Косова мустәқиллиқ һәркити һалқилиқ басқучта
2007.12.13

Америка, русийә вә явропа иттипақиниң башчилиқида тәшкилләнгән, косова мәсилисини музакирә қилиш һәйитиниң вәзипә муддити бу йил 10 - декабир күни аяқлашти. Мәзкур һәйәтниң косова мәсилисидики икки тәрәпни келиштүрүш ғәйрити нәтиҗә бәрмиди. Нөвәттә, косова мустәқиллиқини әң қәтий мәйданда туруп қоллаватқан дөләт америка, америка ташқи ишлар министири кандилиза райисниң билдүрүшичә, косова музакирисини йәниму созушниң һаҗити йоқ, қарар дәрһал берилиши керәк.
Русийә вә хитай косова мустәқиллиқиғә қарши
Русийә вә хитай косова мустәқиллиқиғә қарши мәйданда. явропа иттипақидики 27 дөләттин 22 си косова мустәқиллиқини қоллаш тәрәпдари, әмма, булар мустәқиллиқ баянатиниң дәрһал елан қилинишиға қарши; музакирә йәнә бир мәзгил давам қилиши, мүмкин қәдәр тәрәпләрниң толуқ қошулуши билән елан қилиниши керәк. явропа иттипақидики гретсийә, испанийә, романийә қатарлиқ 5 дөләт косова мустәқиллиқиғә қизғин позитсийидә әмәс.
Уларниң қаришичә, косованиң мустәқиллиқи дуняниң башқа җайлиридики бөлүнүш һәрикәтлирини җасарәтләндүрүп қоюш хәвпи бар. Б д т бихәтәрлик кеңиши алдимиздики һәптә йәни 19 -декабир күни, косова мәсилиси музакирә һәйитиниң доклатини көздин көчүрмәкчи. Буниң билән косовалиқларниң алдида бир таллаш йоли турмақта, бири, сербийиниң мақуллуқи вә хәлқара күчләрниң тәстиқини күтмәстинла мустәқиллиқини җакарлаш, йәнә бири болса, хәлқара билән һәмкарлишип, йәнә бир мәзгил пурсәт күтүш.
Косова тарихтин буян сербийиниң айрилмас бир парчиси болған әмәс

Мана бу тарихий пурсәттә косова мустәқиллиқ мәсилиси дуня җамаәт пикриниң муһим темисиға айланди. Бу темида йезилған мақалиләрдин бири албан профессор әсәт ставилчниң " косова һәқиқити" сәрләвһилик мақалиси болуп, мәзкур мақалә, косова мустәқиллиқи музакирисидики муһим талаш-тартишлиқ мәсилиләргә изаһат бәргән.
Сербийиниң косова мәсилисидики позитсийиси, косова сербийиниң айрилмас бир парчиси, косова мустәқиллиқини қоллаш сербийиниң игилик һоқуқини инкар қилиш. Бу, хәлқара қанунға, җүмлидин б д т шәртнамисиға хилап. Сербийиниң бу идийисигә профессор әсәт ставиличи мундақ рәддийә бәргән: "алди билән сербийиниң косова үстидики игилик һоқуқи қануний әмәс. Чүнки, косова, хәлқ авази арқилиқ сербийигә қошулған әмәс, бәлки қорал күчи арқилиқ бесивелинған."
Косова тарихтин буян сербийиниң айрилмас бир парчиси болған әмәс, пәқәт 1912 - йили османли империйиси парчилинишқа башлиғанда, тәләйсизлик билән сербийә асаритигә қалған.
Әсәт ставиличи, косова мустәқиллиқ идийисиниң асаслиридин бири сүпитидә, косова вә сириблар арисидики тоқунуш тарихини көрсәткән. Униң қаришичә, тарих икки милләтниң баравәр яшиялмайдиғанлиқини испатлап болған. Әсәт ставиличниң билдүргинидәк, косова албанлириниң мустәқиллиқ һәрикити 19 - әсирниң оттурилирида башланған болсиму, улар османли империйиси парчиланғанда сербийиниң қолиға қалған. югославийә федератсийиси қурулғанда берилгән аптономийә һоқуқи 1989 - йили сербийә тәрипидин әмәлдин қалдурулғандин кейин, миллий тоқунуш әвҗигә чиққан. Тоқунуш ахири нато армийисиниң арилишиши билән тохтитилған.
