Кәчүрүм тәшкилати: канада һөкүмити хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогини вақтинчә тохтитиш керәк
2006.11.10

Кәчүрүм тәшкилати канада бөлими канада һөкүмитидин хитай даирлири билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини вақтинчә тохтитишни һәмдә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә қарита йеңи тәдбирләрни қоллинишни тәләп қилмақта.
Канада кәчүрүм тәшкилатиниң баш секретари Alex Newe парламент кишилик һоқуқ комитетниң йиғинидин кейин, канадада чиқидиған "шиңдав" гезитигә баян қилишичә, канада парламентидики һәрқайси партийиләрниң парламент әзалири хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға алаһидә диққәт қилмақта икән. Улар нөвәттә хитайда тибәтликләр, уйғурлар вә фалунгоң муритлириниң һоқуқлири дәпсәндә қилинмақта, динға етиқат қилидиғанлар зәрбигә учримақта, өлүм җазаси бериш йәнила давамлашмақта, дәп қарайдикән.
Alex Newe Ниң билдүрүшүшичә, һазир канада һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә қарита йеңи тәдбирләрни қоллинидиған вақити йетип кәлгән. У, канада парламентниң кишилик һоқуқ комитети - икки дөләт оттурисидики иқтисад-сода вә көчмән қобул қилиш қатарлиқ мәсилиләрдә кишилик һоқуқ мәркәз қилинған истратегийини бекитиши керәк, дәп көрсәткән.
Хитай билән болған барлиқ мунасивәт кишилик һоқуқни ядро қилиши шәрт
Кәчүрүм тәшкилатини өз ичигә алған, канададики хитай билән алақидар аммиви тәшкилатлардин тәркип тапқан, кишилик һоқуқ бирләшмә гурупписи намидин канада баш министири Stephen Harper ға йезилған учуқ хәттиму канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитиниң қатмал һаләткә кәлгәнлики, униң үстигә хитайдики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш вәқәлири күчәйгәнлики, канаданиң хитайға қаратқан сияситидә йочуқларниң оттуриға чиқиватқанлиқи вә хитайға қаратқан сиясәттә изчиллиқниң болмиғанлиқи, буниң үчүн канаданиң хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини вақтинчә тохтиши керәклики тәләп қилинған.
Канаданиң хитайға қаратқан пүткүл сияситидә кишилик һоқуқни мәркәз қилиш керәклики тәкитләнгән бу учуқ хәттә мундақ дейилгән:
"Биз хитай канада оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитидә түптин ислаһат елип берилишни, йеңи истратегийә вә механизмларни йолға қойғанда, кишилик һоқуқни чиқиш қилишни, сода вә мәбләғ селиш, һәқсиз ихтисадий ярдәм вә көчмән қобул қилиш қатарлиқ мәсилиләрдә, кишилик һоқуқни шәрт қилип қошушни, шундақла нөвәттә хитайда тутуп туриливатқан канада пуқраси һөсәйин җелилниң кишилик һоқуқлирини қоғдашни тәләп қилимиз"
Кишилик һоқуқ бирләшмә гурупписи тәрипидин йезилған бу учуқ хәттә канада һөкүмитиниң хитайға қаратқан сиясәтлиридә қайта ойлиниши үчүн, канада хитай оттурисидики сөһбәтни вақтинчә тохтитиш тәләп қилинған болсиму, амма бу сөһбәтни пүтүнләй тохтитишни тәшәббус қилмайдиғанлиқи әскәртилгән.
Канададики һоқуқ вә демократийә җәмийитиниң мәсули Corol Samdup “Globe And Mail” гезитиниң зияритини қобул қилғанда, хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини вақтинчә тохтитиш вә бу мәсилә һәққидә қайта ойлиниш интайин яхши хәвәр. Бу диалог һазир рәсмийәткила айлинип қалди. Кишилик һоқуққа хизмәт қилиштин ибарәт һәқиқи мәнисини йоқатти, дегән.
