Әлихан төриниң түркистан қайғуси намлиқ китаби уйғур тилида нәшир қилинди
2007.07.25

1944-Йили 11-айниң 12-күни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси әлихан төрә сағуни язған түркистан қайғуси намлиқ китабниң биринчи қисми нәширдин чиқти. Дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшир қилдурулған китабни һаҗи абдурешит керими һазирқи заман уйғур тили имласи бойичә йезип чиққан. Әслимә характеридики бу китабта өткән әсирниң 20-30- йиллиридики уйғур дияриниң омуми вәзийити вә әлихан төриниң 1938-йили кучада тутқун қилинишиғичә болған арилиқитики тарихи җәрян баян қилинған. Китабни оқуғиниңизда пәқәт әйни замандики уйғур дияриниң вәзийити биләнла әмәс, бәлки ғәрби түркистанниң қисмән әһваллири биләнму тонушуп чиқалайсиз.
Түркистан қайғуси намлиқ китабниң 1- қисми 269 бәттин тәркип тапқан болуп, төвәндикидәк темилар йәр алған: әлихан төрәмниң тәрҗимиһали, түркистан қайғуси, коммунситларниң рәзилликлири, шәрқий түркистанға өтүшүмниң сәвәблири, қоқәндә мухтарийитигә мунасивәтлик вәқәләр , аттиезим билән күрәш, коммунистик түзүм билән чар һөкүмитиниң пәрқи, қутулуш йоли, һиҗритимизниң тохтилиши, тутқунлуқ вә қечиш, шәрқий түркистанға һиҗрәт, ғулҗа вә или һәққидики хатирилирим, қумул инқилаби, шиң дубәнниң киримлин тәрипидин вәзипигә тәйинлиниши вә хотән инқилаби, шиң дубәнниң зулумидин қечиш вә түрмә .
Әлихан төрә сағуни түркистан қайғуси намлиқ бу китабни чағатай тилида 1966 - 1973-йиллири арисида әслимә қилип йезип қалдурған болуп, китаб 40 йил аридин кейин һазирқи заман уйғур тили билән оқурмәнлири билән йүз көрүшти.
Биз бу китабни һазирқи заман уйғур тилида нәширгә тәйярлиған абдурешит керими әпәнди билән китабниң тәйярлиниш җәряни, китабниң илми қиммити вә өзбекчә нусхиси билән болған пәрқи һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң абдурешит керими билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәмәт салиһ атуш әпәндимниң 85 йиллиқ һаят мусаписи тәбрикләнди
- Уйғур тарихидин кәлгән қәһриман персонаж - қара оғлан
- "Йүсүп мамай вә манас дастаниниң шәрқий түркистан вариянти" намлиқ китаб түркийидә нәшир қилинди
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
- Абдуқадир дамолламниң мәшһур 3 әсири тоғрисида
- "Ахирқи дуняви козур - америка турани " намлиқ китаб һәққидә
- Мәрһум доктор абдуқадир ташниң бир парчә мақалиси һәққидә
- Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабиниң давами йоруқ көрди
- Қазақистанда йүсүп мухлисниң " мәшәл" романи нәширдин чиқти