Русийә қанунсиз көчмәнләргә қарита кәң көләмдә тазилаш һәрикитини башлиди


2006.07.31

Русийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, йеқинда русийә бихәтәрлик органлири билән федерал көчмәнләр идариси бирликтә қанунсиз көчмәнләрни тазилаш алаһидә һәрикитини елип барған.

Улар москва шәһиридики туралғу җай, меһманхана, ятақ өйләр, базар, қурулуш орунлири вә карханилардин болуп 7500 дин ошуқ җайда тәкшүрүш елип барған. Нәтиҗидә 27‏- ийол күни москва шәһиридә елип барған 24 саәтлик тазилаш һәрикитидә 3000 дин ошуқ қанунсиз көчмән тутқун қилинған. Шундақла буларниң арисидики 1700 гә йеқин чәтәллик русийидә қанунсиз турғанлиқи сәвәбидин қануний җавабкарлиққа тартилип, 302 киши чеградин қоғлап чиқирилидикән.

Йирақ шәрқтә адәм азлимақта

Буниң билән бир вақитта, хитайниң хейлоңҗяң өлкиси билән чегралишидиған русийиниң йирақ шәрқтики чегра районидиму мунасивәтлик органлар " чәтәлликләр 2006 ‏" дегән нам билән қанунсиз көчмәнләрни тазилаш һәрикитини қанат яйдурған. Бу җайдиму қолға елинған қанунсиз көчмәнләрдин 136 си өз дөләтлиригә қайтурулған. Бу һәрикәттә русийиниң хитай билән чегралишидиған чәт-яқа районида қолға елинған қанунсиз хитай көчмәнлириниң өзила 60 тин ашқан. Гәрчә йирақ шәрқ чегра районидики бу қетимлиқ тазилаш һәрикити 8‏-айғичә давам қилсиму, лекин бу йәрдики бихәтәрлик орунлири давамлиқ түрдә чәтәл көчмәнлиригә болған назарәтни күчәйтидикән. Шундақла көчмән ишчиларни ишлитидиған карханиларниму йеқиндин көзитип туридикән. Русийиниң йирақ шәрқтики ички моңғул билән чегралишидиған районидики чита областиниң башлиқи александир җимисоф мәтбуатқа мәзкур тазилаш һәрикити тоғрисида мәлумат бәрди.

У сөзидә, " биз қанунсиз көчмәнләр билән елип бериватқан көришимизни давамлаштурушқа мәҗбурмиз. Чүнки русийиниң йирақ шәрқ районлири йеқин кәлгүсидә әмгәк күчи йетишмәслик әһвалиға дуч келиши мумкин. Бу әлвәттә чәтәлликләрниң бу районға болған қизиқишини қозғайду " деди.

'Русийә йеқин кәлгүсидә йирақ шәрқ вә сибирийидин айрилип қелиши мумкин' дегәнгә охшаш қарашларму оттуриға чиқмақта

Русийиниң чегра қоғдаш орунлиридики әмәлдарлар йәнә, уларниң йеқинда хитайниң чегра қоғдаш орунлири билән болған һәмкарлиқни техиму күчәйтип, хитайларниң чегра қанун-түзүмлиригә риайә қилишини капаләткә игә қилдурушқа тиришидиғанлиқини билдүрди. Хитай көчмәнлириниң русийә туприқиға көпләп киришигә аит хәвәр вә мулаһизиләр йеқинқи йиллардин буян русийә мәтбуатлирида көпләп бесиливатқан болуп, бу һәқтики бәс-муназириләрму күчәймәктә. Һәтта 'русийә йеқин кәлгүсидә йирақ шәрқ вә сибирийидин айрилип қелиши мумкин' дегәнгә охшаш қарашларму оттуриға чиқти.

Русийә мәтбуатлиридин қариғанда, йеқинқи 7-8 йиллар ичидила хитайларниң русийидики сани партлаш характерлик көпәйгән болуп, бәзибир мәлуматларда 250 миң дейилгән болса, йәнә бәзилиридә 2 милйон әтрапида дәп ейтилған. Бу сан мәйли қанчилик болсун, бәрибир нопус җәһәттә сабиқ совет иттипақиниң бир миллити болушқа тошмиған хитайлар бүгүнки күндә русийидики җумһурийәт һоқуқини дава қилалайдиған сандин көп ешип кәткән. Униң үстигә хитайларниң йирақ шәрқ вә сибирийиниң шәһәр-йезилирида көпийип, у йәрләргә маканлишип кетиши вә шуниңға охшаш түрлүк әһваллар русийә һөкүмитиниң алдиға "келәчәктә йирақ шәрқниң тәғдири зади қандақ болиду?" " бу тупрақниң мәңгү русийиниң тәвәсидә қелиши мумкинму?" дегәндәк суалларниң қойилишиға сәвәб болған иди.

Русийә даирилири шу сәвәбтин пуқралирини йирақ шәрқ вә сибирийә районлириға берип олтурақлишишқа үндиди. Шундақла русийә мәтбуатида елан қилинған хәвәрдә мәлум болушичә, русийә һөкүмити һәтта сабиқ совет иттипақи тәвәсидики һәр қайси җумһурийәтләрдин 25 милйон әтрапида рус пуқрасини йирақ шәрқ вә сибирийә райониға йөткәшни пиланлимақта икән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.