Канада парламентида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди


2006.11.23

Канада парламентниң кишилик һоқуқ комитети ғәйри һөкүмәт тәшкилатлириниң вәкиллирини тәклип қилип, хитайниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди. Гуваһлиқ бериш йиғиниға канададики фалунгоң тәшкилати, демократик җоңгу фронти канада бөлүми вә канада қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқ төт аммиви тәшкилатниң вәкиллири тәклип билән қатнашти.

Гуваһлиқ бериш йиғинида юқириқи тәшкилатларниң вәкиллири хитайниң нөвәттики кишилик һоқуқ әһвали, һәмдә хитай канада кишилик һоқуқ диалоги һәққидики қарашлирини оттуриға қойди. Вәкилләр канада хитай оттурисида 10 йилдин бәри давамлишиватқан кишилик һоқуқ диалогини вақтинчә тохтитишни, уни йеңиваштин көздин кәчүрүшни һәмдә әң үнүмлүк йол үстидә издинишни тәләп қилди.

Канада парламент бинасиниң алдида йәнә 18 аммиви тәшкилат кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқ позитсийидә болған баш министәр Stephen Harper ни қоллаш йүзисидин намайиши өткүзди. .

Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ диалогини сүйистимал қилмақта

Гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашқан канаданиң хоңкоңдики консулханисида узун хизмәт қилған дипломат Adam әпәнди нөвәттики канада хитай кишилик һоқуқ диалогниң услубини өзгәртиш керәкликини тәкитләп: растини ейтсақ, кишиләр кишилик һоқуқ мәсилисигә хитайниң әстайидил муамилә қилмайватқанлиқини техи тонуп йәткини йоқ. Хитай даирлири сәмимийлик билән кишилик һоқуқни яхшилашниң орниға хәлқара җәмийәт билән кишилик һоқуқ уюни ойнаватиду. Башқиларниң вахтини исрап қиливатиду," деди.

Фалунгоң тәшкилатиниң вәкили лишүн әпәнди болса канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ диалогиға аммиви тәшкилатларниңму қатнаштурулиши керәкликини әскәртип:

"Кишилик һоқуққа һәқиқи әһмийәт бәргәнләрла, кишилик һоқуқ диалогиға қатнаштурулиши керәк. Мәсилән Chales Burton ниң доклатида, хитай ташқи ишлар министирликиниң мәқсити хитайниң чәтәлдики мәнпәәтини қоғдаш болғанлиқи үчүн, улар хитайниң ички қисмидики кишилик һоқуқ әһвалини қоғдашқа һечқандақ қизиқмайду, дәп көрситилиду. Шуңа бу нуқтидин қариғанда, хитай даирлири кишилик һоқуқни қоғдашқа вә уни яхшилаш әһмийәт бәрмәйду. Пәқәт бу диалогни сүйистимал қиливатиду. Шуңа кишилик һоқуққа һәқиқи әһмийәт беридиған аммиви тәшкилатлар вә шәхисләр бу диалогқа қатнишиши керәк", диди.

Charles Burton 10 Йиллиқ канада хитай кишилик һоқуқ диалогини хуласилиған доклатта икки дөләт оттурисидики сөһбәтниң әмили нәтиҗиси болмиғанлиқини вә мәғлуп болғанлиқини оттуриға қойғаниди.

Лу шумән: әйибләш канада хитай мунасивитигә пайдисиз

Хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиси лу шумән, отавада сода саһәсидикиләрниң йиғинида сөз қилғанда, хитай һөкүмитиниң Stephen Harper рәһбәрликидики консерватип партийиси һөкүмитидин бурунқи либерал вә консерватип партийиси һөкүмәтлири билән мунасивитиниң яхши болғанлиқини, лекин һазирқи бу һөкүмәтниң хитайға аваричилиқ тепип бериватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң демократийә, кишилик һоқуқ әһмийәт беридиғанлиқи вә кишилик һоқуқни омуми қиммәт қариши, дәп етирап қилғанлиқини тилға елип:

"Stephen Harper Һәмишә башқа дөләтниң кишилик һоқуқ әһвалини әйибләвәрмәстин, канада хитай оттурисидики диалог йолиниң учуқ болишиға капаләтлик қилиши керәк. Биз биримизни қаттиқ әйибләшниң орниға әпучанлиқ вә өзара һөрмәт қилиш позитсийиси билән бир- биримиздин үгәнсәк, ортақ гүллиниш җәһәтләрдин техиму иҗабий нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләймиз, деди. У сөзидә икки дөләтниң кишилик һоқуқтин бәкрәк, ихтисадий мәнпәәтни муһим орунға қоюши керәкликини тәкитлиди.

Канада хитай оттурисидики сода канаданиң зийиниға

Буниңдин илгири баш министәр Stephen Harper канада, хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға көз юмуп кәлгән болсиму, икки дөләт оттурисидики содиниң канаданиң зийиниға болғанлиқини, әмди канаданиң сода үчүн өзиниң әнәниви қиммәт қаришини қурбан қилмайдиғанлиқини баян қилғаниди.

Канада хитай оттурисидики бултурқи сода соммиси тәхминән 30 милярд америка доллири әтрапида болуп, канаданиң содидики қизил рәқими 20 милярттин ашиду. Канада сода саһасидикиләр канада хитай мунасивитиниң һазирқи әһвалидин әнсиримәктә. Улар икки дөләт оттурисидики йириклик канада сода саһасидикиләрни сода пурсәтлиридин мәһрум қилип, канаданиң ихтисадий тәрәққиятиға зиян елип келиду, дәп қаримақта.

Амма канада Brock университи ниң хитай мевилири мутәхәссиси профессори Charles Burton сода саһәсиниң бу қаришиға қошулмайду. У мундақ дәйду:

"Әгәр канада базар вә сода тәрәпләрдин бурунқиға қариғанда тәхиму тиришчанлиқ көрсәтсә, хәлқара базардики риқабәт күчини сақлап қалалайду. Буниң кишилик һоқуқ мәсилиси билән алақиси йоқ".

Charles Burton Ниң қаришичә, әгәр канада мәһсулатлири вә техникилириниң риқабәт күчи күчлүк болсила, канада хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқит қилған биләнму, хитай ихтисадий мәнпәәтни дәп, канада билән болған содидин ваз кечәлмәйдикән.

Кишилик һоқуқ диалогини тохтитиш вә тохтатмаслиқ һәққидә һөкүм қилишқа техи әтигән

Гуваһлиқ бериш йиғиниға риясәтчилик қилған канада баш министири Stephen Harperниң парламент ишлири катипи җасон кәннәй болса, йиғинда оттуриға қуюлған пикирләрни вә мутәхәсисләрниң қарашлири асасида, бу һәқтики доклатни пат арида тәйярлайдиғанлиқини билдүрүп:

"Улар интайин әһмийәтлик пикирләрни бәрди. Кишилик һоқуқ комитети бирнәччә һәптә ичидә давамлиқ тәкшүрүш елип бариду, . Биз йил бешидин бурун бу доклатни пүттүрүшкә тиришимиз. Амма кишилик һоқуқ диалогини тохтитиш вә тохтатмаслиқ һәққидә һөкүм чиқириш һазирчә балдурлуқ қилиду", деди.

Канада хитайдин ибарәт икки дөләт оттурисида йепиқ шәкилдә елип берилған кишилик һоқуқ диалоги 1997-йили башланған болуп, йилда бир қетим сөһбәт өткүзүлүп кәлмәктә. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.