Хитай һөкүмити маралбешидики той қилмақчи болған уйғурларни колликтип той қилишқа мәҗбурлиди


2006.10.03

Қәшқәр вилайитиниң маралбеши наһийисидә, наһийилик партийә һөкүмәт орунлириниң орунлаштуруши билән 12 кәнттин йиғилған 88 җүп уйғур яш коллектип той қилди. Уйғурларниң өрп адити һәмдә мәдәнийитигә ят болған бу коллектип той мурасими наһийилик парткомниң хитай секритари тәрипидин башқурулуп пүтүнләй хитайчә йосунда болди. Әҗиба уйғурлар нөвәттә той қилиш өрп адити һәмдә мәдәнийитиниму өзгәртиватамду? буниң сәвәби немә? коллектип той қилиш адитиниң уйғурлар арисида көрүлүшидин наһийидики хәлқ ғәйрийлик һес қилмидиму ? буниң җаваблирини мухбиримиз гүлчеһрәниң маралбешидин игилигән мәлуматлиридин аңлаң.

Наһийдики тунҗи қетимлиқ катта колликтип той

Уйғур елидә деһқанлар күздә һосулдин кейин қолиға пул киргинидә балилирини өйләшкә охшаш чоң ишлириниң ғемини қилишқа башлайду, шуңа күз уйғур деһқанлири үчүн той қилишниң яхши пәйти. Бу мәзгил уйғур елидә таза той қайниған мәзгил. Маралбешида шәнбә күни 88 җүп яшниң бирақла тойи болди. Шундақ улар коллектип той қилди. Қәшқәр һөкүмәт торида берилгән хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур коллектип той мурасимиға қатнашқан яшлар маралбешиниң 12 кәнтидин кәлтүрүлгән болуп, бу наһийидә тунҗи қетим мушундақ катта той болуши һесаблинидикән.

Наһийилик партком һәмдә һөкүмәт орунлири тәрипидин орунлаштурулған мәзкур коллектип той қилиш һадисиси уйғурларға нисбәтән йеңи һадисә болғандин сирт маралбешидики бу той хитайниң коллектип той қилиш усули бойичә елип берилған.

Бу колликтип той үстидә ғулғула болмақта

Мәзкур хәвәр уйғурларда түрлүк қияс һәмдә ғулғулиларниң мәйданға келишигә сәвәб болди. Бәзиләр бу уйғурлар той қилишқа қурби йәтмигәнлики үчүн иқтисадчанлиқ билән той өткүзүшни ойлиған болса керәк десә , йәнә бәзиләр бу хитай һөкүмитиниң мәқсәтлик орунлаштурғини, бу уйғурларниң өрп адәтлирини өзгәртишни, ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған дейишмәктә.

Биз маралбеши наһийилик һөкүмәтниң уйғурларни коллектип той қилишқа орунлаштурушиниң мәқсәт һәмдә сәвәблири һәққидә җаваблар елиш үчүн наһийилик партком ишханисиға телефон қилдуқ, телефонни алған бир көзәтчи мәсулларниң йоқлиқини билдүрүп мәзкур коллектип той һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.

Һөкүмәт колликтип той орунлаштурушни қоллайду

Биз йәнә мәлум кәнт башлиқи билән бу һәқтә сөһбәтләштуқ , у киши һөкүмәтниң уйғурларни коллектип той қилишқа орунлаштурушини қоллайдиғанлиқини билдүрди:

Той қилиш һәр бир адәмниң өмүрлүк иши, әлвәттә һәр қандақ адәм өзиниң тойиниң көңүлдикидәк, хошал хорам, бәхт ичидә өтүшини арзу қилиду. Әмма маралбешидики бу коллектип тойға қатнашқан бир деһқан бу коллектип тойниң хәлқниң , той игилириниң арзуси билән әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң пиланлиқ орунлаштуруши билән болғанлиқини ейтти:

Маралбеши наһийиси 98% тин көпрәк уйғурлар яшайдиған ,уйғурларниң қоюқ миллий өрп адәтлири билән ислам дини мәдәнийәтлирини чиң сақлап келиватқан юртларниң бири, әмма бу юртта хитай һөкүмитиниң уйғурларни коллектип той қилишқа мәҗбурий орунлаштурушиниң мәқсиди немә ? бу һәқтә наһийилик партком ишханисидин җаваб елишқа тиришқан болсақму, әмма телефонни алған катип бу һәқтә сориған соалимизға җаваб беришни рәт қилди :

Қандақ той қилишни таллаш һоқуқиму тартивелинған маралбешидики бу 88 җүп йеңи той қилған яш гәрчә қәшқәрдә коллектип той қилған тунҗи түркүм уйғурлар һесаблансиму, әмма үрүмчи вә башқа шәһәрләрдиму хитайларниң мушуниңға охшаш коллектип той қилиш сипигә бәзи уйғур һәмдә башқа аз санлиқ милләтләрму һәр хил сәвәбләр билән қатнаштурулмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.