Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай кишилик һоқуқ хатириси һәққидә доклат елан қилди


2004.12.06

Хитай билән явропа иттипақи оттурисидики 8 - декабир күни өткүзүлидиған башлиқлар йиғини голландийиниң гаага шәһиридә ечилишниң алдида, дүшәнбә күни мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклат елан қилип, хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қолға елиш, тән җазаси бериш қилмишиниң күчийиватқанлиқини илгири сүрди.

Уйғурлар түрмигә ташланмақта

rabiya_kadeer_114-136.gif

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, явропа иттипақи рәһбәрлириниң чаршәнбә күни хитай баш министири вен җябав билән гаагада учрашқанда бу мәсилигә көңүл бөлүшини тәләп қилған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һәр вақит қолға елиниш яки түрмигә ташлиниш хәвпий астида яшайдиғанлиқини әскәртип мундақ дәйду:

"Пикир қилиш, ипадиләш, тәшкилатларқа уюшуш вә диний етиқад һоқуқини тинч йоллар билән ипадиләшкә тиришқан уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ аз санлиқ милләт паалийәтчилири түрмигә ташланмақта".

Хитайда һәқиқәтни ейтиш җинайәт

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир билән түрмидики уйғур сияси мәһбуси абдуғени мәмтиминниң мәсилисини тилға алған хәлқара кәчүрүм тәшкилати, рабийә қадирни уйғурларниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқанлиқини дуняға туйғузуш үчүн тиришқан кишиләрниң бири, дәп көрсәтти. Абдуғени мәмтимин һәққидә тохтилип, униң қәшқәрдә уйғур диһқанларни мәҗбури һашарға селиш, уйғурлар тарихиға даир китапларни көйдүрүш, диний ибадәтни чәкләшкә даир хәвәрләрни чәтәлдики учур органлириға хәвәр қилғанлиқи үчүн қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини әскәртти.

Абдуғени мәмтимин әсли қәшқәрдики мәлум бир мәктәпниң оқутқучиси болуп, иштин сиртқи ахбаратчилиқ билән шуғулланған. Хитай һөкүмити уни мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизини хәвәр билән тәминлигәнлики үчүн 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәлипи

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики вәкили т. Кумар, мәзкур тәшкилат хитай һөкүмитиниң абдуғени мәмтиминни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиду, дәп көрсәтти. Кумар мундақ дәйду:

"Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уни кишилик һоқуқ паалийәтчиси, шундақла сияси мәһбус дәп қарайду. Хитай һөкүмитиниң уни шәртсиз вә дәрһал қоюветишини тәләп қилиду. Униң шинҗаңдики уйғурлар кишилик һоқуқ әһвалиға даир учурларни йәткүзгәнлики, б д т кишилик һоқуқ әһдинамисида бәлгиләнгән кишиләрдә болушқа тегишлик асаси кишилик һоқуқдур. Шуңа хитай һөкүмити б д т әһдинамисини һөрмәт қилиши, шундақла униң һоқуқиға капаләтлик қилип, уни шәртсиз вә дәрһал қоюп бериши керәк".

Асасий кишилик һоқуқ дәпсәндә қилинмақта

Кәчүрүм тәшкилати уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң һоқуқи һәққидә тохтилип, бу районларда аз санлиқ милләтләрниң өй мүлки хитай содигәрләр тәрипидин тартивелиниватқанлиқи, диний ибадәтхана вә мәсчитләрниң бузғунчилиққа учраватқанлиқи, диний ибадәт паалийитиниң чәклиниватқанлиқи, ишсизлиқ, хитай көчмәнләр долқуни, муһиттики булғинишниң еғирлиқи, сақлиқни сақлаш өлчиминиң начарлиқини әскәртип өтти.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай һәққидики доклати вен җябавни явропа иттипақини зиярәт қилиш сәпири башлинишниң алдида елан қилинди. Вен җябав, 8 - декабир күни явропа иттипақиниң рәһбәрлири билән өткүзүлидиған гаагадики йиғинда, явропа иттипақиниң хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини әмәлдин қалдурушни тәләп қилиши мумкин.

Охшаш болмиған мәйдан

Франсийә билән германийә қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш тәрәпдари болсиму бирақ бу, әнгилийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң қарши турушиға учриған. Қарши турған дөләтләр, хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш, ташқи дуняда явропа иттипақи сода вә иқтисади мәнпәәтни кишилик һоқуқ вә демократийидин муһим дәп қарайду дигән тәсират яритип қойиду, дәп әнсирәйдикән.

явропа иттипақи хитайниң әң чоң сода шериклириниң бири болуп, икки тәрәп содиси күнсири көпәймәктә. Хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш мәсилиси, явропадики кишилик һоқуқ органлириниң шиддәт билән қарши турушиға учриған. Улар, хитайниң тәйвәнгә қораллиқ тәһдит селиватқанлиқини, шундақла хитайдики өлүм җазаси вә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидә чоң өзгириш болмиғанлиқини әскәртмәктә.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.