Хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиған шинхва агентлиқи инсанпәрвәрләрниң тәнқидигә учриди


2004.12.13

12 - Айниң 10 - күни дуня кишилик һоқуқ күни . Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң хәвиригә қариғанда, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң али комисари , 2005 - йили 1 - айниң ахирлири вә 2 - айниң башлири хитайни үз ичигә алған бәзи асия әллирини зиярәт қилиду.

Хитайниң нәзиридә яхшиланди

Җүмә күни дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән хитай һөкүмитиниң ахбарат оргини шинхва агентлиқи баш мақалә елан қилип, хитайниң 2004 - йили қолға кәлтүргән кишилик һоқуқ саһәсидики нәтиҗилирини махтиди. Шинхва ахбарат агентлиқиниң илгири сүрүшичә, 2004 - йили хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни асаси қанунға киргүзгән тунҗи йили болуп, хитай һөкүмити бу бир йил ичидә кишилик һоқуқни қоғдаш вә униңға капаләтлик қилиш җәһәттә зор тәдбирләрни алған.

Шинхва ахбарат агентлиқиниң баш мақалисидики хитай һөкүмити кишилик һоқуқни яхшилаш йолида алған чарә - тәдбирләр, әйдиз вироси юқтурувалған кишиләрни дөләт хизмәтчиликигә қобул қилиш җәһәттики чәклиминиң бикар қилинғанлиқи, диһқанларниң қәрзини кәйни сүрүшни чәкләп, диһқанчилиқ беҗини кемәйтиш йолидики чарә - тәдбирләрни өз ичигә алған.

Әң назук мәсилиләрниң бири - сиясий мәсилә

Амма көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда кишиләр әң иһтияҗ боливатқан мәсилә пуқраларниң сияси һоқуқи болсиму бирақ, шинхва ахбарат агентлиқи бу мәсилиләрни тилға елиштин өзини қачурған.

Хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари ху явбаңниң ярдәмчилириниң бири болған лин әпәнди бу һәқтә тохтулуп, "сияси һоқуқ мәсилиси чоң қуруқлуқтики тилға елиш чәкләнгән мәсилә. Чүнки сияси һоқуқ дигәнлик һәммә адәм өзиниң өхшимиған пикирини оттуриға қоялайду дигәнликдур. Бундақ кетивәрсә фалунгоң мәсилиси боламду яки башқа мәсилиләр боламду, иш қилип һәммиси һамини оттуриға чиқиду." Дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқ органлири хитайни әйблимәктә

Шинхва ахбарат агентлиқи, хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидики нәтиҗилирини махтиған болсиму бирақ, хәлқара кишилик һоқуқ органлири уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң һоқуқи бузғунчилиққа учраватқанлиқини агаһландурмақта.

Хитайниң әмәлийити өзи қол қойған әһдинамини дәпсәндә қилмақта

Шинхва ахбарат агентлиқи, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң 2004 -йилдики тәрәққият әһвали һәққидә баш мақалә елан қилишниң сәл алдида, мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклат елан қилип, рабийә қадирни, шундақла хитай һөкүмити уйғур диһқанларни һашарға салған, тарихий китапларни көйдүргән , диний паалийәтләрни чәклигәнлики һәққидики хәвәрләрни ш т у м гә йәткүзгәнлики үчүн қолға елинған қәшқәрлиқ абдуғени мәмтиминни қоюп беришни тәләп қилған.

Кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики вәкили т . Кумар әпәнди абдуғени мәмтимин һәққидә мундақ дәйду:

"Униң шинҗаңдики уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалиға даир учурларни йәткүзгәнлики, б д т кишилик һоқуқ омуми әһдинамисида бәлгиләнгән пуқралардики асаси кишилик һоқуқларниң бири. Хитай һөкүмити б д т кишилик һоқуқ әһдинамисини һөрмәт қилип, униң һоқуқиға капаләтлик қилиши, шундақла уни шәртсиз вә дәрһал қоюп бериши керәк".

Хитай йәнә танди

Бирақ, хитай һөкүмити кишилик һоқуқ органлириниң хитай кишилик һоқуқ хатириси һәққидики тәнқидлирини рәт қилип кәлди. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө бир қанчә күнниң алдида елан қилған баянатида, "җоңго тәрәпниң кишилик һоқуқ саһәсидә қолға кәлтүргән тәрәққияти һәммә адәмгә аян болған мәсилә," дәп җакалиған.

Бирақ мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити йеқинқи 10 йилдин бери изчил начарлашқанлиқини билдүрди. У уйғурлардики кишилик һоқуқниң 11 – сентәбир вәқәсидин кейин техиму яманлишиватқанлиқини, хитай мәтбуатлирида елан қилинғандәк, йил бишидин авғуст айлириғичә 50 дин артуқ кишиниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниши, уйғур кишилик һоқуқиниң қанчилик дәриҗидә икәнликини көрситидиғанлиқини оттуриға қойди.

Б д т 1948 - йили 12 - айниң 10 - күни кишилик һоқуқ омуми әһдинамисини мақуллап, 10 - декабирни дуня кишилик һоқуқ күни қилип бекиткән иди. Хитай һөкүмити, кишилик һоқуқ омуми әһдинамисини 50 йилдин кейин қобул қилған. Бирақ б д т кишилик һоқуқ омуми әһдинамисиниң икки муһим һөҗҗитиниң бири болған ”сияси һоқуқ вә пуқралар һоқуқи һәққидики хәлқара әһдинами“ ни һазирға қәдәр тәстиқлимиди.

Хитай баш министири вен җябав өткән һәптә бреюселни зиярәт қилғанда, явропа иттипақи билән қошма ахбарат елан қилип, "сияси һоқуқ вә пуқралар һоқуқи һәққидики хәлқара әһдинамиси" ни тез арида тәстиқлайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Бирақ амирикидики уйғур қанунчиларниң бири аблаҗан ләйли наман, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң хәлқара әһдинамиларни имзалаш билән яхшилиниду, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди. У хитайниң әһдинамиларға қол қойсиму уни әмәлийләштурмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

явропа иттипақи - хитай башлиқлар йиғини қошма ахбаратиниң 9 - маддисида, икки тәрәпниң хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиридики аз санлиқ милләтләр һоқуқини өз ичигә алған хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилиш керәк, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән. Шундақла хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң йәр шари бойичә ирқий қирғинчилиқ җиайити, уруш җинайити, инсанийәткә қарши туруш җинайити билән күрәш қилиштики ролининиң муһимлиқини алға сүргән. Хитай һөкүмити, ш а о ә т ниң 1990 - йилларда сербларниң боснийә вә косовадики мусулманларни қирғин қилиш һәрикитигә қарши елип барған һәрбий һуҗумини әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.