Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити илгирикидин техиму бәк начарлашмақта


2005.09.05

Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси йеқинқи йиллардин буян бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ орунларниң қаттиқ диққитини қозғимақта шундақла хитай һөкүмити кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара җәмийәтниң тәнқитигә учримақта.

Хитайдин келиватқан инкаслар

Радиомизниң һәқсиз ленийисигә телефон қилған көп сандики хитай пуқралириму, хитайда һазир кишилик һоқуқниң очуқ - ашкара һалда дәпсәндә қилиниватқанлиқини ашкарилап, өзлириниң бу һәқтә хитай һөкүмитигә болған қаттиқ наразилиқини билдүрмәктә. Мәсилән шаңхәйдин телефон қилған җаң фамилилик бирси һазир хитайда, һечқандақ кишилик һоқуқниң мәвҗут әмәсликини сөзләп келип, пуқраларниң әң асаслиқ болған яшаш һоқуқиғиму еришәлмәйватқанлиқини мәлум қилған.

Җяңшидин телефон қилған бир хитай пуқраси хәлқара тәшкилатларниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини техиму йеқиндин көзитип, хитай һөкүмитигә йетәрлик бесим ишлитишини тәләп қилған. У сөзидә "хитайда һазир яшаш һоқуқиға еришишму тәс боливатиду, хитай һөкүмити кишилик һоқуқ мәсилисидә давамлиқ икки йүзлимилик қилип, хәлқарани алдап кәлмәктә. Улар ағзида нурғун вәдиләрни бәргини билән, әмәлийәттә өз хәлқиғә пүтүнләй башқичә позитсийидә болуп, уларни әң асаслиқ яшаш һоқуқидинму бәһриман қилмиди. Хитай һөкүмити һәр заман 'хәлқниң мәнпәәти биринчи орунда туриду' дәп вақирайду, лекин буниң һәммиси қуруқ тәшвиқат шуари болуп, хәлқни қарап туруп алдиғанлиқ" дәп билдүрди.

Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң юқири дәриҗилик әмәлдари луис арбор (Louise Arbour) ханим хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә хитайни зиярәт қилған мәзгилидә, хитайдики 2000 дин артуқ өктичи интернет арқилиқ луис арборлоуисә арбоур ханимға хәт йезип, униңдин хитайдики кишилик һоқуқниң әмәлий әһвалини тонуп йетишни, болупму инсан әркинлики, диний етиқад һоқуқи, сөзләш әркинлики, өлүм җазаси, қийин қистаққа елиш вә әмгәк билән өзгәртиш дегәндәкләрни өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә, тоғра учурларни игиләп, хитай һөкүмитини агаһландуруп, хитай түрмилиридики сиясий мәһбус вә бигунаһ қамалғанларниң қоюп берилишигә күч чиқиришини тәләп қилди.

Инсан һәқлири тәшкилатлириниң әйибләшлири

Йеқинда хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики ишхана башлиқи кумар әпәнди мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохтилип, мисаллар арқилиқ, ху җинтав тәхткә чиққандин буянқи кишилик һоқуқниң барғансери начарлишиватқанлиқини, болупму уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийитиниң техиму еғир һаләттә қеливатқанлиқини мәлум қилди. У мундақ деди:

"Уйғур елидә һазир, уйғур тили чәклимиләргә учримақта. Нурғунлиған кишиләр сотниң һөкүмисизла түрмиләрдә ятмақта. Мәсчитләрму нурғун бузғунчилиққа учриған. Йеқинда атақлиқ тиҗарәтчи рабийә қадир ханим түрмидин қоюп берилип америкиға кәлгәндин кейин, униң өйидикилири хитай һөкүмити тәрипидин нурғун кашилилиларға дуч кәлмәктә һәмдә униң бәзи туғқанлири сақчилар тәрипидин қолға елинған. Мәзкур җайдики сақчилар мәхсус бир гуруппа тәшкилләп, рабийә қадир ханимниң өйидикиләрни қаттиқ назарәт қилишқа башлиған".

Америка һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә һәр йили дигидәк доклат елан қилип, хитай һөкүмитини тәнқитләп кәлмәктә. Көплигән хитай пуқралири америкиниң кишилик һоқуқ доклатида хитайни әйиблишини наһайити йоллуқ дәп қарап, хәлқара демократик дөләтләрниң коммунист хитайға болған бесимини техиму күчәйтип, хитайдики кишилик һоқуқниң яхшилиниш тәрәпкә қарап меңишиға күч чиқиришини үмид қилмақта. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.