Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта
2006.03.14
Йеқинда хитай йеза игилик министирлиқиниң муавин министери йи чинҗе мухбирларни күтүвелиш йиғинида 2005 " - йили диһқанларниң йиллиқ кирими 3255 йүән гә йәтти " дәп билдүргән. Лекин бу шәһәр хәлқиниң йиллиқ кириминиң пәқәт 31% ни игилигән йәни шәһәрдикиләрниң йиллиқ кириминиң 3 тин биригиму тәң кәлмигән.
Зияритимизни қобул қилған уйғур елидики диһқанларниң мәлум қилишичә, һазир уйғур елидики деһқанларниң турмуш сәвийиси йәнила арқида болуп, йиллиқ кирими хитай өлкилиридики деһқанларниңкидинму төвән икән һәтта һаллиқ сәвийигә йәтти дигән деһқанларниң йиллиқ киримиму оттура һесабтики йиллиқ киримдин хелила төвән болған.
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң мәхсус программисидин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Деһқанчилиқ беҗи йоқ қилиниши билән деһқанларниң йүки йениклидиму ?
- Хитай һөкүмити йезиларни тәрәққи қилдуруш һәққидә йеңи пилан түзди
- Хитай вә уйғур елидики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ барғансери чоңаймақта
- Тарим дәрясиниң төвән еқимидики йәрлик деһқанларниң бай болалмаслиқ сәвәби немә?
- Хитайниң ислаһати уйғурларни намратлаштурмақта