Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
2005.05.02

японийә вә ғәрб мәтбуатлириниң хәвиридин мәлум болушичә, шималий корийә йәкшәнбә күни әтигән корийә йерим арилиниң шәрқий қирғиқида башқурулидиған бомба синиқи елип барған болуши мумкин болуп, бомба японийә деңизиға чүшкән. Мәзкур йәрдин парахотни нишан қилип қоюп берилидиған башқурулидиған бомбиниң мусаписи 100 километирдин 150 километирғичә келидикән.
Америка һөкүмити ақ сарай иш беҗириш мәһкимисиниң башлиқи андиро кард йәкшәнбә күни бу учурни муәййәнләштурүп, " қаримаққа ениқки, шималий корийә қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба синиқи елип барған" дәп билдүрди.
Дөләтләрниң охшаш болмиған қариши
Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шималий корийиниң башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқи хәвири, әтраптики хошна дөләтләр вә хәлқара җәмийәтниң диққәт - етибарини тартқан. Чүнки бу қетимқи синақ, америка әмәлдарлири пйоңяңниң атом бомба синиқи елип беришқа йүзләнгән болуши мумкинликини билдүриватқан бир пәйттә елип берилған.
Әмма японийә вә җәнубий корийә даирилири шималий корийиниң бу қетимқи башқурилидиған бомба синиқини етибарсиз көрситишкә тиришмақта.
японийә һөкүмити бу қетимқи башқурулидиған бомба синиқини шималий корийиниң дөләт ичидики һәрбий мәшиқиниң бир қисми болуши мумкинликини билдүрүп, синақниң японийигә һечқандақ тәһдид елип кәлмәйдиғанлиқини көрсәтти. Җәнубий корийә даирилири бу қетим синақ қилинған башқурилидиған бомбиниң ядро оқ учи елип йүрәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Бирақ америка әмәлдари андиро кард болса, " мениң қаришимчә, шималий корийиниң мәқсити хәлқара җәмийәтни қорқутуш. Улар башқурулидиған бомба синиқи елип бериш арқилиқ башқа дөләтләрниң диққитини тартмақчи" деди.
Шималий корийә өзини интайин бихәтәр һесаблаватиду
Шималий корийә һазирқи хәлқара вәзийәттә, америка өзлиригә һуҗум қилалмайду дегән қарашқа бәк ишлиниватиду……. У өзини интайин бихәтәр һисаблаватиду.
Бир қисим анализчиларниң билдүрүшичә, шималий корийиниң башқурулидиған бомба синиқи елип бериши, хәлқараға шималий корийиниң һәрбий күчини намайән қилип, болупму америка әгәр шималий корийигә болған бесимни бәк күчәйтивәтсә, шималий корийиниң америкиға тақабил турғидәк бәлгилик һәрбий күчиниң барлиқини билдүрүшни мәқсәт қилған.
Америка толәйдо университетиниң сиясәт профессори рав бугуң шималий корийиниң бу қәдими, америка пйоңяңға һоҗум қилалмайду дегән һөкүм асасида елинғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
"Шималий корийә һазирқи хәлқара вәзийәттә, америка өзлиригә һуҗум қилалмайду дегән қарашқа бәк ишиниватиду. Һазирқи шараитта, америкиниң худди косоваға вә яки ираққа һуҗум қилғандәк шималий корийигә һоҗум қилиш имканийити барму? шималий корийәниң қаришичә, бундақ имканийәт йоқ. У өзини интайин бихәтәр һисаблаватиду".
Рав богуңниң қаришичә, шималий корийиниң америка пйоңяңға һуҗум қилмайду дәп қаришиниң бир сәвәби америка уруш отиниң җәнубий корийигә тутушуп кетишини халимайдикән. У бу һәқтә мундақ дәйду:
" Әгәр америка шималий корийигә һуҗум қилса, шималий корийә қошун чиқирип җәнубий корийигә һуҗум қилиши мумкин. Бундақ шараитта, алди билән җәнубий корийә хәлқи апәткә учрайду. Америка бундақ ақивәтниң келип чиқишини халимайду. Шуңа шималий корийигә һуҗум қилиш мәсилисидә интайин еһтиятчан болиду"
Шималий корийә "хитай бизни қоллайду" дәп қарайду
Равбогуңниң билдүрүшичә, йәнә бир сәвәб шималий корийә хитайни өзиниң " америкиниң бесимиға тақабил туруши" ни қоллайду дәп қарайдикән.
Шималий корийә хитайниң мәйданиниму ениқ игиливалған. Хитай шималий корийини қоллашқа муһтаҗ. Чүнки шималий корийә хитайниң арқа һойлиси, йәни хитай үчүн бир мудапиә тосиқи.
" Шималий корийә хитайниң мәйданиниму ениқ игиливалған. Хитай шималий корийини қоллашқа муһтаҗ. Чүнки шималий корийә хитайниң арқа һойлиси, йәни хитай үчүн бир мудапиә тосиқи. Әгәр шималий корийә битчит болса, у һалда хитай бивастә америкиниң иттипақдашлириниң тәсир даирисиниң арисида қалиду. Бу хитайға интайин пайдисиз".
Шималий көрийиниң бу синиқи тинчлиққа тәһдид
Гәрчә, японийә вә җәнубий корийиләр шималий корийиниң бу қетимқи башқурилидиған бомба синиқини әһмийәтсиз көрситишкә тиришиватқан болсиму, бирақ америка вейк форст университетиниң сиясәт профессори ли вейчин шималий корийиниң башқурулидиған бомба синиқиниң шәрқий асия райониниң тинчлиқиға йошурун тәһдид икәнликини билдүрди. У мундақ деди:
" Шималий корийә бәзи вақитта оюнни қаидиси бойичә ойнимайду. Бу дегәнлик, бәзидә шималий корийә әқилгә мувапиқ кәлмәйдиған ишларни қилиду. Әгәр шималий корийә тосаттин әқилсиз ишларни қилип қалса, у һалда әтраптики дөләтләргә йитидиған хийим-хәтәрму юқири болиду. Әгәр японийә шималий корийиниң бирәр һәрбий һәрикитигә җидди қарап, өзиниң һәрбий һазирлиқини күчәйтсә, у һалда хитай вә башқа дөләтләр буни хитайға қаритилған дәп хата чүшинип қелиши мумкин. Шуңа вәзийәтни контрол қилмақ тәс болиду".
Шималий корийә бу йил январда, пйоңяңниң ядро мәсилиси һәққидә өткүзиливатқан алтә тәрәп сөһбитидин ваз кечип, өзиниң ядро күчини ашуридиғанлиқини билдүргән. Февралда болса, өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилған иди.
Ройтирс агентлиқиниң билдүришичә, алтә тәрәп сөһбитигә қатнишиватқан, америка, русийә, японийә, хитай вә җәнубий корийә һөкүмәтлири тинчлиқ билән шималий корийини ядросизландурушта чиң туриватқан болсиму, бирақ шималий корийиниң түнҗи атом синиқиға тәйярлиқ көриватқан болуши мумкинликидин бишарәт беридиған сигналлар, бу һөкүмәтләрни әндишигә салмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Корийини ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш сөһбити илгирләшкә еришәлмиди
- Канада америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиға қатнашмайдикән
- Буш русийә президентигә ядро қораллар вә демократийә мәсилисидики сәзгүрликини әсләтти
- Ваң җяруйниң пйоңяңдики дипломатик паалийити " тимтас вә җидди" давамлишиватиду
- Ваң җяруй, ядро қораллар мәсилиси бойичә шимали корийини зиярәт қилди
- Америка билән хитай, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә чақирди