Кишилик һоқуқ олимпик мәшили амстердамға кәлди


2007.10.08

Afina- Qarshi-200.jpg
Бу кишлик һоқуқ мәшилиниң башлиниш нуқтиси афинадики көрүнүши. AFP Photo

Бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш кишилик һоқуқи олимпик мәшили бу йил 8 ‏- айда гретсийә пайтәхти афенада башлинип, романийә, австирийә, славакийә, литва қатарлиқ явропа дөләтлирини бесип өткәндин кейин, өткән һәптә голландийә пайтәхти амстердамға йетип кәлди вә амстердамда күтивелиш паалийити өткүзүлди.

Голландийә, кишилик һоқуқи мәшили бесип өтидиған әлләр ичидә символлуқ әһмийити зор дөләтләрниң бири болуп, буниң әһмийити хәлқара сот мәһкимисиниң голландийигә җайлашқанлиқи шундақла голландийә хитай саяһәтчилири әң көп саяһәт қилидиған дөләт болғанлиқидур. Кишилик һоқуқи зиянкәшлики, фалунгоң вә диний гуруһларға зәрбә бериш, өлүм җазаси шундақла тибәт һәм уйғурларни бастуруш сияситигә қарши турүшни мәқсәт қилған кишилик һоқуқи мәшили, голландийидә алди билән хәлқара сот мәһкимиси җайлашқан гаага шәһиригә улаштурулди вә бу йәрдин пайтәхт амстердамға йәткүзүлди. Амстердам хитай саяһәтчилириниң вә хитай һөкүмәт саяһәт өмәклириниң көрүшкә алдирайдиған саяһәт мәнзили болуп, амстердамдики " қизил чирағ райони" хитай саяһәтчилирини әң җәлп қилидиған саяһәтгаһларниң биридур. Шүбһисизки , бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш кишилик һоқуқи олимпик мәшили, амстердам вә гаагадики хитай саяһәтчилириниң диққитини тартмай қалмайтти.

"Уйғур или хитайниң темишвараси болуп қалиду "

Голландийә уйғур җәмийити бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилишни қоллайдиған тәшкилатларниң бири болуп, мәзкур җәмийәтниң рәиси бәхтияр шәмшиддин, кишилик һоқуқи мәшилини амстердамда айландурушниң әһмийити вә голландийидики бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш паалийити һәққидә тохталди. Кишилик һоқуқи мәшили амстердамға келиш сәпиридә бесип өткән явропа шәһәрлириниң бири, романийә һазирқи заман тарихидики мәшһур шәһәр темишварадур.

Темишвара, романийиниң кичик бир көмүр санаәт мәркизи болушиға қаримай, 1990 ‏-йиллардики дуня сотсиялизим лагириниң йиқилиш дәвридә нами чиққан мәшһур бир җай. Бу шәһәрдә 1989 ‏- йили романийә диктатури никҗолай чиосискоға қарши көтүрүлгән хәлқ қозғилиңи, романийидә сотсиялизмниң йиқилиш вә чиосеско һәм ханими елина чиосескониң өлүми билән ахирлашқан иди.

Хитай һөкүмити 1989 ‏- йили тйәнәнмен демократийә һәрикитиниң оқуғучилар рәһбири өркәш дөләтни "уйғур или хитайниң темишвараси болуп қалиду деди " дәп әйиблигән . 4 ‏- Июн демократийә һәрикити рәһбәрлириниң бири, һазир франсийиниң париж шәһиридә яшайдиған җаң җйән, кишилик һоқуқи мәшилиниң амстердамға келишини қарши елиш паалийитигә қатнашқан хитай демократлириниң вәкили. У, амстердамдики қарши елиш мурасими һәққидә мухбиримизға мундақ дәйду. "Биз һазир амстердамда туруватимиз. Амстердам голландийиниң әң қәдими вә су үстидики венитсийигә охшайдиған шәһири. Бүгүн йәнә бу йәрдә икки мәшһур путбол командиси мусабиқә өткүзүватиду. Мушу мунасивәт билән бүгүн мәйданда адәм наһайити көп. Буниңдин сиирт йәнә ,паалийитимизгә қатнишиватқан голландийә парламент әзалириниң сани хели көп."

" Компартийә һөкүмранлиқи вә кишилик һоқуқи зиянкәшлики болмиған олимпик өткүзүшни қоллаймиз "

Кишилик һоқуқи мәшилини күтүвелиш паалийити амстердамниң мәшһур саяһәт мәнзилгаһи даму мәйданида өткүзүлди. Канада тәвәликидики адвокат, б д т ниң сабиқ сотчиси дәйвид матас амстердамдики мурасимда сөз қилған чәтәллик кишилик һоқуқи паалийәтчилириниң биридур. У, нутқида олимпик йиғинини бейҗиңда өткүзүшниң 6 шәртини оттуриға қоюп, әгәр олимпик йиғини бейҗиңда өткүзүлмәкчи болса, һәр қандақ кишиниң олимпик йиғиниға қатнишиш һоқуқи болуши керәк. Хитай һөкүмити фалунгуң тәриқити, етник вә диний гуруһларға қаратқан бузғунчилиқини тохтитиш, гав җишиңға охшаш кишилик һоқуқни яқлиғучи адвокатларни қоюветиш қатарлиқ шәртләрни һазирлиса, биз олимпик йиғининиң бейҗиңда өткүзүлүшини қоллаймиз, дәп тәкитлигән.

Голландийә уйғур җәмийитиниң рәиси бәхтияр шәмшидин, кишилик һоқуқи мәшилиниң амстердамға йетип кәлгәнликини қарши елип, уйғур тәшкилатлириниң бу паалийәтни қоллаштики сәвәблирини чүшәндүрди. Паалийәтни өз көзи билән көргүчиләрниң радиомизға әскәртишичә, шу күни даму мәйданда адәмләр наһайити көп болуп, паалийәтни оюштурғучилар бейҗиң олимпик йиғиниға қарши тәшвиқат вәрәқилирини тарқатқан вә ақбоз рәхткә хитай хәлқиниң компартийә һөкүмранлиқи вә кишилик һоқуқи зиянкәшлики болмиған олимпик өткүзүшини қоллаймиз, дегән мәзмунда имза топлаш паалийити елип берип, голландийиликләр вә голландийидики чәтәллик саһайәтчиләрниң бейҗиң олимпик йиғини вә хитай кишилик һоқуқи хатирисигә диққитини қозғимақчи болди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.