Түрк дуняси зәпәр қурултийида шәрқий түркистан көргәзмиси ечилди


2005.08.08
zeper-qurulteyi1.jpg
Чедирдин бир көрүнүш

Түркийиниң әрҗийәс теғи етикидә һәр йили өткүзүлидиған түрк дуняси зәпәр қурултийиниң 16- қетимлиқ йиғилиши башланди. Түркийә милләтчи һәрикәт партийисиниң рәиси алип арслан түркәш башлап бәргән мәзкур қурултайға һәр йили 8 – айда түркийиниң қәйсиридики шәрқий түркистанлиқлар қатнишип вә чедир тикип, көргәзмә ечип, уйғурларниң давасини аңлитип кәлмәктә.

Бу йил 200 миң әтрапида киши қатнашқан бу йиғилишқа уйғурларға вакалитән шәрқи түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қатнашти. Җәмийәт чоң шәрқи түркистан чедири қуруп, уйғурларниң өрүп-адәтлирини вә уйғурларниң бүгүнки әһвалини бу йәргә кәлгән зиярәтчиләргә тонутти.

Шәрқи түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сәйит түмтүрк әпәнди, зияритимизни қобул қилип, бу җәмийәтниң 6 йилдин бери бу қурултайға қатнишиватқанлиқини, һәр қетимда шәрқи түркистан мәсилисини қурултайниң күнтәртипигә елип келиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.