Оқуғучиларни пахта теришкә ким орунлаштурған?


2005.09.27

Биз ата - ана вә оқуғучи - оқутқучиларниң наразилиқини көздә тутуп, оқуғучиларниң пахта териши һәққидә мәхсус бәлгилимә түзүп чиққан аптоном районлуқ маарип комитетиға телефон қилдуқ.

Зияритимизни қобул қилған бир хадим "ата - аниларниң бу хил көңлини тоғра чүшинишкә болиду. Лекин йәнә бир нуқтидин қариғанда, оқуғучи балиларниң бундақ әмгәкләргә қатнишиши улар үчүн бир хил чиниқиш. Бу хил оқуп туруп ишләш паалийити һәр йили давамлишип келиватиду" дәп билдүрди.

Йәрлик: мәркәзниң орунлаштуруши

Зияритимизни қобул қилған маарип комитетиниң бу хадими мухбиримизниң "оқуп туруп ишләш" дегән һәрикитиңларни оқуғучиларға пахта тәргүзүш билән әмәс, бәлки башқа түрлүк йеникрәк әмгәкләрни қилдуруш арқилиқ елип барсаңлар болмамду ?” дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:

"Кевәзликкә бизму барған, һәқиқәтән наһайити җапалиқ, лекин бу юқиридин кәлгән һөҗҗәт бойичә орунлаштурулған иш. Биз буни өзгәртимиз дәпла өзгәртәлмәймиз. Бизниңму уларни бундақ еғир әмгәккә салғимиз йоқ. Бизниң буниңға амалимиз йоқ. Биз һөҗҗәт бойичә иш қилмисақ болмайду. Әгәр башқа түрдики әмгәккә алмаштуридиған иш болса, алди билән юқириниң тәстиқи бойичә болиду. юқири тәстиқлимай туруп, биз өз алдимизға өзгәртәлмәймиз. Шуңа әгәр бу һәқтә пикириңлар болса, мәркизий маарип комитетиға бивастә телефон қилип инкас қилсаңлар болиду".

Мәркәз: йәрликниң орунлаштуруши

Биз аптоном районлуқ маарип комитетиниң дегини бойичә, бейҗиңдики мәркизий маарип комитетиға телефон қилдуқ. Лекин телефонимизни алған мәлум бир ишхана башлиқи соалимизға җаваб берип "маарип комитети пәқәт макролуқ сиясәтнила бекитиду. Конкрет вә әмәлий мәсилиләрни, йәнила йәрлик өзи башқуриду" дәп оқуғучиларниң пахта териш әмгикигә қатнишишиға аптоном районлуқ маарип комитети өзи мәсул болуши керәкликини билдүрди.

Уйғур елидики башланғуч мәктәп балилириниң еғир һәм узун муддәтлик пахта териш әмгикигә селиниватқанлиқидин хәвәрдар болған вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

"Мәнчә бу, яш - өсмүр балиларни хорлап, уларни набут қилғанлиқ. Әмәлийәттә бу балиларни уқуғучи орнида әмәс, бәлки бала ишчи орнида қул қилип ишләткәнлик. Бундақ қилиш хәлқара қанунда қаттиқ чәкләнгән. Хитайниң балиларни бундақ еғир әмгәккә селиши бәкму чоң бир мәсилә. Буниңға һәргизму сәл қаримаслиқ керәк. Улар балиларниң қан тәри арқилиқ өзигә иқтисадий мәнпәәт елип келишнила ойлап, балиларни мәйли җисманий җәһәттә болсун яки роһи җәһәттә болсун, қаттиқ азаблимақта. Бу, хитайниң маарип системисида мәвҗут болуп туриватқан еғир мәсилиләрни көрситип бериду. Хитай маарип системисида, һәрқандақ бир бәлгилимини бекиткәндә, һәргизму оқуғучи, оқутқучи яки мәктәп, ата -ана қатарлиқларниң пикирини асасий орунға қоймайду. Улар пәқәт юқириниң йолйоруқи бойичә буйруқ иҗра қилишнила билиду". (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.