Абдуқадир дамолламниң мәшһур 3 әсири тоғрисида
2007.06.20
1923- Йили қәшқәрдә суйиқәст билән қәтл қилинған мәрипәтпәрвәр, ислаһатчи алим мәрһум абдуқадир дамолламниң йеқинқи заман уйғур тарихида тунҗи қетим уйғур тилида язған мәшһур 3 муһим дини китабини қайта нәшргә тәйярлаш мунасивити билән сәуди әрәбистанида өткән өлималарниң абдуқадир дамоллам һәққидә ейтқанлирини баян қилимиз.
1985- Йили сәуди әрәбистанида дамолламниң "тәҗвид түрки" йәни( қуран оқушниң уйғур тилидики қаидиси), "әқаид зөрүри" йәни( муһим әқидиләр) вә "ибадәт исламийә" йәни( ислам ибадәтлири) намлиқ шанлиқ 3 мәшһур әсири сәуди әрәбистанидики уйғур ярдәмсөйәрлири тәрипидин иккинчи қетим нәшр қилинған икән.
Мәзкур 3 мәшһур әсәрниң иккинчи нәшригә йезилған беғишлимилар ичидә уйғур елиниң йәкән шәһиридә дуняға келип, 1933- йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурғучилири қатарида орун алған, кейинчә мәһмуд муһити билән биргә чәткә чиқип кетип, аввал мисирда, андин сәуди әрәбистанида уйғурлар үчүн көп хизмәтләрни қилип, сәуди әрәбистанида вапат болған мәшһур алим вә муҗаһид муһәммәд әмин исламиниң төвәндики әслимисиму орун алған.
Мәрһум абдуқадир дамоллам қәшқәр ханлиқ мәдрисидә оқуған
Муһәммәд әмин ислами мәрһум абдуқадир дамоллам һәққидә мундақ дәп язиду: " мәрһум абдуқадир дамолламниң әсәрлири шәрқий түркистан мусулманлири үчүн интайин чоң пайдилиқ болған иди. Нөвәттә мәрһумниң "тәҗвид түрки", "әқаид зөрүри" вә " ибадәт исламийә"намлиқ мәшһур 3 әсирини иккинчи қетим нәшргә тәйярлаш мунасивити билән мәрһум абдуқадир дамолламниң қисқичә тәрҗимһалини сөзләймиз. Мәрһум абдуқадир дамоллам тәхминән 1881- миладийә йиллири шәрқий түркистанниң қәшқәр вилайити үстүн атуш шәһириниң мәшһәд мәһәллисидә дуняға кәлгән болуп, иптидаий билимлирини атуш шәһиридә алғандин кейин, қәшқәр ханлиқ мәдрисигә келип оқуған. Кейинчә, бухараға берип әрәб вә парис тиллирини вә бу икки тилниң әдәбиятлирини толуқ игилигәндин кейин, қәшқәргә қайтиду.
Мәлумки, қәшқәрдә вә пүтүн шәрқий түркистан тәвәсидә мәдрисләрдики оқутуш усуллири интайин қалақ вә бәкму коничә иди. Мәдрисә талиблири көп қийнилатти. Дәрсликләр оқуғучиларниң сәвийисигә лайиқ шәкилдә тәйярланмиғанлиқи, бу мәдрисләрдә оқуғучилардин имтиһан елиш дегән нәрсиниң йоқлуқи вә ортақлашқан бирәр оқутуш системисиниң болмиғанлиқи сәвәблик мәдрисә талиблириниң көп қисми йерим йолда яки оттура йолда мәдристин айрилип қалатти.
Мәдристин айрилип қалған шу кишиләр қорсиқида һеч нәрсә болмисиму, түркистанниң һәр қайси җайлирида алим - өлима дәп атилатти. Әмма мәдрисини чидап ахириғичә давам қилдурғанлар интайин аз кишиләр иди. Җүмә вә һейт намазлириниң қутбилирини әрәбчә оқуш қаидиси омумлашқанлиқтин, имамларниң сөзлигәнлиридин хәлқ қилчә пайда алалмайтти.
Әмма мәдрисә талиблириға кәлсәк, улар өзлириму мәнисини билмәйдиған әрәбчә - парсчә арилаш грамматика китабини чүшәнмәстин ядлайтти. Талиплар дәрдлирини: " зәнҗани китаб күндүзимизни кечә қилди," "башлиғанда алтә идуқ, йәттимизни гача қилди," дегән қәсидиләр билән изһар қилишқа тиришатти.
