5-Нөвәтлик хәлқара инсан һәқлири кино байрими өткүзүлди
2007.10.08
10 - Айниң 1 - күни 5-нөвәтлик хәлқара инсан һәқлири кино байрими германийиниң нүрнбәрг шәһридә башланған. Бу паалийәт 10 - айниң 10 - күнигә қәдәр давам қилидикән. Бу кино байрими җәрянида дуняниң һәр қайси әллиридә ишләнгән инсан һәқлири вә демократийини асаси тема қилған йүзгә йеқин кино филими йиғин әһлиниң диққитигә тәқдим қилинип, яхши баһаға еришкән филимләр тәқдирлинидикән.
Хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири тәрипидин уюштурулидиған бу хилдики паалийәтләргә қатнаштурилидиған филимләр, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң инсан һәқлири вә демократийә бастурулушларға учраватқан дөләтләрниң мустәбит түзүлмилирини паш қилишта һөҗҗәт характерлик әһмийәткә игә болидикән. Бу паалийәткә уйғурларға аит филимләрму қатнаштурулған.
10-Айниң 3-күни, нүрнбәрг хәлқра инсан һәқлири кино байриминиң мудири андрәа куһн ханимниң тәклипигә бинаән , дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси абликим идрис әпәнди вә қурултай баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәндиләр бу кино байримиға қатнашқан.
Паалийәт җәрянида, уйғурларға аит икки филим йиғин әһлиниң диққитигә сунулған. Бири, германийиниң "сат 3" телевизийә қанили тәрипидин ишләнгән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға мунасивәт филим болған болса, йәнә бири уйғурларниң дарвазчилиқ сәнитигә аит 60 минутлуқ бир филим болған. Бу филимләрдә уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндичиликләргә учраш әһваллиридин мәлуматлар берилгән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим әнглийә парламент әзалири билән көрүшти
- Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийити паалийәтлирини күчәйтмәктә
- Әркинлик сарийи: хитайда мустәбитлик түзүми демократийә тәрәққиятиға тосалғу болуватиду
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 62 - нөвәтлик қурултийи башланди
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Норвигийидики уйғурлар нобил сарийида өткүзүлгән паалийәткә иштирак қилди
- Хитай америкиниң дини етиқад әркинлики доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка дөләт мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини ечилди
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- Һүсәйин җелил 18 айдин кейин тунҗи қетим аниси билән көрүшти
- Меркел ханим хитайни ахбарат вә сөз-пикир әркинликини қоюветишкә қистиди
- Вәтән зияритидин кейинки аччиқ һислар (2)