Уйғурлар мюнхенда өткүзүлгән милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнашти
2006.07.19
7 - Айниң 16 - күни йәкшәнбә, германийиниң мюнхен шәһиридики "West park" дегән чоң саяһәт бағчисида милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлди. Бу паалийәтни мюнхендики чәт`әлликләр мәҗлиси идариси орунлаштурған.
Паалийәткә онмиңлиған киши қатнашқан болуп, мюнхендики һәр милләт кишилири өзигә хас мәдәнийәт - сән`әт совғлирини вә ән - әниви таамлирини елип кәлгән.
Бу қетимқи паалийәткә уйғурлар алаһидә тәйярлиқ билән қатнашқан болуп, бир тәрәптин уйғур сән`ити кишиләрниң көзлирини қамаштуруп диллирини яйратқан болса, йәнә бир тәрәптин ләззәтлик уйғур таамлири кишиләрниң тиллирини йерип, әқиллирини лал қилди. Бу уйғурлар үчүн ялғуз мәдәнийәт вә ән - әнә көргәзмисила әмәс, бәлки йәнә онмиңлиған кишигә өз миллитини тонитишниң бир пурсити болуп қалди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Бешкектә уйғур рәссам тәләт миррәхимофниң рәсим көргәзмиси өткүзүлди
- Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди
- Сиперус ләфкә явропа университетида шәрқий туркистан темисида көргәзмә ечилған
- Германийиниң мюнхен шәһиридики уйғурларниң тарихи басқучлири
- Америкида яшаватқан уйғур рәссам гүлбаһар ханимниң рәсим көргәзмиси алматида ечилди