Бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ барғансери чоңаймақта
2006.08.02
Йеқинда хитай яшлар гезити хитайдики бай вә кәмбәғәлләр мәсилиси һәққидә мәхсус тәкшүрүш доклати елан қилди. Мәзкур доклатта ейтилишичә, йеқинда хитайда елип берилған бу тәкшүрүштә, 98% тин артуқ киши хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң һәқиқәтән чоңийип кетиватқанлиқини етрап қилған һәмдә 85% киши өзлириниң бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң бундақ һаләткә йетишидин интайин нәпрәтлинидиғанлиқини вә уни қобул қилалмиғидәк һаләткә йәткәнликини мәлум қилди.
Хитай сиясий қанун университетиниң профәссори яң фән әпәнди "һазир хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң барғансери чоңийип кетишидики сәвәб, кирим тәқсиматиниң яхши тәңшәлмигәнликидин, оттура қатламдикиләрниң дегәндәк тәрәққий қилалмайватқанлиқидин " дәп билдүрди.
Хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң бундақ дәриҗидә чоңийип кетишини пәқәт шәһәр, яки шәһәр вә йеза оттурисидики пәрқләрдинла әмәс, бәлки йеза вә йеза оттурисидики пәрқләрдинму биливалғили болиду. Мәсилән бу йил 5 - айда хитайдики 20 дин артуқ йеза -кәнтләрдә елип берилған тәкшүрүштин мәлум болушичә, 2005 - йили киши беши йиллиқ кирими әң көп болған йеза җаң су өлкисиниң хуа ши кәнти болуп, мәзкур кәттики деһқанларниң йиллиқ кирими орта һесабта 19 миң йүәнгә йәткән. Лекин йиллиқ кирими әң төвән болған сәнши өлкисиниң нән нивән кәнтидә деһқанларниң йиллиқ кирими 1500 йүән әтрапида болуп, бу икки кәнт оттурисидики кирим пәрқи 12 һәссигә йәткән.
Уйғур елидә деһқанларниң турмуш сәвийиси техиму төвән болмақта. Мәсилән радиомизниң һәқсиз ленийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болушичә, һазир уйғур елиниң җәнубий районлиридики йезиларда һашар әмгики та һазирғичә давамлашқан болуп, деһқанлар йил ахириға барғанда, нәччә миң йүәнләп қәрз болуп қалидиған әһвал наһайити көп күрилидикән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз меһрибандин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта
- Хитай вә уйғур елидики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ барғансери чоңаймақта
- Тарим дәрясиниң төвән еқимидики йәрлик деһқанларниң бай болалмаслиқ сәвәби немә?
- Уйғур ели хәлқиниң турмуш сәвийиси хитай бойичә әң төвән
- Хитайда "намратлар" дегән сөзниң орниға "ақ көңүл адәмләр" дәп қоллиниш омумлашмақта
- Хитайниң йеңи баҗ сиясити уйғурларни бай қиламду?
- Асия-тинч окян шәһәр башлиқлири алий йиғини чоңчиңда ечилди
- Хитайда хәлқ, һөкүмәтниң сәһийә саһәсидики ислаһатидин нарази болмақта