Косова мәсилиси һәққидики йеңи учурлар
2007.02.13
1990 - Йилларда, йогуславийә сотсиялистик җумһурийәтләр бирлики сербларни қоллап косовадики албанларға қарита миллий қирғинчилиқ йүргүзгәндин кейин, шималий атлантик окян әһдиси тәшкилати (нато) йогуславийигә қарши һәрбий һәрикәт қолланған бир хәлқаралиқ чоң вәқә болуп өткәнлики кишиләрниң есидин көтүрүлгини йоқ. Әйни вқитта, америка башчилиқидики нато қисимлири йогуславийигә 1999 - йили 3 - айниң 24 - күнидин 6 - айниң 10 - күнигичә болған 78 күн ичидә юқири техникилиқ һава һуҗуми қозғап, сербийә қисимлирини косовадин чекинип чиқишқа мәҗбур қилди. Шу урушта хитай җасуслири берглад шәһиридә америка башчилиқидики нато қисимлириға қарши юшурун һәрикәт қилғанда, хитайниң әлчиханисиғиму бомба чүшкән иди. Натониң шу қетимқи һава һуҗуми арқилиқ йогуславийә косовадин әскәр чекиндүргәндин кейин, косова б д т ниң вакалитән идарә қилишиға өткүзүп берилгән иди. Йогуславийә сотсиалистик җумһурийәтләр бирликиниң партийә рәиси милосовеч уруш җинайәтчиси дегән җинайәт билән сотқа тартилди. Нато шу қетимқи уруш арқилиқ албан мусулманлирини сербларниң кәң көләмлик қирғинчилиқидин қутқазди. Шуниңдин кейин косованиң мустәқил болуш яки косованиң мустәқил болушини тосуш оттурисидики талаш-тартиш давамлишип кәлди. Әмди сәккиз йил өткәндин кейин, косова мәсилиси йәнә қайтидин хәлқара сәһнигә чиқти. Әйни йиллардики косова мәсилиси косовадики албанларниң сербларниң миллий қирғинчилиқидин қутулуш мәсилиси иди. Һазирқи косова мәсилиси болса, косованиң мустәқил болуши яки косовани мустәқил болғузмаслиқ мәсилиси болуп қалди.
Хитай билән русийә изчил һалда сербийини қоллиса, америка косованиң мустәқиллиқини қоллап кәлмәктә
1999 - Йил 3 - айдин 6 - айғичә болған 78 күн ичидә нато йогуславийини һавадин бомбилиған косова урушида, йогуславийә қисимлири косовадин чекинип чиққандин кейин, б д т ниң 1244 - нумурлуқ қарариға асасән, косова б д т ниң вакалитән идарә қилишиға өткүзүп берилгинигә һазир сәкиз йил болуп қалди. Мушу сәккиз йилдин буян сербийә һөкүмити йәнила изчил түрдә хитай билән русийиниң б д т дики рәт қилиш һоқуқиға тайинип косованиң мустәқиллиқини тосуп келиватиду. Һәтта америкиниң гуәнтанамо лагиридики бәш уйғурни албанийә қобул қилғандин кейин, хитай албанийигә әгәр бу бәш уйғурни хитайға өткүзүп бәрмисә, хитай косовадики албанларниң мустәқиллиқини рәт қилидиғанлиқини җакарлап, албанийигә бесим ишләтти. Әмма америка вә явропа бирлики изчил һалда косованиң мустәқиллиқини қоллап кәлмәктә.
явропа бирлики әмди сербийигә йеңи һөкүмәт тәшкилләш тоғрисида ениқ сегнал бәрди
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өткән айда б д т ниң уруш җинайәтчилирини тәкшүргүчи баш әмәлдари явропа бирликиниң сербийә билән елип берилидиған сөһбәтни әслигә кәлтүрмәсликини тәләп қилған иди. Әмди явропа бирликидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири 12 - феврал күни ачқан йиғинида сербийигә 'сербийидә йеңи һөкүмәт тәшкиллиниши керәк. Шундақ болғанда, әмди явропа бирлики сербийиниң йеңи һөкүмити билән сөһбәтлишишкә тәйяр ' дәп ениқ сегнал бәргән. Шундақла йәнә, сербийә рәһбәрлири явропа бирликиниң уруш җинайәтчилирини тәкшүридиған хизмәтчилири билән үнүмлүк һәмкарлишиши лазимлиқини көрсәткән.
Б д т ниң косовада турушлуқ вәкили косова мәсилисини биртәрәп қилиш лайиһисини йоллиған
Шинхуа агентлиқиниң софийәдин хәвәр қилишичә, б д т ниң косовада турушлуқ вәкили мартти ахтисари өткән айда косова мәсилисини биртәрәп қилиш һәққидики лайиһийиисни йоллиған болуп, униңда косоваға асасий қанун түзүш, хәлқаралиқ тәшкилатларға әза болуш һоқуқи берилиши керәк, дәп көрситилгән. Бу лайиһә сербийә вә косовағиму әвәтип берилгән. Шинхуа агентлиқиниң софийидин хәвәр қилишичә, болғарийә билән гритсийә президентлири болғарийидә учрашқанда, балқан районида косовадәк бир миллий дөләтниң пәйда болушини халимайдиғанлиқи билдүргән. Бу лайиһигә сербийә вә косовадики серблар қәтий қарши турмақта. Әмма косовадики албанларниң 99% и бу лайиһини қизғин қоллимақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ахтисари косовани мустәқил қилидиған пиланини б д т бихәтәрлик кеңишигә сунмақчи
- Әнқәрәдә мустәқиллиқниң 15 йилида түрк җумһурийәтлири намлиқ йиғин чақирилди
- Косовоға мустәқиллиқ йоли көрүнди
- Хитай коммунист партийисиниң зулумиға учраватқан һәр қандақ милләтниң мустәқил болуш һоқуқи бар
- 2007 - Йили уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш туйғуси техиму юқири өрләйдиған йил
- Өзбекистанниң мустәқил болғандин кейинки җәмийәт вәзийити(2)