Мәрһум абдуқадир дамоллам маарип ислаһати елип барған
Мәрһум абдуқадир дамоллам бу әһваллардин қаттиқ ечиниду вә хурапатлиқтин қутулуп, йеңичә дини һәм пәнний оқутуш усулини йолға қойиду. Мәдрисиләргә оқуғучиларниң сәвийисигә лайиқ һалда уйғур тилида мәхсус дәрслик китабларни һазирлайду. Балилардин имтиһан елиш, уларни тәнһәрикәт ойнитиш вә мақал яздуруш ишлирини елип бариду.
Мәрһум дамолламниң бу йеңилиқпәрвәрлики вә елип барған ислаһатлири шу вақиттики залим һакимийәт билән хәлқни алдап җан бақидиған моллиларға қәтий яқмайду. Чүнки дамоллам хәлқниң көзини ечишқа тиришивататти. Шу сәвәбтин улар мәрһум дамолламни бу һәрикитидин тохтитиш үчүн елип барған чарилири карға кәлмигәндин кейин. Һәлим муәззин дегән адәмгә пул берип, шу адәмниң қоли билән дамолламни шеһид қилип бирақла қутулиду.
Муһәммәд әмин исламий йәнә мундақ дәйду: " абдуқадир дамоллам шеһид қилинғандин кейин, вәтән ичи вә сиртида әрәбчә, парсчә вә түркчә йезилған мәрсийәләрни топлисақ чоң бир китаб болиду".
Муһәммәд қасим һаҗим абдуқадир дамоллам тоғрилиқ тохтилип мундақ деди:"абдуқадир дамоллам бизниң шәрқий түркистанда әң аввал хәлқини ойғитиш үчүн һәрикәт қилған адәм. Бу адәмниң хизмити бизниң пүтүн лидерлиримизниң хизмәтлиридин әлвәттә катта болған. Бу адәмниң мәқситини билип қалған қанхор хитайлар бизниң сатқун байлиримизниң арилишиши билән пул хәҗләш арқилиқ суйиқәст йоли билән бу адәмни қәтли қилған".
Муһәммәд әмин исламий мәрһум абдуқадир дамолламниң мәзкур әсири тоғрилиқ тохтилип мундақ дәп язиду:" мәрһум дамоллам "тәҗвид түрки"намлиқ әсирини тунҗи қетим 1912- йили татаристанниң қазан шәһиридә нәшр қилдурған икән. Қалған икки әсириниму шу вақитта нәшр қилған болуши еһтимал дәп пәрәз қилиниду.
Шәрқий түркистанда тарихтин бири өткән өлима - алимлар өзимизниң уйғур тилида китаб язмиған
Бу үч әсәрниң шунчилик әһмийәтлик икәнлики шу йәрдики, шәрқий түркистанда тарихтин бири өткән өлима - алимлар китаб язса әрәбчә яки парсчә йезип қалдурған.Әмма өзимизниң уйғур тилида китаб язмиған икән. Бу һәқиқәтән әпсуслинарлиқ иш иди. Чүнки әрәбчә вә парсчә китабларни мәдрисә көргәнләр оқуялайду. Әмма авам хәлққә пайдиси йоқ.
Мәрһум абдуқадир дамолламниң мәзкур 3 әсири өз тилимизда болғанлиқи үчүн һәр қандақ кишиниң оқуп пайдилиниши үчүн наһайити аммибаб әсәрләр болғанлиқтин, шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистанлардиму бу әсәрниң шөһрити чоң болған. Чүнки бу үч мәшһур әсәрниң бири болған"тәҗвид түрки" авам хәлққә қуранни тоғра оқуш усулини өгәтсә, "әқаид зөрүри" етиқад мәсилилирини чүшәндүриду. "Ибадәт исламийә" намлиқ әсири болса, ибадәтләрниң тәриқилири вә қаидилирини өгитиду. Шуңа бу 3 әсәрниң әһмийити наһайити зор болған иди."(Өмәрҗан тохти )
Мунасивәтлик мақалилар
- "Ахирқи дуняви козур - америка турани " намлиқ китаб һәққидә
- Мәрһум доктор абдуқадир ташниң бир парчә мақалиси һәққидә
- Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабиниң давами йоруқ көрди
- Қазақистанда йүсүп мухлисниң " мәшәл" романи нәширдин чиқти
- Алма-атада, "уйғур авази" гезитиниң 50 йиллиқи хатириләнди
- Әрәб дунясидики тунҗи уйғур жорнили "түркистан авази"
- Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлиридики төһпикар - қазақистанлиқ уйғур тарихшунаси, доктор гегел исһақоп(1)
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (2)
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (1)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(2)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(1)
- Улуғ әдип йүсүп хас һаҗипниң қутадғубилик намлиқ әсири түркийидә қайта нәшр қилинди