Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
2006.11.23

12 - Айниң 10 - күни йәни дуня кишилик һоқуқ күни йетип келиш алдида, хитай һөкүмити бейҗиңдики милләтләр мәдәнийәт сарийи залида хитай кишилик һоқуқ көргәзмиси өткүзмәктә. Лекин мушундақ бир кишилик һоқуқ мәсилиси билән мунасивәтлик болған көргәзмидә, яқа юртлардин бейҗиңға келип әрз қилғучилар сақчилар тәрипидин қолға елинған.
Зиярәтчиләрдин сақчилар көп
10 - Декабир күни йәни дуня кишилик һоқуқ күни йетип келиш алдида, бейҗиң милләтләр мәдәнийәт сарийи залида өткүзүлүватқан хитай кишилик һоқуқ көргәзмиси 17 - ноябирдин 26 - ноябирғичә давамлишидиған болуп, мәзкур көргәзмидә 700 дин артуқ рәсим -сүрәт вә 250 дин артуқ қанунға аит китаб вә һөҗҗәт қатарлиқлар көргәзмә қилинған.
Хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин берилгән бу һәқтики мәлуматларда "мәзкур көргәзмидә хитайдики хәлқниң яшаш һоқуқи, тәрәққий қилиш һоқуқи вә пуқраларниң сиясий, иқтисадий, иҗтимаий, мәдәнийәт һоқуқи қатарлиқлар толуқ әкс әттүрүлгән ; мәзкур көргәзмә хитай қануниниң кишилик һоқуққа капаләтлик қилишни күчәйтиш, азсанлиқ милләтләрниң, аяллар вә балиларниң, яшанғанлар вә мейипларниң кишилик һоқуқиға капаләтлик қилиш вә шундақла хәлқара билән болған кишилик һоқуқ һәмкарлиқини күчәйтиш қатарлиқ җәһәтләрдиму зор әһмийәткә игә" дәп көрситилгән.
Лекин радиомизниң игилишичә, бу қетимқи көргәзмигә қатнашқучилар арисида, аманлиқни сақлаш хадимлириниң өзи 70% ни игилигән болуп, уларниң асаси вәзиписи мәзкур көргәзмигә қатнашқучиларниң һәр бир сөз - һәрикитини көзитип, әркин пикир баян қилғучиларни қолға елиш болуп қалған. Мәсилән, мәзкур көргәзмигә қатнашқан яққа юртлардин бейҗиңға келип әрз қилғучилар көргәзмигә қатнишиш җәрянида, һөкүмәт орунлаштурған тәшвиқатчиларға суал қоюп, уларниң ялған сөзлиригә рәддийә бәргәнликтин, сақчилар тәрипидин қолға елинған.
Мәхсус орунлаштурулған махтиғучилар
Радиомизниң зияритини қобул қилған мәзкур көргәзмигә қатнишиватқан лю әнҗүнниң билдүрүшичә, көргәзмә җәрянида, хитай даирилири яшанған бир җүп әр - аялни хитайдики кишилик һоқуқни махташ һәққидә сөз қилишқа орунлаштурған:
"Хитай даирилири тәрипидин орунлаштурулған бу икки адәм сөз қиливатқанда, көргәзмигә кәлгән бир қисим әрз қилғучилар ‘әгәр хитайда кишилик һоқуқ болған болса, немә үчүн шу қәдәр көп пуқралар өй макансиз қалидиған һәтта һаятидин айрилип қалидиған әһваллар йүз бериду?’ дәп уларниң гепини үзүп, җаваб берәлмәс һаләттә қалдурған. Бу хил әһвални көргән сақчилар дәрһал суал сориғучи гав йүчин қатарлиқ 30 - 40 адәмниң пейиға чүшүп, уларни йеқиндин назарәт қилишқа башлиған һәмдә әтиси әтигәндин башлап, уларниң йенидин сақчи айрилмиған ".
Соал сориғучилар назарәт қилинған
Зияритимизни қобул қилған лю әнҗүн сөзидә йәнә, мәзкур көргәзмигә қатнашқан заң лйәнши қатарлиқ бир қисим кишиләр "биз хитайдики кишилик һоқуқниң йетип келишини тәқәззалиқ билән күтмәктимиз" дегән лозункисини чиқарғанлиқтин, сақчи машинисиға бесип елип кетилгән. Гав йүчин қатарлиқ соал сориғучиларму кечә - күндүз назарәт астида қалған.
Биз сақчилар тәрипидин назарәт қилиниватқан гав йүчинниң өйигә телефон қилип, униң билән қисқиғинә сөһбәттә болдуқ. Зияритимизни қобул қилған гав йүчин ишик алдидики сақчиларниң назарәт қилип туруватқанлиқини билип турған болсиму, өз нәпритини басалмай "кишилик һоқуқ көргәзмиси қандақ болди-дәмсиз? зал ичидә кишилик һоқуқ көргәзмиси болуватқини билән, зал сиртида униң әмәлий әпти - бәшириси ашкара болди" дәп қаттиқ наразилиқ билдүрди.
Радиомизниң зияритини қобул қилған мәзкур көргәзмигә қатнишиватқан лю әнҗүн көргәзмә башлинип икки күн ичидә нурғун адәмниң сақчилар тәрипидин маҗялу дегән йәргә әкитип, солап қоюлғанлиқини мәлум қилди.
"Көргәзмә ечилғили техи әмдила икки күн болди, бу йәргә кәлгәнләрниң 70% тин көпрәки аманлиқни сақлаш хадимлири, яққа юртлардин бейҗиңға келип әрз қилғучилар көргәзмигә келиши биләнла сақчилар тәрипидин маҗялу райониға тутуп кетиливатиду, бүгүн сақчилар әң көп болған күн, сақчи формиси кийивалғанларниң өзила 100 дин ашиду".
Радиомизниң игилишичә, хитай кишилик һоқуқ тәтқиқат комитети 22 - ноябирдин 24 - ноябирғичә, кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә бейҗиңда рәсмий муһакимә йиғини өткүзидикән. Шундақла 23 - ноябир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати бейҗиңға вәкил әвәтидикән. Зияритимизни қобул қилған лю әнҗүн бу җәрянда хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә наразилиқ билдүрүш һәрикити елип бармақчи болғанлиқини билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңға рәддийә
- Хитай мәтбуати компартийә үчүн мулазимәттә болмақта
- Үрүмчидә мәтбуат мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини ечилмақта
- Тибәтлик аял язғучи хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити маралбешидики той қилмақчи болған уйғурларни колликтип той қилишқа мәҗбурлиди
- Хитай һөкүмитиниң сиясити түпәйли уйғурлар әң әқәлли һоқуқлиридинму мәһрум қалмақта
- Хитай һөкүмити бейҗиңда вәзийәтни техиму җиддийләштүрмәктә
- Хитай һөкүмити учурларни чәкләш һәққидә кәйни кәйнидин бәлгилимә чиқармақта