55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта


2006.05.17

Йеқинда хитай дөләт тәрәққият вә ислаһат комитети бу йил алий мәктәп пүттүридиғанларниң аз дегәндә 60% иниң ишсиз қалидиғанлиқини мәлум қилған. Хитайдики бу хил ишсизлиқ вәзийити астида алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ғәрбий районларға берип ишлиши һәққидики тәшвиқатлар техиму күчәйгән. Мәсилән, йеқинда хитайда алий мәктәп пүттүрүп ғәрбкә бериш үчүн тизимлатқанлар сани 55 миңдин ешип кәткән.

Хитай агентлиқи тәрипидин берилгән бу һәқтики мәлуматта көрситилишичә, ғәрбий районларға бериш алдида туруватқан бу оқуғучилар асасән мәзкур җайлардики маарип, сәһийә, деһқанчилиқ вә қурулуш қатарлиқ саһәләрдә ишләйдикән. Буниңдин башқа йәнә ғәрбий районлардики асасий қатлам хәлқ әдилийә идарилири, асасий қатлам тәптиш идарилири вә асасий қатлам қанун ярдәм бериш орунлирида ишләйдикән.

Уйғур оқутқучиларниң орнини хитайлар игилимәктә

Радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур елидики бир алий мәктәп кадириниң мәлум қилишичә, йеқинқи бир нәччә йилдин буян хитай өлкилиридин шинҗаң университетидики һәр қайси факултетларға келип ишқа орунлишиватқан хитай оқуғучилириниң сани барғансери көпийишкә башлиған. Мәсилән, қанун факултетиниң өзидила хитай өлкилиридин кәлгән йәни мәзкур факултеттики уйғур оқутқучиларниң орниға дәрс бериватқан хитайларниң сани 11 гә йәткән.

Зияритимизни қобул қилған бу алий мәктәп кадириниң ейтишичә, мәзкур алий мәктәптә һазир барлиқ дәрсләрниң һәммиси хитай тилида өтүливатқачқа, дәрс беридиған уйғур оқутқучиларниң сани барғансери азлап кәткән һәмдә шу аз сандики уйғур оқутқучиларниң һәптисигә өтидиған дәрс саити хитай оқутқучилириға селиштурғанда нәччә һәссә аз болған.

Оқуш пүттүргән уйғурлар ишсиз қалмақта

Зияритимизни қобул қилған бу алий мәктәп кадири сөһбәт җәрянида йәнә, һазир үрүмчидә алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тапалиши һәқиқәтән наһайити тәс болуватқанлиқини болупму, мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тапалиши хитай оқуғучилириға қариғанда нәччә һәссә тәс болуватқанлиқини тәкитләп, һәрқандақ хизмәт орунлири хизмәт илтимас қилип кәлгән уйғурларға очуқтин ‏- очуқ" биз уйғур алмаймиз " дәп уларни рәт қилғанлиқтин, бир қисим алий мәктәп оқуғучилири үмидсизлинип оқуш түгимәйла мәктәптин чекинип кетиватқанлиқини сөзләп бәрди.

Хитай өлкилиридин келиватқан алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар саниниң көпийиши билән, уйғур яшлириниң хизмәткә орунлишиш имканийити техиму төвәнләп кәтмәктә. Бу хил әһвал пәқәт үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдила әмәс, кәң йезиларда техиму еғир болған. Мәсилән, йеқинда зияритимизни қобул қилған ақсу районидики бир уйғур деһқан аял өзиниң миң бир җапада оқутқан икки балисиниң мәктәп пүттүрүп та һазирға қәдәр хизмәткә орунлишалмайватқанлиқини сөзләп бәрди.

Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аялниң ейтишичә, гәрчә һәр йили ақсуда алий мәктәп пүттүрүп кәлгән оқуғучиларниң сани 5000 әтрапида болуватқан болсиму, хизмәткә орунлишалайдиғанлар мәзкур санниң аран 1% тинила игиләйдикән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.