Тарим дәрясиниң төвән еқимидики йәрлик деһқанларниң бай болалмаслиқ сәвәби немә?


2006.02.06
CHINA-XINJIANG-COTTON-15.jpg
1998-Йили 11-ноябир күни бир аял пахтизарлиқта пахта тәрмәктә. Ишләпчиқириш-қурулуш армийисиниң көпләп боз йәр ечиши вә суни алди билән ишлитиш һоқуқи, тарим дәрясиниң төвән еқимини қуруп кетиш хәвипигә елип кәлмәктә. AFP

Тарим дәряси йеқинқи 10 йилдин бери наһайити еғир бузғунчилиққа учраватқан болуп, тарим дәряси әтрапида қалаймиқан йәр ечиш һәрикәтлириниң һәддидин зиядә болуп кәткәнлики, дәряниң баш һәм ғол еқинлирини игиливалған биңтуәнләрниң суни һәдди һесабсиз ишлитип төвәнгә су йетишмәслики қатарлиқ мәсилиләр буниңға сәвәбчи болмақта.

Тарим дәряси өз бағрида йәттә милйондин көпрәк хәлқни беқип кәлгән, әмма йәр ечиш борини билән кәлгән йәнә қанчилик көп нопусниң бу ана дәряниң шәрбитидин бәһриман болуватқанлиқи намәлум.

Биңтуән: биз суға бәкрәк еһтияҗлиқ

Биз су бешини игилигән хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси 1 - девизийисиниң полклиридин 6 - полкниң су кадирини зиярәт қилғинимизда, у девизийиләрниң һәқиқәтән суни монопол қиливалғанлиқини етрап қилип "биз суға бәкрәк еһтияҗлиқ чүнки биз суға көпрәк тайинидиған иқтисадий зираәтләрни териймиз. Һазир су мәсилисидә йәрлик билән мәнпәәт җәһәттә шундақ тоқунуш бар. Әгәр биз суни тосимисақ бизгә су йәтмәйду, суни көп ишләтсәк йәрликкә су йоқ болуватиду, бу мәсилини қандақ һәл қилишни мәнму билмәймән, бәлким һөкүмәт сиясәттә тәңшәп һәл қилса боламдикин" дегән иди.

Йәрлик уйғур хәлқидин игилишимизчә, улар "нәдә су болса шу йәрдә биңтуән бар, әлвәттә су бар йәрдә пул бар әмәсму "дейишидикән. Мәлум болғандәк хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси полклири уйғур елиниң чоң дәря еқимлириниң су беши, көлләрниң әтрапиға охшаш су әлвәк җайларни асас қилип орунлашқан. Мана мушу сәвәбтин дивизийә деһқанлири билән йәрлик деһқанларниң йиллиқ киримидиму зор пәрқләр бар икән.

Кирим пәрқиниң сәвәблири

Өткән йили хитай һөкүмити дивизийә деһқанлириниң кириминиң 11 миң йүәндин ашқанлиқини елан қилған иди. Әмәлийәттиму 6 - полкниң су кадириниң ипадилишичә, девизийидики деһқанларниң кирими он бәш миң йүәнгә баридикән.

Ундақта суға зар боливатқан йәрлик деһқанларниң әһваличу ? тарим дәрясиниң екологийилик өзгиришлири уларниң деһқанчилиқиға, киримигә тәсир көрсәттиму ? уйғур деһқанлириниң девизийә деһқанлири билән болған кирим пәрқи қанчилик ?

Зияритимизни қобул қилған бир уйғур өз йезисиниң биңтуәндин 250 километир йирақлиқта икәнликини, бу арида дәряда 23 йәрдә тосақ барлиқини, суниң шу тосақлардин өткәндин кейин андин өз йезисиға келидиғанлиқини, бу тосақларниң көпинчисиниң биңтуәнниң икәнликини, йәрлик деһқанларниң буниңға илаҗисиз икәнликини ейтти. У йәнә йәрлик деһқанларниң кириминиң төвәнликини, биңтуәнниң деһқанчилиқни заманиви машинилар арқилиқ қилидиғанлиқини, һөкүмәтниң уларни көпләп қоллайдиғанлиқини, суниң һәм алди билән шулар тәрипидин ишлитилидиғанлиқини, буларниң йәрлик хәлқ билән биңтуән оттурисидики кирим пәрқиниң зор болушидики асаслиқ сәвәб икәнликини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.