Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, австралийә баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
2007.12.18
17- Декабир сәйшәнбә күни, баш штаби ню йоркқа җайлашқан кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилати техи йеқиндила австралийигә баш министир болуп сайланған җон кевин руд әпәндигә мәктуп йоллап, униңдин хитай тил вә мәдәнийитигә болған кәң билимини ишқа селип, һоқуқни яхшилашта хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
Сабиқ баш министири җон ховард, сода мәнпәәтини кишилик һоқуқиниң үстигә қойған
Америка авазида көрситишкә, мәзкур тәшкилатниң рәиси кәннис рус австралийә баш министиригә йоллиған мәктубида: " җанаблири, сиз раван хитай тилиңиз билән биргә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигиму йеқиндин диққәт қилип кетиватисиз. Биз сизниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң һазирқи еғир әһвалиға нисбәтән муәййән чүшәнчигә игә икәнликиңизгә ишинимиз" дәп язған.
Рус әпәнди хетидә йәнә, австралийиниң сабиқ баш министири җон ховард сода мәнпәәтини кишилик һоқуқиниң үстигә қойған иди, дәп әйибләп, баш министир рудд әпәндиниң рәһбәрликидә һөкүмәттики бу хил хаһишиниң өзгиридиғанлиқиға ишәнчи барлиқини оттуриға қойған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң рәиси кәннис рус, австралийә баш министири рудд пәдигә йоллиған хетидә мунуларни тәкитлигән: " биз җанабиңизниң рәһбәрлики астида, австралийә хитайниң алий дәриҗилик рәһбәрлиригә кишилик һоқуқ мәсилигә етивар беришни һес қилдуруш тәрәпләрдә ачқучлуқ рол ойнайду дәп қараймиз."
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йәнә, австралийә баш министирини хитайниң ахбарат әркинликигә қаратқан чәклимисини бикар қилиш, өй чеқип мәҗбур көчүрүш қилмишлирини аяғлаштуруш, вә әмгәк қануниға һөрмәт қилиш тәрәпләрдә хитайға бесим ишлитишкә чақирған.
Америка авазида көрситишичә, австирийә ташқи ишлар вә сода министирлики ахбарат бөлүминиң бир хадими австралийә баш министири ишханиниң мәзкур хәтни тапшуруп алған яки алмиғанлиқидин хәвәрсиз икәнликни билдүрүп бу һәқтә пикир баян қилишни биәп көргәнликини билдүргән.
Кевин руд әпәндиниң хитайчиси раван
Мәлум болушичә, һазир австралийиниң баш министири вәзиписини өтәватқан хон кевин рудд әпәндини илгири алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидә хитай тили вә тарихи бойичә мәхсус тәрбийә алған болуп, 80 йилларда австралийиниң хитайдики дипломати сүпитидә бейҗиңда узун мәзгил яшиған вә хитайниң сиясий- иқтисадини тәтқиқ қилған.
Руд әпәндини 1998- йили австралийә парламентиға әза болиду сайланған вә өткән йили ахирида австралийә әмгәк партийисиниң рәһбәрлик орниға еришкәндин кийин, бу йил 11- айда елип берилған сайламда ғәлибә қилип австралийигә баш министири болған иди.
Бу йил өткүзүлгән асия тинч окян иқтисади һәмкарлиқ йиғинда кевин рудд хитай рәиси ху җинтав билән сап хитай тилида сөһбәт елип берип ахбарат саһәсиниң диққитини тартқан.
Мәлум болушичә, кевин руд хитай тилиға пухта тунҗи ғәрб әллири рәһбири болуп, униң хитай тилини яхши билиштин ибарәт артуқчилиқи хитай рәһбәрлири билән елип берилидиған дипломатийә сөһбәтлиридә интайин иҗабий рол ойнайдикән.
Йүән хоңбиң әпәнди: "ғәрб сиясийонлири хитай иқтисадиниң кәйнигә йошурунған иҗтимаий зиддийәт вә йошурун кризисларни мөлчәрләп кетәлмәйду"
Һалбуки австралийини сидней шәһиридә паалийәт елип бериватқан хитай демократик паалийәтчиси йүән хоңбиң әпәндиниң америка авазиға билдүргәнлиригә қариғанда, көплигән ғәрб сиясийонлири хитайға қаратқан сиясәтлири җәрянида, пәқәт хитай иқтисади игиликидики артуқчилиққа зиядә етивар берип, әмма хитай иқтисадиниң кәйнигә йошурунған иҗтимаий зиддийәт вә йошурун кризисларни мөлчәрләп кетәлмәйдикән.
У мундақ дегән: "ишинимәнки рудд әпәнди бир ақкөңүл адам, әмма униң хитайчиси яхши болсиму, униңда хитайға нисбәтән чоңқур чүшәнчә кәмчил. Шуңа у вәзипә өтәватқан мәзгилдә у хитайға қаратқан сиясәтләрдики кишилик һоқуқ мәсилисидә сабиқ баш министир ховард дәвригә қариғанда көп илгириләшләр болидиғанлиқиға ишәнмәймән."
Руд әпәнди хитайдики кишилик һоқуқ мәсилидә интайин еһтиятчан
Дәрвәқә, һазир вәзипә өтәватқан баш министир рудд әпәнди илгири хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә пикир баян қилишта интайин еһтиятчан муамилидә болған болуп, 2005- йили хитайниң австралийидә турушлуқ әлчиханисиниң дипломати чен йоңлин австралийидин панаһлиқ тилигәндәк рудд әпәнди пәқәт ахбарат органлириниң соалиға җаваб бериш йүзисидинла хитайниң кишилик һоқуқ мәсилини тилға алған иди.
Америка авазида көрситишичә йәнә, рудд әпәнди хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә гәпниң растини ейтиши тәкитләйдиған болуп, у хитайдики кишилик һоқуққа баһа бериш, чоқум хитайниң иқтисади үзлүксиз тәрәққий қиливатқан, хитай қанун- түзүлмисидә йеңилиниш болуватқан тарихи дәврни арқа көрүнүш қилиш асасида елип берилиши керәк дәп қарайдикән.
Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси хәлқара җәмийәт әң йеқиндин көңүл болуватқан мәсилиләрниң бири
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори петерсон ханимниң америка авазиға билдүргәнлиригә қариғанда, у австралийиниң асия - тинч окян районида кишилик һоқуқи мәсилиси вә уни қоғдаш саһәсидә бөсүш характерлик рол ойнайдиған дөләт болуп мәйданға чиқишини үмид қилидикән.
Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси хәлқара җәмийәт әң йеқиндин көңүл болуватқан мәсилиләрниң бири. Дунядики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи инсан пәрвәр кишиләр, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш җәһәттә хитайға һәрхил бесимларни ишлитип келиватқан болуп, бу хилдики бесимлар, келәр йили хитайда өткүзүлидиған 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғининиң йеқинлишишиға әгишип, техиму кәң қанат яймақта. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Алматада уйғурлар кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (1)
- 16 - Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди
- Биңтүән - уйғур ели ичидики мустәқил империйә (1)