Ғулҗида қәдимий уйғур мәһәллилири орниға хитай кочилири бәрпа қилинмақта
2005.03.22
Хитай һөкүмитиниң ғулҗа шәһриниң омуми қияпитидә ясаватқан өзгиришләр нопусниң көпийишидин, екелогийилик тәңпуңлуқларниң бузулушидин, мәһәллиләр орниға игиз - игиз биналиқ олтурақ җайларниң қопурилишидин көрүнүпла қалмай, бәлки қуюқ миллий түскә игә, һәммигә тонуш болған қәдими коча, мәһәллә исимлириниңму хитайчә атилишқа башлиғанлиқи, уйғур елидики бу қәдими мәдәнийәт һәм инқилаби юртниң қанчилик дәриҗидә өзгириватқанлиқидин дерәк бәрмәктә.
Үч дәрвазидин "җаңсу йоли" ға
Йеқинда ғулҗиниң кона мәһәллилиридин үч дәрвазиму һазир җаңсу йоли қилип рәсми вевиска есилип өзгәртилгән болуп, һөкүмәт орунлириниң чүшәндүрүшичә, бу коча җаңсу хәлқиниң или хәлқи билән болған достлиқиниң символи икән. Шу сәвәбтин мана йәнә бир уйғур мәһәллисиниң тарихи исми бу әсирдә өчүрүлди.
Әмди бу мәһәллидә нәччә әвлад яшап кәлгән уйғурларниң бүгүнки пәрзәнтлири бу мәһәллини җаңсу кочиси дәп атайду.
Игилишимизчә, үч дәрвазиниң җаңсу йолиға исим җәһәттин өзгәртилишидин униң шәкли җәһәттики өзгәртилиши техиму һәйран қаларлиқ болуп, өткән йили әтияздин буян бу мәһәллидики уйғурларниң өйлири " йолға чүшүп қалди " дегән баһанә билән өрүлгини өрүлүп, көчүрилидиғини көчүрүлгән.
Уйғур мәһәллисидин хитай мәһәллисигә
Бәзи уйғурларниң пикригә қариғанда, һәтта бәзи йолға чүшмигән мәһәллә ичи тәрипидики өй һәм дуканларниң игилириму йәр башқуруш, шәһәр қурулуш идарилириниң көчүш яки дуканлирини тақаш буйруқини тапшуривалған, уларниң бәзилири нарази болуп қаршилиқму көрсәткән. Әмма йәрлик уйғурлар йәнила мәһәллини сетивалған шаңхәй ширкәтлириниң вә мунасивәтлик тармақларниң бесими билән өйлиридин көчүшкә, дуканлирини тақашқа мәҗбур болмақта икән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бир уйғур, үч дәрвазидики уйғурларниң рази болуш-болмаслиқиға қаримай көчүрүлгәнлики, икки, үч йүз миң сом пулға ярайдиған өйләргә бирәр йүз миң пул берилгәнлики, сақчи вә әдилийә органлириниң бу ишларда актип рол ойниғанлиқини ейтти.
Бу уйғурниң чүшәндүрүшичә, бир қанчә күн илгири үчдәрвазида йәни һазирқи өзгәртилгән җаңсу йолида уйғурларниң тиҗарәт қилиши чәклинип, дуканлирилирини сетишқа мәҗбурлиниватқан болуп, уйғурларниң билишичә, бу җайни көтирә алған мәлум шаңхәй ширкити кәлгүсидә бу йолниң икки қетидики дуканларни һазирқидин нәччә һәссә юқири баһада хитай содигәрләргә иҗарә беришни пиланлаватқан икән. Бу уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғиған һәмдә нәччә күн авал һәтта, ғулҗа шәһәр қурулуш идариси қатарлиқ орунларниң адәмлири билән бир қанчә уйғур дукандарлар оттурсида дәталашму болған.
Меһмандин саһипханлиққа
Биз бу вәқәниң келип чиқиш сәвәби һәмдә уйғур дукандарларниң немә сәвәбтин көчүшкә мәҗбурлиниватқанлиқини игиләш үчүн җаңсу мәһәллиси сақчиханиға телефон қилдуқ. Әмма сақчи хадим: "бу җайда дәталаш болғанлиқидин хәвирим йоқ, бирақ бу кочида сода дуканлирини ечиш мәни қилиниду. Чүнки бу җай пәқәт олтурақ райони қилип қурулмақчи" деди.
Үч дәрваза, җаңсу мәһәллиси қилип өзгәртилгәндин кейин бу җайға йеңи қопурулған бир олтурақ бинасиға җеҗаңдин көчүп кәлгән бир хитай, ғулҗини бәкму яқтурғанлиқини ипадиләп "бу җайниң һаваси, һәммә шараити шундақ яхши, мән һазир бу җайда рәсмий игилик тикләп, аиләм бойичә җайлишип қалдим әмди бу йәрдә яшаймиз" деди.
юртида йеқинқи йиллардин буян боливатқан өзгиришләргә қарап ичи ечишқан бир ғулҗилиқ яш, ғулҗидики тәрәққият һәққидә зияритимизни қобул қилип уйғурларниң көчүругәнлики, йәрлик намниң орниға хитайчә исим қоюлғанлиқи ейтип, "хитайлар уйғурларни йәп кетиватиду" деди.
Пайтәхттин ……
Ғулҗа әнәниви мәрипәт бағчиси һәмдә чегра еғизи болуштәк алаһидә җуғрапийилик орни биләнла әвзәл бир җай болупла қалмай, у йәнә -1944йили қурулған шәрқий түркистан җумһурйитиниң пайтәхти болған шәһәр. У уйғур миллий азадлиқ һәрикитиниң очиқи, шундақла уйғур мустәқиллиқ пидаи һәркәтчилирини тәрбийилигән муқәддәс юрт болуш билән, уйғурлар қәлбидә символ характерлик бир сөйүмлүк макандур.
Мана бу диярниң қияпитидә боливатқан сүний өзгири шләрни гәрчә хитай һөкүмити тәрәққият дәп чүшәндүргини билән, ғулҗа хәлқи буни юртида елип бериливатқан бузғунчилиқ, қәдими тарих вә мәдәнийәт изини йоқитиш, дәп билип, ечинмақта, азабланмақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
Ғәрбни ечиш сиясити вә инкаслар
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (3)
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (2)
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (1)
- Кадир алмаштуруштин ким мәнпәәтлиниватиду? (2)
- Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?