Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабиниң давами йоруқ көрди


2007.06.13

Eysa-Alipt-150.jpg
Шәрқий түркистан давасиниң байрақдари, мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабниң 2 - томи болған "әйса йүсүп алип текинниң инқилаб әслимилири" намлиқ китаби нәшир қилинди. Сүрәттә, китапниң муқави. Photos by RFA / Erkin Tarim

Шәрқий түркистан давасиниң байрақдари, мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабниң 2 - томи болған "әйса йүсүп алип текинниң инқилаб әслимилири" намлиқ китаби нәшир қилинди.

Бу китабта мәрһум сиясийонниң сиясий паалийәтлири болупму, түркийигә йәрләшкәндин кейин хәлқара сәһнидә елип барған паалийәтлири, бир қисим хәт- чәклири, һөҗҗәтлири, түркийә вә хәлқара миқясидики йиғинларда сөзлигән сөзлири һәм башқа мунасивәтлик қиммәтлик материяллар йәр алған.

Мәрһумниң китабиниң биринчи қисмидин, униң 1949 - йилидин илгирики һаят мусаписини билиш мумкин болса, бу иккинчи қисмидин, униң 1949 - йилидин кейин таки вапат болғичә болған арилиқтики аңлиқ һаятини билиш, шуниңдәк шәрқий түркистан давасиниң бу мәзгилләрдики җәрянини чүшиниш мумкин.

юқурдики улиништин, әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң бу китаб һәққидә бәргән мәлуматиға қулақ селиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.