Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди


2007.12.10

121007-DCHRDay-200.jpg
Вашингтон әтрапида олтурақлашқан уйғурлар, бу йилқи дуня кишилик һоқуқ күнини хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзүш билән күтүвалди. RFA Photo / Erkin

2007 - Йили 10 - декабир, дүшәнбә күни, б д т кишилик һоқуқи омуми әһдинамиси мақулланғанлиқиниң 59 йиллиқи толған болсиму, лекин кишилик һоқуқ мәсилиси дәвримиздә йәнила талаш - тартиштики зор мәсилә болуп, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дуняниң нурғун җайлирида давам қилмақта вә бу нурғун тоқунушларға сәвәбчи болмақта. Дүшәнбә күни америкидики уйғурлар вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзгән намайиш , дуня кишилик һоқуқи күни мунасивити билән уйғур кишилик һоқуқи дәпсәндичиликигә қарши елип берилған һәрикәтләрниң биридур.

А у җ: хитай олимпик вәдисидә турмиди

Америкиниң шәрқий деңиз саһилидики вашингтон алаһидә райони вә униң әтрапида олтурақлашқан бәлгилик сандики уйғур муһаҗирлар, бу йилқи дуня кишилик һоқуқ күнини хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзүш билән күтүвалди. Америка уйғур җәмийитиниң тәшкиллишидики бу қетимқи намайиш, дуня уйғур қурултийиниң кишилик һоқуқ күнини шәрт- шараити яр бәргән әлләрдә хитай һөкүмитигә қарши намайиш қилиш чақириқиға асасән оюштурулған болуп, америка уйғур җәмийити хитай даирилирини уйғур сиясий мәһбусларға пакитсиз өлүм җазаси бериш билән әйиблимәктә.

Америка уйғур җәмийити намайиш һәққидики баянатида хитай әлчиханиси алдидики йиғилишниң мәқсиди һәққидә тохтилип, хитай һөкүмити өз вақтида 2008 - йилидики олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқи берилсә, өзиниң кишилик һоқуқи вәзийитини яхшилаш тоғрисида вәдә бәргән болсиму," әмма бу мусабиқини өткүзүш һоқуқиға игә болувелипла уйғурларниң кишилик һоқуқини илгирилигән һалда дәпсәндә қилди. Техи икки һәптиниң алдидила хитай һөкүмити мәхпий сот ечип, пакитсиз һалда 4 уйғурға өлүм җазаси, иккисигә кечиктүрүп өлүм җазаси бәрди. Биз хитай һөкүмитиниң уйғур кишилик һоқуқини үзлүксиз дәпсәндә қилишиға қарап олтурмаслиқимиз керәк " дәп тәкитлигән.

Хитайда сияси мәһбуслар сани көпәйгән

121007DCHRDay-200.jpg
Вашингтон әтрапида олтурақлашқан уйғурлар, бу йилқи дуня кишилик һоқуқ күнини хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзүш билән күтүвалди. RFA Photo / Erkin

Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи, бу қетимқи йиғилишниң риясәтчиси алим сейитоф, радиомизға әлчихана алдидики йиғилишниң мәқсиди дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән хәлқара җамаәтниң диққитини хитайниң уйғур мәһбусларға өлүм җазаси вә тән җазаси бериш қилмишиға тартиштур, деди. Бейҗиң һөкүмитиниң олимпик мусабиқисини талашқан чағда бәргән вәдилиридә турмиғанлиқини әскәртип, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң көп яхшилиниватқанлиқини илгири сүргән болсиму, лекин хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлири хитай даирилирини сиясий өктичиләргә зәрбә беришни күчәйтиш билән әйиблимәктә.

