Уйғурлар мюнхенда өткүзүлгән милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнашти

7 - Айниң 16 - күни йәкшәнбә, германийиниң мюнхен шәһиридики "West park" дегән чоң саяһәт бағчисида милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлди. Бу паалийәтни мюнхендики чәт`әлликләр мәҗлиси идариси орунлаштурған.

Паалийәткә онмиңлиған киши қатнашқан болуп, мюнхендики һәр милләт кишилири өзигә хас мәдәнийәт - сән`әт совғлирини вә ән - әниви таамлирини елип кәлгән.

Бу қетимқи паалийәткә уйғурлар алаһидә тәйярлиқ билән қатнашқан болуп, бир тәрәптин уйғур сән`ити кишиләрниң көзлирини қамаштуруп диллирини яйратқан болса, йәнә бир тәрәптин ләззәтлик уйғур таамлири кишиләрниң тиллирини йерип, әқиллирини лал қилди. Бу уйғурлар үчүн ялғуз мәдәнийәт вә ән - әнә көргәзмисила әмәс, бәлки йәнә онмиңлиған кишигә өз миллитини тонитишниң бир пурсити болуп қалди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org