Хитай коммунист партийисиниң "пәвқуладдә әзлири" дейилгән кишиләр һәққидики учурлар(1)
-
2006-01-06 -
-
-
Дунядики мәтбуатларда һазир елан қилиниватқан хитай һәққидики мулаһизиләргә қарап чиққанда, "йеңи әср журнили"да 1 - айниң 5 - күни елан қилинған "хитай коммунист партийисиниң 'пәвқуладдә әзалири' ниң бурунқи вә һазирқи әһвали һәққидә излиниш" намлиқ бир мақалә кишиләрниң диққити қозғимақта.
Бу мақалиниң аптори ву йисән әпәнди мақалисидә асасән хитай коммунист партийисиниң һазир хоңкоңда һәрикәт қиливатқан "пәвқуладдә әзалири" ниң елип бериватқан һәрикитиниң пакитлирини ашкарилашқа башлиған. Бу мақалидә йәнә гоминдаңниң "шинҗаң мәсилиси" дә тамамән хитай коммунист партийиси үчүн хизмәт қилған җаң җиҗоң әпәнди, һәтта бурһан шәһиди әпәнди һәққидиму қисқа баянлар бар.
Хоңкоңлуқлар "пәвқуладдә коммунистлар" дин йиргинишкә башлиди
20 Нәччә йилдин буян хоңкоңға келип қайтип кәтмигән кишиләрниң 20% и коммунист партийисиниң җасуслуқ органлири тәрипидин әвәтилгән кишиләр. ــ Дәп баян қилиниду мақалиниң кириш сөзидә, ـــ һазир хоңкоңдики мәлум бир партийиниң рәисидин башқа башлиқлириниң һәммиси хитай коммунист партийисиниң әзаси. Хоңкоңдики бир телевизийә истансисииниң хоҗайини хитай азадлиқ армийиси баш штабиниң 2 - башқармиси тәрипидин әвәтилгән җасус. Йәнә бир телевизийә учур агентлиқиниң баш мәбләғ салғучиси хитайниң дөләт бихәтәрлик идарисидин әвәтилгән җасус. Хоңкоңдики чоң -чоң сода базарлири, қавақхана вә тиятирханиларниң һәммисидә хитай коммунист партийисиниң җасуслуқ органлириниң көз- қулақлири бар. Бу һадисиләр һазир хоңкоңлиқларни чүчүтмәктә.
Хитайниң сабиқ муавин рәиси, капиталист роң йирин әпәнди 2005 - йили 10 - айниң 29 - күни өлгәндә, хитай коммунист партийиси уни "улуқ коммунизм җәңчиси" дәп елан қилғанлиқи кишиләрниң есидә болса керәк. ــ Дәп қошумчә изаһат берилгән бу мақалидә баян қилинишичә йәнә, хитай коммунист партийиси өзи дуня бойичә әзалири наһайити көп бир чоң партийә болсиму, әмма у чоң қуруқлуқта һакимийәт бешиға чиққандин буян өз паалийитини ялғанчилиққа тайинип, бәлки интайин мәхпи һалда елип бармақта. Бу бир интайин хәтәрлик фашист гуруһ.
Хитай коммунист партийисиниң пәвқуладдә әзалири қандақ кишиләр?
Хитай коммунист партийисиниң дәсләпки рәһбәрлиридин җаң вентйән 1938 - йили 10 - айда ечилған 6 - қурултайниң 6 – омум йиғинида хитай коммунист партийисиниң пәвқуладдә әзалири дегәнни "мәхпи һалда хәвәрчилик, җасуслуқ билән шуғуллинидиған, өзи пәвқуладдә шараитта турғачқа, әзалиқ рәсмийити мәхпи беҗирилгән, адәттә партийә турмуши өткүзмәйдиған, пәқәт партийиниң муһим кишилиридин мәлум кишиләр биләнла алақилишип туридиған пәвқуладдә кишиләр" дәп тәбир бәргән иди. Хитай коммунист партийисиниң бундақ җасуслири хитай җәмийитиниң һәр қайси қатламлирида, болупму чәтәлләрдә туруп хитай коммунист партийисиниң әмәлдарлири вә һәрбий қоманданлирини һәрхил учурлар билән тәминләп турмақта. Йошурунған бундақ "пәвқуладдә коммунист" ларни хитай коммунист партийиси қандақ идарә қилидиғанлиқи вә уларни қандақ шәкил билән юқири маарип тәрбийисигә игә қилдуруп ишқа салидиғанлиқи һәққидә "чоңчең иҗимаи пәнләр журнили "ниң 2005 - йил 7 - айлиқ санида аллиқачан мәлумат берилгән.