Америкиниң сан - франсиско шәһиридики сөһбәт фонди җәмийитиниң өткән ай елан қилған бир доклатида хитай һөкүмити рәсмий сиясий мәһбус, дәп етирап қилған түрмидики сиясий өктичиләрниң сани 2006 - йили алдинқи йилиға қариғанда бир һәссә көпәйгәнлики оттуриға қоюлған. Сөһбәт фонди җәмийити доклатида уйғур давасиниң рәһбири, кишилик һоқуқ йетәкчиси рабийә қадир ханимниң алим вә абликим абдуреһим исимлик оғуллири мушу мәзгилдә "бөлгүнчилик" билән әйиблинип қолға елинғанлиқини алаһидә тәкитлигән иди.

Уйғур намайишчи: уйғур қизлириниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватиду

Дүшәнбә күни хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзгән уйғурларниң бу йәргә келиш сәвәби вә әндишиси уйғур сиясий мәһбуслирини өлүм җазасиға һөкүм қилиш билән чәкләнмәйду. Қасим әпәнди әлчихана алдидики уйғур намайишчилар қошуниниң бир әзаси болуп, у радиомизға уйғур қизлириниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндигә учраватқанлиқини, хитай даирилириниң уйғур қизларни ичкири өлкиләргә мәҗбурий йөткәшни тохтитишини тәләп қилиш үчүн бу йәрдә һазир болғанлиқини билдүрди.

Уйғур қизлирини хизмәткә орунлаштуруш нами астида ичкири өлкиләргә йөткәш сиясити ахирқи күнләрдә ташқи дунядики уйғурлар вә хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниңла әмәс, америка һөкүмитиниң һәм диққитини қозғаватқан мәсилә болуп қалмақта иди.

Лагон: туғут йешидики яшларни ичкиригә йөткәш тасаддипий әмәс

Америка ташқи ишлар министирлиқи адәм әткәсчиликигә қарши туруш идарисиниң башлиқи, баш әлчи марк лагон, өткән һәптә америка җон хопкенс университетиниң хәлқара мунасивәтләр мәктипидики адәм әткәсчилик содисини тема қилған бир йиғинда уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәш мәсилисини тилға елип, болупму туғут йешидики уйғур қизларни ичкиригә йөткәш бир тасаддипий вәқә әмәс, дәп тәкитлигән иди.

Марк лагон, шу қетимқи йиғинда: "мән өзәмни шәрқий түркистан мәсилисиниң мутәхәссиси дийәлмисәмму, лекин мән рабийә қадир билән параңлашқан. Уни миңлиған яш қизларниң хитай даирилири тәрипидин әткәсчилик йоли билән хитайларниң нәзиридики шинҗаңдин ичкиридики өлкилиригә йөткәп келиватқанлиқи әндишигә салмақта. Хитай көчмәнлирини йөткәп келип уларни яхши хизмәткә орунлаштуруш, яш уйғур қизларни болса ичкиригә йөткәшни тасаддипий, дегили болмайду. Чүнки уларниң көпчилики туғут йешидики яшлардур "дегән иди.

Америка : биз өз хәлқиниң кишилик һоқуқини қоғдиғучилири сепидә

Хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида елип берилған намайиш саәт 3:00 ләрдә башлинип, саәт 6:00 ләргә қәдәр давам қилди. Вашингтондики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини хитай әлчиханиси алдида хатирлигән шу күни, америка ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, йәр шариниң һәр қайси җайлирида кишилик һоқуқ үчүн қурбан бериватқан кишиләргә еһтирам билдүрди. Баянатта " биз өз хәлқиниң кишилик һоқуқи үчүн зиянкәшлик қилиниш, тән җазасиға учраш, қолға елиниш вә өлүм җазасиға һөкүм қилиниш хәвпигә тәвәккүл қиливатқан кишилик һоқуқни қоғдиғучиларниң хизмитигә йүксәк баһа беримиз " дәп көрсәтти.

Қиш пәслиниң йетип келиватқанлиқиға қаримай, вашингтонда шу күнки һава температуриси 12 градус болуп, уйғурларниң кишилик һоқуқ күнини хатириләш намайиши һөл ‏- йеғин һавасида өтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.