Бейҗиңда кишилик һоқуқ муһакимә йиғини җәрянида, һәрби һаләт елип берилмақта
2006.11.24

17 - Ноябирдин 26 - ноябирғичә давамлишиватқан хитай кишилик һоқуқ көргәзмиси җәрянида, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә муһакимә йиғиниму өткүзүлмәктә. Радиомизниң игилишичә, муһакимә йиғини ечилиштин бурунла, йәни көргәзминиң башлиниши биләнла нурғунлиған сақчилар көргәзмә залида кишиләрниң һәр бир сөз- һәрикитини көзитип, сәлла қарши пикир бәргүчиләрниң пейиға чүшүп, уларни тутқун қилған. Мана әмди муһакимә йиғини башлиниш билән, бейҗиң шәһири рәсмий һәрби һаләттә болуп, сақчилар сани техиму көпийишкә башлиған.
Әрздарларниң ирадиси
Радиомизниң игилигән хәвиридин мәлум болушичә, һазир бейҗиңға келип наразилиқ билдүргүчиләр бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин бейҗиңда ечиливатқан кишилик һоқуқ муһакимә йиғиниға вәкил әвәтилидиғанлиқини аңлап, сақчиларниң тәһдитигә бой бәрмәй, "тутуп кетилсәкму мәйли, наразилиқ билдүрүш һәрикитимизни тохтатмаймиз" дәп йол үстидә лозункиларни көтүрүп, шуар товлап наразилиқ билдүрмәктә. Шуниң билән нурғунлиған әрзчиләр сақчилар тәрипидин маҗялуға апирип қамап қоюлмақта.
Радиомизниң игилишичә, бейҗиңдики һәрбий һаләт пәйшәнбә күнидин башланған болуп, сақчилар һәр қәдәмдә бир постта туруватқан болуп, йеңидин кәлгән адәмниң һәммисини дегидәк бир - бирләп сорақ қилидикән.
Қатмуқат назарәт астида елип бериливатқан кишилик һоқуқ көргәзмиси
Радиомизниң зияритини қобул қилған ни йүләнниң билдүрүшичә, бейҗиңдики әрз қилғучилар нәччә күндин буян бейҗиңдики көргәзмихана алдида тәқәззалиқ билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин көргәзмә вә йиғинға әвәтилидиған вәкилни күтүп турмақта икән. Лекин улар һәр күни әтигән бу йәргә келиши биләнла, сақчилар тәрипидин қоғливетилидикән:
"Қатму -қат қоршав астида, сақчи машинисиниң өзидинла 13 и болуп, сақчилар худди асмандин яққандәк һәммила җайда пәйда болди. Нурғунлиған әрз қилғучилар сақчиларниң қаттиқ назарәт астида қалди. Мәсилән, лю әнҗүн, ваң шүешин, зав шулин вә гав йүчин қатарлиқларниң һәммисини сақчилар тутуп кәтти. Шундақтиму наразилиқ билдүрүп кәлгән әрз қилғучилар сани аз дегәндә 1000 дин артуқ болуп, улар таң сәһәрдила бу йәргә йетип кәлди. Лекин сақчилар кишиләрни көргәзмәханиға йеқинлаштурмайватиду".
Радиомизниң зияритини қобул қилған җувли исимлиқ бир әрздар сақчиларниң халиғанчә адәм тутуватқанлиқини мәлум қилип "яққа юрттин кәлгәнләр арисида, сақчилар тәрипидин тутулғанлар аз дегәндә 400 дин артуқ болуп, сақчилар уларни 4 чоң машиниға бесип елип кәтти. Қалғанларму пүтүнләй сақчиларниң қаттиқ назарити астида қалди" дәп билдүрди.
Аммиға тақалған көргәзмә
Зияритимизни қобул қилған җувли бейҗиңда өткүзүлүватқан кишилик һоқуқ һәққидики көргәзминиң пәйшәнбә күнидин башлап аммиға ечиштин тохтитип қоюлғанлиқини шундақла, мәзкур көргәзмини пәқәт мәркизи һөкүмәт әмәлдарлири, шәһәрлик һөкүмәт әмәлдарлири вә һәрқайси комитет рәһбәрлириниң көришишигә рухсәт қилинмиғанлиқини мәлум қилди.
Радиомизниң игилишичә, бейҗиңдики көргәзмәхана әтрапидики сақчиларниң һәммиси дегидәк қораллиқ икән. Зияритимизни қобул қилған җув ли ханим мәзкур җайдики әрз қилғучиларниң сақчиларниң тосушиға бой бәрмәй, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вәкили келиши биләнла алдин тәйярлап қойған лозункилирини чиқирип, қаршилиқ билдүрүш шуарлирини товлимақчи болуватанлиқини билдүрди. У йәнә " биз бүгүн һәммидин ваз кечип, бешимизға немә кәлсә шуни көрәйли дәватимиз. Лозункини чиқарғандин кейин, улар бизни я қолға алиду, яки болмиса апирипла түрмигә ташлайду. Шундақтиму бизниң пәрвайимиз пәләк. Һәммимиздә дегидәк түрлүк лозункилар бар. Вақти кәлгәндә иккиләнмәй чиқармақчимиз" дәп билдүрди.
Радиомизниң игилишичә, бейҗиңдики көргәзмәхана йоли үстидики қаршилиқ билдүргүчиләр алий дәриҗилик пикапларниң йетип келиши билән, лозункилирини чиқирип, " бизгә кишилик һоқуқ лазим" дегәндәк шоарларни товлашқа башлиған. Буни көргән сақчилар хәлққә етилип, уларни урушқа башлиған һәмдә лозунка чиқирип, шуар товлиғучиларниң һәммисини дегидәк маҗялуға әкәткән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
- Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңға рәддийә
- Хитай һөкүмити маралбешидики той қилмақчи болған уйғурларни колликтип той қилишқа мәҗбурлиди
- Хитай һөкүмитиниң сиясити түпәйли уйғурлар әң әқәлли һоқуқлиридинму мәһрум қалмақта
- Хитай һөкүмити бейҗиңда вәзийәтни техиму җиддийләштүрмәктә
- Тйәнәнмин мәйданида, әрз қилғучи өз қарнини йерип өлүвелишкә урунди
- Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт язди
- Хитайдики қанун - түзүмниң йетәрсизлики деһқанларниң наразилиқини күчәйтип муқимсизлиқни пәйда қилмақта
- Америка һөкүмити демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилди