"Хитай мәнбәлиридә шәрқтики түркий милләтләр тарихи" намлиқ әсәр истанбулда нәширдин чиқти


2007.03.02

xitay-menbeliride-turkiy-mi.jpg
Китабниң теши

Мәшһур тарихчи лиюмавсәй немис тилида язған хитай тарихи мәнбәлиридики шәрқтики түркий милләтләр тарихи намлиқ китаб истанбулдики сәләнгә нәшрияти тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинди. Бу китаб 1958-йили германийәдә нәшир қилинған болуп, исламийәттин бурунқи түрк тарихини тәтқиқ қилиш үчүн наһайити муһим бир материял һесаблиниду.

Китаб 4 бөлүмдин тәркип тапқан болуп, җәми 640 бәт. Китаб, ғәрбий вей сулалиси мәзгили йәни 535-йилидин ву тәй мәзгилидики түркий милләтләр йәни 959-йилиғичә болған арилиқтики тарихни өз ичигә алған. Бу ктапта хитайлар билән түркий милләтләр арисидики һәр хил мунасивәтләр аңлитилған. Китабниң арқа таш вариқида мәшһур рус тарихчи ләвниколович гумилийәвниң шу сөзигә йәр берилгән: бир милләтниң тарихини бираз болсиму шу милләтниң дүшмини язған тарихидин өгиниш керәк. Тарихчиларниң дейишичә, бу китаб хитайларниң түркий милләтләргә болған көз қаришини билиш үчүнму наһайити муһим икән. Биз бу китаб вә исламийәттин бурунқи түрк тарихи һәққидә мәлумат елиш үчүн сәләнгә нәшриятиниң баш тәһрири, бу китабниң тәһрирликини қилған аһсән батур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

-Һөрмәтлик аһсән батур әпәнди, йеқинда тарихчи лию мавсәй язған хитай тарихи мәнбәлиридики шәрқтики түркий милләтләр тарихи намлиқ китабни нәшир қилипсиләр. Бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз ?

- Түркләр тарих яратқан әмма тарих язалмиған бир милләт. Бизниң бирдин бир тарихи абидимиз орхун йенисәй абидилиридур. Тарихчи әдварт чавәннәс дегәндәк, бу бир милләтниң тарихини йезиш үчүн йетәрлик әмәс. Түркий милләтләрниң тарихи һәққидики мәлуматлар пәқәтла хитай мәнбәсидә бар. Әмма ғәрбтики түркий милләтләрниң тарихи һәққидики мәлуматларниң көпини рум, бизанс, әрминийә, парс вә әрәп мәнбәлиридин тапқили болиду. Лиюмавсәй язған хитай мәнбәлиригә көрә, шәрқтики түркләр тарихи намлиқ китаб дуняда бу саһәдә йезилған әң әтраплиқ әсәрләрдин биридур. Әдвард чавәннәсниң ғәрб түрклири тарихи дигән китабиму бир икки күн ичидә нәширдин чиқиду, иккисини бирләштүрсәк мукәммәл бир түркий милләтләр тарихи оттуриға чиқиду. Тарихта хитайларда күндилик хатирә йезиш адити бар иди, хитай сарайлирида мәхсус бундақ кишиләр бар. Хитайлар хатирә язған вақтида пәқәт хитайлар ичидики вәқәләрнила әмәс, хошна дөләтләрдә болған вәқәләр һәққидиму хатириләр йезип қалдурған.

- Һөрмәтлик аһсән батур әпәнди, сизчә бу хатириләрниң һәммиси растму?

- Хитайлар язған бу тарих китабларда һәддидин зиядә мубалиғиләштүрүлгән мәлуматларму бар. Мәсилән: китабта түрк хақаниниң бир милйон оқчиси бар иди, дәп йезилған. У мәзгилдә пүтүн көк түркләрниң нопуси 650-700 миң әтрапида турса, қандақму бир милйон оқчиси болсун. Мана мушуниңға охшаш хитай тарихи мәнбәлиридә мубалиғиләрму наһайити көп.

- Һөрмәтлик ахсән батур әпәнди, бу китаб қачан қәйәрдә нәшир қилинған, қайси тилларға тәрҗимә қилинған бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

- Китаб 1958-йилида германийәдә немис тилида нәшир қилинған. Әмма китабни язған киши хитай. Узун йиллардин бери түркийәдики тарихчилар бу китабни әсәрлиридә мәнбә қилип көрситип кәлгән болсиму, һазирғичә түркчигә тәрҗимә қилинмиған иди. Түрк тарих тәтқиқат идарисиму йеқинқи йиллардин бери хитай тарихидики түркий милләтләр тарихи һәққидики мәнбәләрдин бир қанчини нәшир қилди. Хитай тарихи мәнбәлиридики түркий милләтләр һәққидики матирияллар ичидә лию мавсәйниң бу китаби наһайити муһим. Бу китаб исламдин бурунқи түркий милләтләр тарихини тәтқиқ қилишта наһайити муһим бир пайдилиниш матирияли. Бүгүнгичә түркийидә қәдимқи түрк тарихиға аит мәхсус китаблар тәрҗимә қилинип бақмиған, биз сәләнгә нәшрияти болуш сүпитимиз билән йеқинқи йиллардин бери тарихи рәшиди, әдварт чаваннәсниң ғәрб түрклири тарихи, қараханли тарихи, түркий тиллар дивани, мәшһур тарихчи николойәвич гумилийәвниң қәдимқи түркий милләтләр тарихиға аит пүтүн әсәрлирини түркчигә тәрҗимә қилип нәшир қилдуқ.

- Һөрмәтлик аһсән батур әпәнди, түркийидә тарихчиларниң көпи османли импираторлиқи мәзгили тарихини тәтқиқ қилиду, исламийәттин бурунқи тарихқа анчә әһмийәт берип кәтмәйду, буниң сәвәби нимә?

- Тәтқиқ қилиш вә материял тепиш асан болғанлиқи үчүн бу мәзгилгә әһмийәт берилиду. Оттура асия тарихини йезиш қейин. Оттура асия тарихи һәққидә матириял тепиш бәк қейин. Әслидә пүтүн түркий милләтләрниң тарихини тоғра тәтқиқ қилиш үчүн исламийәттин бурунқи мәзгилни яхши тәтқиқ қилиш керәк. Бу мәзгилни тәтқиқ қилишта уйғур тарихи наһайити муһим, уйғурларниң давамлиқ һалда өз йезиқи болған, уйғурлар мәзгилигә аит қол язмиларму наһайити көп, шуңа қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән, татар вә түркийәдики түркләргә охшаш пүтүн түркий милләтләр қәдимки тарихини тәтқиқ қилиши үчүн уйғур тарихини тәтқиқ қилиши керәк. Әпсуски түркий милләтләр тарихини тәтқиқ қилишқа анчә әһмийәт берип кәтмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.