Шветсийилик уйғур қизи мәликә һойлисиға ай юлтузлуқ көк байрақ есиш мурасими өткүзди

Ай юлтузлуқ көк байрақ мәликәниң өйи алдида ләпилдимәктә..

Биз бурунқи программизда шветсийидики бир швет аял беқивалған уйғур қизи мәликә тоғрулуқ хәвәр бәргән идуқ. Мәликә гәрчә туғулуп әмдила икки һәптилик болғанда шветсийигә кәлгән болсиму, у чоң болуш җәрянида беқивалған аписидин өзиниң уйғур қизи икәнликини билип чоң болған. Швет ана мәликигә уйғурлар тоғрулуқ давамлиқ учур бирип турғандин сирт уйғур елидин уйғурчә китап вә уйғурларниң һәрхил һүнәр-сәнәт буюмлирини әкәлдуруп өйигә тизип бәргән. Өйниң бир темини уйғурларниң һәрхил доппа, тумақ қатарлиқ баш кийимлири билән толдурвәткән.

Гәрчә мәликә һазирғичә өзиниң киндик қени төкүлгән вәтинигә берип бақмиған болсиму уйғурларниң тарихи, мәдәнийити өрүп-адити вә сияси тәқдиригә алақидар учурлардин хәвәрдар болуп турған вә бу һәқтә билим игилигән.

У алдинқи қетим зияритимизни қобул қилғанда өзиниң бир уйғурниң қизи болуш сүпити билән вәтини шәрқи түркистанға вә шәрқи түркистан җумһурийитиниң байриқи болған ай-юлтузлуқ көк байраққа алаһидә ихласиниң барлиқини билдүргән иди. У мушу айниң 19- күни стокголм шәһиридики гүзәл аралға җайлашқан туралғусиға бир бөләк уйғурларни чақирип ишикиниң алдидики байрақ чиқириш хадисиға ай-юлтузлуқ көк байрақни чиқириш тәнтәнисини уюштурди. У көктә ләрзан ләпилдәватқан көк байраққа қариған һалда һаяҗанлинип мундақ дәйду: "бу уйғурлар байриқиниң шветсийә асминида тунҗи қетим ләпилдиши,мән байриқимизниң мәңгү җәвлан қилишини арзу қилимән, бу мән үчүн наһайти хушаллинарлиқ вә қизиқарлиқ иш болди.

Байрақ чиқришқа қатнашқан пешқәдәм инқилабчи абдуришит һаҗи керим ихтияри мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өз тәсиратини ипадилиди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org