Америка дөләт мәҗлиси хитайниң диний әркинлик вәзийити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди


2004.11.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети өткән пәйшәнбә күни хитайниң диний әркинлик вәзийити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди. Испат бериш йиғиниға америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси, кеңәш палата әзаси җәймис лич риясәтчилик қилди.

Уйғур вә тибәтләр техиму қаттиқ бастуруливатиду

У сөзидә, диний әркинлик мәсилисиниң хитай- америка мунасивитидики бир муһим мәсилә икәнликини билдүрүп, мундақ диди:

"Гәрчә хитайниң асасий қанунида пуқраларниң диний әркинлик һоқуқи бәлгиләнгән болсиму, бирақ әмәлийәттә һөкүмәт вә коммунистик партийә һәр қандақ динниң өзи бәлгилигән вәтәнпәрвәрликкә уйғун келишини тәләп қилиду. Хитай һөкүмити болупму уйғур вә тибәтләрниң диний вә мәдәнийитини бөлгүнчилик амиллири билән бағлап қарайдиғанлиқи үчүн, уйғур вә тибәт районлирида диний әркинликни техиму қаттиқ бастуриватиду."

Җәймис личниң билдүришичә, хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә болған бастурушни барғансири күчәйтиватқанлиқи һәққидә ениқ пакитлар бар икән.

Йиғинда испат бәргән "җуңгоға ярдәм бериш" җәмийитиниң рәиси поп фушичю хитай компартийиси мәркизи тәшкилат вә мәркизи тәшвиқат бөлүминиң бу йил 5 - айда тарқатқан атеизм тәрбийисини күчәйтиш һәққидики мәхпий һөҗҗитини ашкарилиди.

Атеизмни асас қилған диний әркинлик

"Маркисизимчә атеизим һәққидики тәтқиқат, тәшвиқат вә тәрбийини техиму күчәйтиш уқтуруши" намлиқ бу һөҗҗәт бу йил 5 - айниң 27 - күни чиқирилған болуп, униңда һәр қайси һөкүмәт тармақлириниң маарип, мәтбуат вә динға контроллуқни күчәйтиши тәләп қилинған. Фушичю бу йеңи уқтурушниң хитай һөкүмитиниң диний әркинлик мәсилисидики позитсийини толуқ әкс әттүрүп беридиғанлиқини көрсәтти. У сөзидә мундақ диди:

"Компартийиниң һөҗҗитидә болупму хитайниң ғәрбий вә чегра раюнлардики партийә мәктәплирини, мәмурий институтларниң шу җайларниң көп милләт, көп хил динлар мәвҗүт болуп туруштәк әмилийити билән бирләштүрүп, йәрликтики рәһбирий кадирларға қаритилған атеизм тәрбийисини күчәйтиш керәк дәп язған. Униңда атеизм тәрбийисини җәмийәтниң һәр қайси тармақлириға сиңдүрүш тәкитләнгән."

У йәнә хитай һөкүмитини нөвәттә тутуп туриватқан барлиқ диний затларни қоюп берип, пуқраларниң диний паалийәтләр билән әркин шоғуллинишиға йол қоюшқа чақирди.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң испат бериш йиғинида йәнә хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң кишилик һоқуқ анализчиси наваң сандирол гуваһлиқтин өтти. У тибәтниң сүргүндики диний даһиси далай ламаға чоқунғанлиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин 12 йил қамалған. У хитай һөкүмитиниң тибәтләрниң диний етиқади вә миллий кимликини йоқитишқа уруниватқанлиқини көрсәтти.

Хитайниң сиясити муқимсизлиқниң асаси

Йиғинниң ахирида испат бәргән америка хәлқара диний әркинлик комититиниң рәиси пирита бәнсил ханим, хитай һөкүмитиниң өзи назарәт астиға алмиған барлиқ диний паалийәтләрни дөләт һакимийитигә тәһдид дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ диди:

"Кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш хитайниң вә районниң муқимлиқи үчүн интайин муһим. Һалбуки хитай һөкүмитиниң болупму уйғур ели вә тибәттики пуқраларға қаратқан муамилиси бу раюнниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқиридиған йошурун хәвп һесаблиниду. Шуңа бу районларда йүз бәргән һәр қандақ иҗтимаий вә сиясий вәқәләр ғәрбниң вә башқа әлләрниң диққитини тартиду".

Бәнсил ханимниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити иқтисадни ечиветиштә нурғун иҗабий қәдәмләрни басқан. Буниң билән хитай хәлқиниң йөткилишчанлиқи зорайған, мал- мүлүклиригә болған игилик һоқуқи ашқан, учурларға илгиркигә қариғанда асан еришәлигән. Бирақ униң ийтишичә, хитай һөкүмити сиясий вә иҗтимаий әркинликни пуқраларға бәрмигичә, хитайниң пүтүнләй заманивелишиши һәргизму әмәлгә ашмайдикән. Хитайниң иқтисадни тулуқ раваҗландуруши үчүн пуқраларниң кишилик һоқоқини қоғдиши толиму муһим икән.

Хитайға қаттиқ қол болуш керәк

Бәнсил ханим йәнә америка һөкүмитиниң ташқи сияситидә кишилик һоқуқ мәсилисини мәркәз қилиши керәкликини билдүрүп, хитайдики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик вәзийитини яхшилаш һәққидә америка һөкүмитигә бир қанчә түрлүк тәклипләрни бәрди.

У америка һөкүмитиниң хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбәтлирини күчәйтиш, б д т кишилик һоқуқ йиғинида хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарарнамини мақуллуқтин өткүзүш үчүн тиришиши керәкликини көрсәтти. У йәнә, америка ташқи ишлар министирликидә хитайдики қанун сестимисини илаһат қилиш прогираммисини тәсис қилишни, шундақла диний әркинликни қоғдашни, хитай чәтәлдин еришидин барлиқ ярдәм пуллири вә прогираммилириниң бир алдинқи шәрти қилишни оттуриға қойди.

Пирита бәнсил ханим ахирида, уйғур ели вә тибәттики диний әркинлик вәзийитини яхшилаш үчүн, үрүмчи вә ласада америка консули қурушни тәшәббус қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.