Хитай кишилик һоқуқ сөһбитини тохтатмаслиқ һәққидә канадаға тәһдит қилған
Амма хитай һөкүмитиниң зувани һесабланған "шинхуа агентлиқи" ға қарашлиқ "йәршари вақит" гезитидә елан қилинған "канада һөкүмити хитай һөкүмитигә аваричилиқ тепип бәрмәктә" намлиқ мақалида, канада һөкүмити икки дөләт оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитини растинла тохтатса вә хитайға беридиған ихтисадий ярдәмни бикар қилса, икки дөләт оттурисида җидди дипломатийә кризиси келип чиқиду, дәп, канадани агаһландурған.
Буниңдин илгири мәтбуатларда, канада һөкүмитиниң хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини тохтатмақчи һәм хитайға беридиған һәқсиз ихтисадий ярдәмни бикар қилмақчи болғанлиқи һәққидә хәвәрләр оттуриға чиққан вә канада баш министириниң парламент ишлири катипи Jason Kenney буларни рәт қилғаниди.
Икки дөләт оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбити вақит исрап қилиштин башқа нәрсә әмәс
Канада кәчүрүм тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң тәтқиқатчиси Jane Petterson ниң қаришичиму, 1997 –йилидин буян давамлишиватқан канада вә хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитиниң әмили бир нәтиҗиси болмиған:
"Икки тәрәп сөһбәт өткүзгили 8- 9 йил болди. Амма илгириләш болмиди. Бу икки дөләт һөкүмәтлири үчүн ейтқанда, вақит исрап қилиштин башқа нәрсә әмәс.. Биз хитай һөкүмити билән сөһбәт елип баридиған йәңи бир йол үстидә издинишимиз керәк. Амма мән хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини тохтутуш керәк дәп қаримаймән".
Канаданиң хитайдики әлчиханисида сияси мәслиһәтчи болуп турған, канададики нопузлуқ хитай мәсилилири мутәхәссиси профессор Charles Burton 10 йиллиқ кишилик һоқуқ сөһбитини хуласиләп, парламентта сунған доклатида, канада хитай оттурисидики бу сөһбәт гүлдүри бар әмилийәттә ямғури йоқ нәрсигә айлинип қалди, һазир у туюқ йолда, дегән хуласини чиқарғаниди
Хитайда адвокатларму түрмиләргә ташланмақта
Кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң хитай мәсилилири тәтқиқатчиси Jane Petterson иқтисад юқури сүрәттә тәрәққи қиливатқан хитайда йәнила пуқраларниң һоқуқлириниң еғир һалда дәпсәндә қилиниватқанлиқини вә кәчүрүм тәшкилати вә хитайдики аммиви тәшкилатлар бу сөһбәткә қатнаштурулса буниң хитайдики кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә түрткиси болидиғанлиқини әскәртип мундақ дәйду:
"Көплигән кишиләр бир дөләтниң ихтисадий тиз сүрәттә тәрәққи қилса, униңға мас һалда, у дөләтниң кишилик һоқуқ әһвали яхшилинишқа қарап йүзлиниду, дәп қарайду. Амма хитайда ихтисад йоқури сүрәттә тәққи қиливатқан болсиму, адәттики пухраларла әмәс бәлки, кишилик һоқуқ адвукатлириму өзлирини түрмиләрдә көрмәктә"
Униң билдүрүшүшичә, канада һөкүмити хитай даирлири билән болған кишилик һоқуқ сөһбитиниң дәрвазисини техиму кәң ечиш керәккән.
Канада парламент әзаси, баш министәр Stephen Harper ниң парламент ишлири катипи Jason Kenney , канада - хитай билән кишилик һоқуқ сөһбити елип бериватқан дөләтләрниң тәҗрибилиридин пайдилинип, техиму үнүмлүк йолни тепип чиқиду, дәп көрсәткән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада пуқраси һүсийин җелил һәққидә йеңи учурлар
- Канада баш министири һүсәйин җелилниң аяли билән көрүшти
- Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
- Канада парламентиниң әзаси һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?
- UAA Баш катипи алим сейтоф һүсәйин җелил һәққидә елан қилинған мақалә һәққидә тохталди
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитай даирилири һүсәйин җелил һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ ипадә билдүрмиди
- Һөсәйин җелилни тутуш уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини көрситип бериду