Хитай коммунист партийисиниң "пәвқуладдә әзалири" ағдурмичилиқ билән шуғулланғучилар
Хитай коммунист партийисини очуқ сиясий сәһниләрдә көзәтсә, кишиләрниң көзигә мавзедуңниң зомигәр, тәлвә образи, җуенләйниң юшурун сүйиқәстчи образи, җаң чиңниң бишәм хотун образи, әпюн ишләпчиқиридиған җаң сидениң биҗанидил хәлқ үчүн ишләйдиған қәһриман дегән образи, җаң земинниң чириклик образи, вен җабавниң нәйрәңвазлиқ образи бивастә көриниду. Әмма хитай коммунист партийисиниң "пәвқуладдә әзалири" болса кишигә көрүнмәй һәммә ишни юшурун қилип из қалдурумаслиққа тиришидиған, асасән нәгә барса шу җайда хәвәрчилик, гезитчилик, дин, бирликсәп дегәндәк намлар астида ағдурмичилиқ қилиш билән шуғуллинидиған кишиләр.
Мәхсус шималға йүрүш урушиға бузғунчилиқ қилиш, һәрбий өзгириш пәйда қилиш, миллий бөлгүнчилик пәйда қилиш қатарлиқ һәрикәтләр билән шуғулланған, ахир коммунист партийиниң дөләт рәһбири вә һәрбий қомандани дәп аталған, өмүр бойи йәнә назарәт астида яшиған җуде әпәндиниң өзила хитай коммунист партийисиниң дәсләпки пәвқуладдә әзаси. Уни җуенләй 1922 - йили германийидә туруп тунуштуруп, хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң тизимликикә алдурған. 1929 - Йили җаңши өлкисиниң җиән наһийә сақчи әтритиниң 600 адимини башлап чиқип қизил армийигә өткән лобиңхуй; 1931 - йили хитай коммунист партийисини учур билән тәминләп турған гоминдаң армийисиниң 26 - корпус шитап башлиқи җавбосеңлар коммунист партийиниң пәвқуладдә әзалири. Җаң шөляңниң хитай коммунист партийисиниң пәвқуладдә әзаси икәнликиму 1936 - йилидики " шиән вәқәси" дә җаң җаң кәйшини тутивалғандин кейин андин ашкара болди.
Җаң кәйшиниң хитай коммунист партийиси билән тинчлиқ сөһбити елип барған вәкилләр өмики мәхпий һалда коммунист партийисигә өтүп кетип, ахир җаң кәйши тәйвәнгә чекинишкә мәҗбур болғанда, андин җаң кәйшиниң өмәк башлиқи җаң җиҗоңниң хитай коммунист партийисиниң пәвқуладдә әзаси икәнлики ашкара болған. Уйғур илидә шәрқий түркстан һөкүмити билән 11 бетим түзүп, уйғурларни давамлиқ ‘шинҗаң’ дегән нам астида турғузуп, ахир хитай коммунист партийисиниң һөкүмранлиқи астиға өткүзүп берилиши үчүн хизмәт қилған кишиму дәл шу хитай коммунист партийисиниң пәвқуладдә әзаси җаң җиҗоң әпәнди. (Давами бар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мутәхәссисләр: хитай компартийиси хәвпни даналиқ билән бир тәрәп қилалмайду
- Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини һәққидә мулаһизиләр
- Ху җинтав өзигә йеңи образ яратмақчи (2)
- Ху җинтав өзигә йеңи образ яратмақчи (1)
- Сабиқ чех президенти пүтүн җәмийәтни "диктатор" һакимийәтләрниң һөкүмранлиқидин қутулушқа чақирди