликтә елан қилған доклатта тәкитлинишичә, һава килиматниң өзгириши хитайдики ашлиқ ишләп чиқириш ишлириға бивастә тәсир көрситидикән. Хитай һаварайи идарисиниң мәсули лу юң "хитай һазир ашлиқ ишләпчиқиришта зор хәтәргә дуч кәлмәктә. Чүнки һаварайиниң өзгириши хитайдики ашлиқ ишләпчиқириш ишлириға әң бивастә тәсир көрсәтмәктә. Бу хитайниң йеза игилик саһәсигә болған бир артуқчә бесим болуп қалди" дәп билдүрди.
Хитай пән -техника вақит гезитидә берилгән мәлуматта көрситилишичә, һава кәлиматиниң иссиши түпәйлидин, хитайда ишләпчиқирилидиған деһқанчилиқ мәһсулат түрлиридиму көп өзгиришләр болидикән. Һазирниң өзидә, йәни терилғу қанунийити вә мәһсулат түри өзгәрмигән шараитта, һаваниң иссип кетишиниң өзи ашлиқ ишләп чиқириш нисбитини 10%әтрапида төвәнлитиветидикән.
Мутәхәссисләрниң көрситишичә, хитайдики һава вә суниң булғиниш дәриҗиси һәқиқәтән наһайити еғир болуп, бундин кейин йәр шари һава килиматниң иссип кетиши билән, бу хил әһвал техиму еғирлишиши мумкин икән.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хитайдики муһит вә булғанған су мәсилиси һәққидә бәргән мәлуматида, "гәрчә хитай һөкүмити муһитни асраш мәсилисидә җиддий чарә тәдбирләрни қоллиниватқанлиқини билдүргән болсиму, хитайдики муһитни қоғдаш әмәлдарлири булғиниш мәсилиси һәққидә бәргән доклатлирида давамлиқ сахтилиқ вә көз боямчилиқ қилмақта" дәп билдүрүлгән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дунядики әң чоң әхләтханиға айланған
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати булғанған су мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилди
- Саяһәтчиләр тәңритеғиниң муз чоққилириниму әхләтханиға айландурмақта
- Қаштеши юртида буниңдин кейин қаштеши тепиларму?
- Хитайдики кишилик һоқуқ вә муһит мәсилиси явропа дөләтлириниң диққитини қозғимақта
- Хитай һөкүмити муһитни қоғдаш һәққидә мәхсус ақ ташлиқ китаб елан қилди
- Йәр шариниң килиматидики бинормал иллиш қандақ балайи апәтләрни елип келиши мумкин?