10% Ни игиләйдиған сириблар нопуси пиланлиқ һалда көчүрүп келингән
Әсәт ставиличиниң билдүрүшичә, косова мустәқиллиқ идийисиниң йәнә бир асаси, албанларниң етник кимликидур. Униң қаришичә, бүгүн косова нопусиниң %90 ини албанлар тәшкил қилиду, 10% ни игиләйдиған серблар нопуси пиланлиқ һалда көчүрүп келингән нопус.
Косовада асаслиқ нопусни тәшкил қилидиған албанлар өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә.
Һазир б д т ға әза дөләтләр ичидә, нопус җәһәттин косова албанлириниң нопусиға йәни нопуси 2 милйонға йәтмәйдиған 58 дөләт бар. Территорийә җәһәттин косова территорийисигә йәтмәйдиған дөләттин 34 и бар. Әгәр, әгәр игилик һоқуқлуқ дөләтләргә чеқилмаслиқ хәлқара қанундики мутләқ шәрт болидиған иш болса, б д т өзигә йеңи әза қобул қилмаслиқи керәк иди, әмма 1992 - йилидин 2002 - йилиғичә, б д т ға йеңидин 34 әза қетилди.
Әсәт ставиличиниң билдүрүшичә, сабиқ югославийә федиратсийисиниң асасий қануниму, косовани сербийиниң бир парчиси дәп тонуған әмәс, шуңа косоваға аптономийә һоқуқи берилгән. Косоваға берилгән аптономийә һоқуқи косовалиқларниң етник кимлики вә территорийә чегрисиниң сербийидин айрим тонулғанлиқиниң испатидур.
Косовадики сиясий партийиләрниң биринчи шуари косова мустәқиллиқини дәрһал елан қилиш
Профессор әсәт ставиличи, бәзи дөләтләрниң әндишисиниң орунсиз икәнликини изаһлап мундақ дегән: косова мәсилиси дуняниң башқа җайлиридики бөлүнүш һәрикәтлиридин пәрқлиқ. Мәсилән, явропадики, шотландийиликләр, басклар вә католинлар өзлири яшаватқан дөләттә қирғинчилиққа йолуққини йоқ, һәтта зулумғиму учриғини йоқ. Шуңа косова мустәқиллиқи тинч яшаватқан милләтләрни бөлүнүшкә чақириш ролини ойнимайду. Косова билән сербийә арисидики мунасивәт, һиндонезийә билән шәрқи тимор, малайшия билән сингапор, ефиопийә билән еритрина арисидики мунасивәткә охшайду. Улар арисидики мунасивәт қорал билән мәҗбурий шәкилләнгән мунасивәт иди, ахирида хатимә берилди. Косова билән сербийиниң пүтүнликиму шундақ шәкилләнгән вә хатимә берилиши керәк.
Косова албанлири бүгүн, мустәқиллиқ арзусида бирдәкликкә игә. Шуңлашқа, косовадики сиясий партийиләрниң тәшвиқат риқабитидики биринчи шуар, косова мустәқиллиқини дәрһал елан қилиш. Шуңа б д т бихәтәрлик кеңишиниң 19 - декабирдики музакирисиниң қараридин кейин, косова хәлқиниң мустәқиллиқ һәрикитидә қәдәмни қандақ басидиғанлиқи дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартмақта. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- 'Шинҗаң' сақчи-әдлийә мәктипидә йүз бәргән тоқунушниң түп сәвәби
- Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
- Косова мәсилиси һәққидики йеңи учурлар
- Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
- Ахирқи парчилиниш - қара тағ җумһурийитиниң мустәқиллиқи
- Сақчилар гуаңҗуниң явтәй базиридики уйғур тиҗарәтчиләрни уруп тарқитивәтти
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Хитай сақчилириниң қораллиқ бастурушида өлгән кишиләрниң сани ашмақта
- Гуйлиндә һәрбийләр адәм уруп, миңлиған пуқраларниң қаршилиқиға учриди
- Ички моңғулда 2000 дәк кәнт аһалиси сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан
- Гуаңҗудики тоқунушта яриланған кишиләр сақчи әмәс