Хәлқара көчмәнләр мәсилиси илмий муһакимә йиғини истанбулда рәсмий башланди
2005.12.09

Йиғинда шәрқий түркистан вәхпидин һамут көктүрк әпәнди "шәрқий түркистандин түркийигә көч" темисида сөз қилди вә бу көчүшниң пүтүнләй сиясий сәвәбләрдин болуватқанлиқини оттуриға қойди.
Истанбул шәһәрлик һөкүмәт, зәйтунбурну районлуқ һөкүмәт вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идариси ортақ уюштурған хәлқара көчмәнләр мәсилиси илми муһакимә йиғини истанбулда башланди.
Бу йиғин истанбул шәһиридики җәмал рәшит рәй залида ечилди. Бу йиғинға сиясәтчиләр, илмий хадимлар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар башқармисиниң мәсуллири вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири мәсуллирдин болуп нурғун киши қатнашти. Йиғинда америка, германийә, әнгилийә, франсийә вә данийә қатарлиқ 20 гә йеқин дөләттин тәклип қилинған 59 нәпәр киши қилғучи йиғинда соз қилидикән.
Йиғинда шәрқий түркистан вәхпидин һамут көктүрк әпәнди "шәрқий түркистандин түркийигә көч" темисида сөз қилди вә бу көчүшниң пүтүнләй сиясий сәвәбләрдин болуватқанлиқини оттуриға қойди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.