Сиперус ләфкә явропа университетида шәрқий туркистан темисида көргәзмә ечилған

Шималий сиперус турк җумһурийити ләфкә явропа университети оқуғучилар уюшмиси шәрқий түркистанниң өтмүшни вә бүгүни темисида көргәзмә ачти. Көргәзмини сиперустики түркийә буюк әлчилик хадимлири, сиперус турк җумһурийити рәһбәрлири вә оқутқучи оқуғучилар зиярәт қилған болуп зиярәтчиләрниң алаһидә қизиқишини қозғиған.

Бу көргәзмини уюштурған оқуғучилар уюшмисиниң рәиси бәркан делиорманлиниң ейтишичә, бу шимали сиперус турк җумһурийитидә шәрқий туркистан һәққидә ечилған тунҗи қетимлиқ көргәзмә икән. Биз бу көргәзмә һәққидә мәлумат елиш үчүн ләфкә явропа университети оқуғучилар уюшмиси рәиси бәркан делиорманли билән телефон сөһбити елип бардуқ.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org